Хитай, русийә вә ғәрб оттура асияниң енергийисини талишиватиду
2007.02.06
Хитайниң шаңхәй иҗтимаий пәнләр академийиси шаңхәй һәмкарлиқ тәтқиқат мәркизиниң башлиқи, шаңхәй йәһудий тәтқиқат мәркизиниң мудири профессор пән гаң дүшәнбә вә сәйшәнбә күнлири америка пайтәхти вашингтондики җамес товн фонди, истратегийә вә хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат мәркизи қатарлиқ орунларда америка-хитай-русийә мунасивәтлири һәққидә илмий доклат берип, хитайниң оттура асия райони, русийә вә америкиға қаратқан ташқи сиясий истратегийиси һәққидә тохталди. Пән гаңниң қаришичә, хитайниң оттура асия истратегийисидә енергийә һәмкарлиқи әң муһим орунда туриду. Лекин, бир қисим америка алимлири хитайниң оттура асия райониниң енергийисини қолға кәлтүрүштә америкиға тәһдид пәйда қиливатанлиқини илгири сүрмәктә.
Совет иттипақиниң йимирилиши хитайға пурсәт яритип бәрди
Хитай совет иттипақи йимирилгәндин кейин, оттура асия райони билән алақә қилиш пурситигә еришти һәмдә хитайниң оттура асия мәмликәтлири билән болған көп тәрәплимилик мунасивәтлири барғансири күчийип, оттура асия районида америка, русийә билән риқабәт пәйда қилиш сәвийисигә йәтти.
Хитайниң оттура асиядики мәвҗутлуқида сиясий мунасивәтләрдин башқа иқтисадий мунасивәтләр муһим салмақни игилигән болуп, бирақ, хитай йеқинқи йиллардин буян қазақистан, түркмәнистан вә өзбекистанниң енергийисини қолға кәлтүрүшкә көпрәк күч чиқиришқа башлиди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң оттура асиядин көзлигән асаслиқ мәқсити енергийә мәнбәлирини қолға кәлтүрүп, өзиниң һазирқи вә кәлгүси енергийә еһтияҗини тәминләштин ибарәт.
Америка оттура асия ишлири мутәхәсислириниң қаришичә, хитайниң бу райондики енергийә мәнбәлирини тиришип қолға кәлтүрүши америкиниң көп қутуплуқ енергийә билән тәминлиниш пиланиға нисбәтән тәһдид пәйда қилмақта.
Хитай билән қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистанлар арисида илгири кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида вә айрим шәкилдә бир қатар сиясий, иқтисадий,мәдәнийәт һәм башқа саһәләргә аит келишимләр түзүлүп, хитайниң бу дөләтләр билән болған мунасивәтлири күнсайин қоюқлашти. Техи йеқиндила қазақистан вә таҗикистан президентлири хитайни зиярәт қилди. Униң алдида болса, қирғизистан президенти хитайни зиярәт қилди. Буниңдин илгирики йилларда хитай рәислиридин җаң земин вә ху җинтавларму арқиму-арқидин оттура асия мәмликәтлиридә болди.
Новәттә, хитай билән қазақистанниң мунасивәтлири истратегийилик һәмкарлиқ дәриҗисигә йәтти шуниңдәк хитай билән һәр қайси җумһурийәтләр арисида "достлуқ һәмкарлиқ, инақ қошнидарчилиқ" шәртнамилири имзалинип, уларниң мунасивәтлириниң ениқ капалитиниң қануний асаси турғузулди.
Иқтисадий мунасивәттики асасий муддиа енергийә
Хитайниң оттура асия билән болған сода мунасивәтлириму йилдин –йилға ешип, 2005- йил- сәккиз йерим милярд долларға йәткән болса, хитайниң пәқәт бир қазақистан билән болған содиси алтә милярд 700 милйон доллар болди.
Ундақта хитайниң оттура асия мунасивәтлиридин көзлигән түп мәқсити немә дегән соалниң туғулуши тәбиий, хитайниң шаңхәй иҗтимаий пәнләр академийиси, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тәтқиқат мәркизиниң мудири, профессор пән гаң Jamestown фонди җәмийитидә өткүзүлгән йиғинда сөз қилип, " икки тәрәпниң енергийә һәмкарлиқи омумий йүзлүк мунасивәтләрниң әң муһим қисими" дәп көрсәтти.
"Енергийә һәмкарлиқлири икки тәрәп сода мунасивәтлиридә наһайити муһим орунни тутиду. Қазақистан билән җуңгониң нефит аққузуш турубиси көп йиллар тиришчанлиқ көрситилиш арқилиқ ятқузулуп, 2005-йили ахири нефит аққузулушқа башлиди, пилан бойичә һәр йили 20 милйон тонна нефит йәткүзүлүш лазим болуп, һазирқи төмүр йол арқилиқ йилиға бәш милйон тонна тошулидиған нефиттин төт һәссә көп. Буниңдин башқа йәнә җуңго билән өзбекистан вә түркмәнистан арисидиму җуңгоға туташтурулидиған тәбиий газ турубиси ятқузулуш пүтүшүлгән, бу газ турубилириниң тошуш миқдари йилиға 25 милярдтин 40 милярд кубметирғичә болиду" дәйду пән гаң.
Пән гаңниң ейтишичә, "җуңгониң дәңиз енергийә йоллирини қоғдаш иқтидари йетәрлик болмиған әһвал астида, оттура асияниң әнәргийиси җуңго үчүн наһайити муһим истратегийилик қиммәткә игә, мунасивәтлик нефит вә тәбиий газ турубилири пүткәндин кейин тәбиий газниң җуңго енергийә қурулмисидики нисбити әшип, җуңгониң ғәрбни ечиш истратегийисини илгири сүрүштә муһим әһмийәткә игә".
Пән гаң сөзини давамлаштуруп, " мениң һес қилишимчә, җуңго билән оттура асия мунасивәтлиридә иқтисадий һәмкарлиқ наһайити муһим, шуниңдәк иқтисадий һәмкарлиқта енергийә техиму муһим, һазир үч асаслиқ нуқта муқимлаштурулди, биринчи енергийә, иккинчи, қатнаш, үчинчи учур игилики, әлвәттә, булардин башқа көп нәрсиләр бар, мәсилән, йеза игилик, муһит, су мәнбәлири ишлитиш, саяһәтчилик вә башқилар, лекин, енергийә һаман биринчи орунда туриду" дәйду.
Қазақистан дөләт университети,иқтисадий-җуғрапийә пакултетиниң профессори шерипҗан надироп әпәндиниң қаришичә, хитай қазақистан нефитини қолға кәлтүрүштә һәр қанчә тиришсиму, бирақ мәбләғ селиш җәһәттә йәнила америка вә явропадин кейин туриду. Қазақистан хитай билән қоюқ иқтисадий мунасивәт орнитишниң хәтәрлик икәнликини чүшиниду.
Хитай америкиға енергийә тәһдиди пәйда қилаламду?
Хитай мутәхәссиси пан гаң гәрчә хитайниң оттура асия нефитини қолға кәлтүрүштә америка вә русийигә тәһдид пәйда қиливатқанлиқини ашкара илгири сүрмигән болсиму, бирақ америка мирас фонди җәмийитиниң тәтқиқатчиси алийәр кеин " америкиниң мәнпәәти вә оттура асия енергийиси" намлиқ мақалә йезип, хитайниң оттура асия енергийә базириға киргәндин кейин, русийиниң монополини бузуп ташливетипла қалмастин, бәлки америкиниң коп қутуплуқ енергийә истратегийисиниң мәзкур районда әмәлгә ешишиғиму тәһдид пәйда қилди дәп оттуриға қойди. Мәзкур алим, хитайниң 2006-йили қазақистан нефит ширкитини сетивалғанлиқи вә бир қанчә дөләт билән тәбиий газ туруба йоли келишиму түзгәнликини шуниңдәк йәнә русийә билән бирлишип, америкиниң бу райондики тәсирини азлитишқа урунуватқанлиқини көрсәткән.
Jamestown Фонди җәмийитиниң башлиқи глен ховард әпәнди болса, хитайниң америка вә ғәрб дөләтлири билән енергийә риқабити пәйда қиливатқанлиқини көрситип, америкиниң көпрәк әндишә қилидиғиниң қазақистан билән хитай арисида ятқузулған нефит йоли икәнлики, америкиниң қазақистанниң нефит турубисини бакуға туташтуришини халайдиғанлиқини тәкитлиди. Униң қаришичә, қазақистан хитайға бәрмәкчи болған 20 милйон тонна нефитниң, 10 милйон тоннисини хитайға беридиған болди.
Мәзкур мутәххәсисниң қаришичә, хитайниң оттура асия енергийиси җәһәттә риқабәт пәйда қилишидин қәтий нәзәр америка һазир унчивала әндишә қилмайватиду. Чүнки, қазақистан һөкүмити америка билән болған мунасивәткә йәнила хели бәк етибар бәрмәктә, бирақ, ачқучлуқ нуқта хитайниң бу райондики паалийәтлириниң күнсайин җанлинишиниң америкиниң мәнпәәтигә техиму чоң тәсир пәйда қилмай қалмаслиқидур.
Қазақистанлиқ уйғур профессор шерипҗан надироп әпәнди һазир қазақистанниң хитайға маңдуруватқан нефитиниң 20% кә йәтмәйдиғанлиқини, 70-80% нефитниң русийә вә русийә арқилиқ явропаға маңдуриливатқанлиқини,шуңа һазирчә хитайниң русийә вә ғәрбкә енергийә тәһдиди пәйда қилалмайдиғанлиқини көрсәтти.
Ховард әпәнди болса, һазир америкиниң узун муддәтлик оттура асия истратегийисиниң кәмликини көрситиш билән биргә нөвәттә, америкиниң мәзкур районниң бихәтәрлик, демократийә, кишилик һоқуқ ишлириға көңүл бөлүватқан болсиму, лекин енергийиниң америкиниң бу райондики мәнпәәтлириниң ядроси икәнликини тәкитлиди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай - түркмәнистан тәбиий газ келишими кәлгүсидә русийә билән хитай арисида сүркилиш пәйда қилиши мумкин
- Хитайлар оттура асияға чоңқурлап кирмәктә
- Хитай қазақистанда нефит мәнбәлирини қолға кәлтүрүш йолида һәрикәт қилмақта
- Профессор шерипҗан надироф: хитай қазақистанға мәбләғ селишта йәнила арқида
- Қирғизистан –америка мунасивәтлири нәгә йүзлиниду?
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Канада чәтәл карханилириниң канада енергийә ширкәтлирини сетивелишни қанун арқилиқ чәклимәкчи
- Хитай русийә билән оттура асия нефитини талашмақта
- Америкиниң афғанистандики һәрбий һәрикити күткән нәтиҗини бәрдиму?
- Назарбайев америка зияритини башлиди
- Қазақистан президенти америкини зиярәт қилмақчи
- Америка -моңғулийә һәрбий һәмкарлиқи пишип йетилмәктә
- Америка дөләт мәҗлисидә оттура асия темисида испат бериш йиғини ечилди
- Хитай тарим ойманлиқида нефит-тәбиий газ ечишта чәтәл ширкәтлиригә тунҗи қетим ишик ачти
- Хитайниң иран президентини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәклип қилиши америкиға тақабил турғанлиқму?