Хитай өткүнчи һөкүмитиниң хитабнамиси вә миллий мәсилә һәққидики қарашлири
2008.01.02
Түнүгүн йәни 1 - январ күни чәтәлдә паалийәт елип бериватқан бир қисим хитай демокиратчилири, хитай өткүнчи һөкүмити қурулғанлиқини җакарлап хитабнамә елан қилди. Хитай өткүнчи һөкүмитиниң вәкиллик салаһийити йәни чәтәлдики хитай демократчилириниң қанчилик қисмиға вәкиллик қилалайдиғанлиқи техи ениқ әмәс; әмма униң чәтәлдики, хитай коммунист һакимийитигә қарши бир түркүм радикал пикирлик өктичи күчләргә вәкиллик қилалайдиғанлиқи өткүнчи һөкүмәтниң хитабнамисидин мәлум.
Һеч бир иш мурәссә йоли билән һәл болмайду
Хитабнамә, өткүнчи һөкүмәтниң вәзиписини, барлиқ демократик күчләрни, җүмлидин хитайдики партийә, һөкүмәт вә армийә ичидики өктичи күчләрни әтрапиға топлап, хитай коммунист партийисигә қарши кәң -көләмлик қаршилиқ һәрикити қозғаш вә хитайниң демократик түзүмгә өтүш җәрянидики қануний тәртип ишлириға йетәкчилик қилиш дәп көрситиду. Өткүнчи һөкүмәтниң хитайда һакимийәтни қолға елиш ғайиси йоқлуқини, хәлқ әркин сайлам пурситигә еришкәндә, һөкүмәтниң әмәлдин қалидиғанлиқини билдүриду.
Хитабнамә, хитай коммунист һакимийитиниң зулумидин қутулуш койидики барлиқ кишиләр, җүмлидин, демократийигә интилгән зиялийлар, йери тартивелинған деһқанлар, адаләтсиз риқабәтниң зәрбисигә учриған ишчилар; партийә, һөкүмәт, армийә ичидә һәққаний мәйдани сәвәблик чәткә қеқилған кадирлар вә барлиқ оқуғучилар, хитай өткүнчи һөкүмитиниң иҗтимаий асаси дәп көрситиду.
Хитабнамида хитай хәлқи зорлуқ йолиға тайинип туруп, өзини қоғдаш вә мәвҗут һакимийәткә хатимә бериш һоқуқиға тамамән игә дәп әскәрткән вә инсаний әхлақ чегриси ичидә, һәр қандақ шәкилдики зораванлиқ шәклини қоллиниш һоқуқиға игә дәп көрсәткән. Хитай коммунист һакимийити билән һеч бир ишниң мурәссә йоли билән һәл болмайдиғанлиқини тарих вә реаллиқ испатлап болди дәп әскәрткән өткүнчи һөкүмәт, хитай коммунист һакимийитидин үмид күткүчиләр, мурәссә қилғучилар, әпу қилғучиларға бизниң сепимиздә орун йоқ дәп билдүргән.
Хитайдики аз санлиқ милләтләр федератсийә, алй аптономийә һоқуқидин пайдилиниду
Өткүнчи һөкүмәтниң хитабнамисидә, хитайдики миллий мәсилиләргә көп орун берилмигән, пәқәт хитай коммунист һакимийитиниң аз санлиқ милләтләр үстидин мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүватқанлиқини тилға алған һәм хитайдики миллий мәсилиләрни һәл қилишниң чариси федератсийә түзүми дәп ишарәт бәргән.
Биз өткүнчи һөкүмитиниң рәһбәрлиридин йүән хуңбиңни зиярәт қилип хитайдики миллий мәсилиләр һәққидики қаришини сориғинимизда мундақ деди: " хитайдики аз санлиқ милләтләрму коммунист һакимийәтниң зиянкәшликигә учрап келиватиду, хитай коммунист һакимийити йиқилмай туруп хитайдики һеч бир мәсилә һәл болмайду. Хитай коммунист һакимийити йиқилғандин кейин, миллий мәсилиләр музакирә йоли билән һәл болиду. Федератсийә түзүми, алй аптономийә һоқуқи миллий мәсилиләрни һәл қилиду дәп қараймиз."
Йүән хуңбиң йәнә мундақ деди: "кәлгүсидә, ялғуз шинҗаң йәни шәрқи түркистанла әмәс, һәтта башқа өлкиләрму мустәқиллиқ тәлипини оттуриға қоюши мумкин, мәсилән, җуңхуа минго қурулғандиму шундақ болған. Булар музакирә йоли билән һәл болиду, һазир бу һәқтә конкрет тохтилиш үчүн бәк балдур."
" Бу мәсилә ипадә билдүрүшкә балдур"
Бу охшаш мәсилини өткүнчи һөкүмәтниң президенти ву фәндин сориғинимизда, өткүнчи һөкүмәтниң нөвәттики басқучта, бу мәсилә үстидә ипадә билдүрүши реалистик болмайдиғанлиқини билдүрди.
Өткүнчи һөкүмәткә вакалитән әмәс, шәхсий өзиңизгә вакалитән ипадә билдүрсиңиз, хитай һакимийитидә яшаватқан башқа милләтләрниң, җүмлидин шәрқи түркистанлиқларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи һәққидә немә ойлайсиз дәп сориғинимизда мундақ җаваб бәрди": әлвәттә һөрмәт қилимән. Аримиздики ортақ нуқтилар тепип чиқилса, аримизда ихтилап йүз бәрмәйду."
" Дөләт ичи- сиртидин, һәтта армийә ичидинму тәклип кәлди"
Биз йүән хуңбиңдин, " бу һөкүмәтниң хитай өктичи һәрикити ичидә көп санлиққа вәкиллик қилалайдиғанлиқиға ишинәмсиз?" дәп сориғинимизда мундақ дәп җаваб бәрди. "Биз бу һөкүмәтни бир йерим йил тәйярлиқтин кейин қуруп чиқтуқ. Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи хәлқимизни үмидсизләндүрди. Хитай коммунист партийисиниң сиясий түзүлмә ислаһат йолиға өзликидин маңмайдиғанлиқи ениқ болуп оттуриға чиқти. Дөләт ичи-сиртидин өткүнчи һөкүмәт қурушимизни тәләп қилип көплигән тәклип пикирләр кәлди. Һәтта, бу тәклип армийә ичидинму кәлди. Буниңсизму биз, бултурдин башлап, хитайниң кәлгүси дегән темида зиялийлар вә паалийәтчиләр арисида муһакимә вә музакириләр йүргүзүватқан идуқ. Бу музакириләрдиму өткүнчи һөкүмәт қурушниң зөрүрлүки оттуриға қоюлған иди. Шуңа биз, мушу пәйтни өткүнчи һөкүмәт қурушниң пурсити пишип йетилди дәп қаридуқ."
Сөһбитимиз җәрянида, йүән хуңбиң өзиниң қисқичә тәрҗимиһалини тонуштуруп өтти. Йүән хуңбиң, 1952 - йили ички моңғулда туғулған, бейҗиң университетида оқиған, 1989 -йилидики демократик оқуғучилар һәрикитидә, бу һәрикәтни зиялийлар сепидә туруп қоллиған. Тйәнәнмен вәқәсидин кейин җазаланған вә 2005 - йили австралийигә қечип чиққан. Униң ички моңғул хәлқи вә тибәт хәлқиниң мәсилилирини тилға елип язған икки китаби бар.
Йеңи қурулған хитай өткүнчи һөкүмитиниң, бундин кейин, хитай өктичи һәрикитини йүксәлдүрәләйдиған - йүксәлдүрәлмәйдиғанлиқила әмәс, тәсир көрситәләйдиған - көрситәлмәйдиғанлиқиму соаллиқ. Әмма, хитай коммунист һакимийитигә мурәссәсиз һәтта барлиқ вастиларни қоллинип қарши турушни тәшәббус қилидиған бир гуруһниң мәвҗутлуқи диққәткә тегишлик бир нуқтидур. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (2)
- Бәнәзир бутто дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (1)
- Қирғизистандики өктичи партийә - гуруһлар сайламда адаләтсизлик көрүлгәнликини илгири сүрди
- Саркозий кишилик һоқуқи вә хәлқ пули мәсилисидә ху җинтавға нәсиһәт бәрди
- Хитай рәһбәрлири дәватқан 'демократийә' һәққидики мулаһизиләр давамлашмақта
- Хитай рәһбәрлири 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртмәктә
- Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә
- Қирғизистанда, һазирқи президент қурманбек бақийевни қоллайдиған ақҗул партийиси қурулди
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Коммунист хитай рәһбәрлири демократийә һәққидә хәлққә әвладму-әвлад ялған вәдә берип кәлмәктә