Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди


2004.12.14

Пакистан баш министири шавкәт әзизниң хитайдики төт күн давамлишидиған зиярити сәйшәнбә күни башланди. Бу шавкәт әзизниң тунҗи қетим хитайни зиярәт қилиши болуп һисаплиниду. Пакистан даирилириниң ашкарилишичә, пакистан баш министири бу қетимқи сәпиридә, бейҗиң һөкүмити билән икки дөләт һәмкарлиқ мунасвити вә көп тәрәплимилик шериклик мунасивитини илгири сүрүшни мәқсәт қилған бир қанчә түрлүк һәмкарлиқ келишими имзалайдикән. Сәйшәнбә күни бейҗиңға қарап йолға чиқиш алдида мухбирларни күтивелип, " бу қетимқи зияритим пакистанниң хитай билән болған сияси вә сода мунасвитини йеңи пәллигә көтириду," дәп тәкитлигән шавкәт әзиз, пакистан билән хитайни истиратигийилик шерикләр, дәп көрсәтти.

Пакистан мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, пакистан баш министириниң хитайдики зиярәтниң асасий күнтәртипини сода- иқтисад саһәсидики һәмкарлиқ игиләйдикән. Бирақ исламабадтики дипломатик мәнбәәләр, икки тәрәп рәһбәрлириниң җәнубий асия вәзийитиниң тинчлиқи шундақла тероризимға қарши турушни өз ичигә алған хәлқара вә район характирлик мәсилиләр һәққидә сөзлишидиғанлиқини илгири сүргән. Бейҗиң билән исламабад оттурисидики мунасвәт, ядро вә башқурулидиған бомба техникисини өз ичигә алған дөләт мудапиә саһәсидики истиратигийилик һәмкарлиқ мунасивитигә қәдәр четилған .

Хитай, пакистан чәшмә ядро истансисиниң малийә вә техника җәһәттики асаслиқ тәминлигүчиси болуп, икки дөләт армийиси 2003 - йили 10 - айда тунҗи қетим бирләшмә һәрбий маневир елип барған. Икки тәрәп 2004 - йили 8 - айда елип барған бирләшмә һәрбий маневир уйғур илиниң ташқорған районида өткүзүлгән. Икки дөләт һава армийисиниң -17 JF бәлгилик уруш айрупилани, пакистан билән хитайниң һәмкарлиқида ишләпчиқириливатиду. Шавкәт әзиз бу сәпиридә хитайниң әң чоң сода- санаәт мәркизи шаңхәйни зиярәт қилип, бу йәрдә хитай сода -санаәт саһәсидики әрбапларға сөз қилиду. Шундақла шаңхәйдики пакистан консулханисиниң ечилиш мурасимиға қатнишиду. Пакистан баш министири бейҗиңда чиңхуа университитиниң оқуғучилириға сөз қилиши мүмкин.

Пакистан ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, шавкәт әзиз хитай тәрәп билән имзалайдиған иқтисади тохтамнамилар, сандақ алтун қурулушини кеңәйтиш вә риваҗландуруш келишими, пакистан - хитай бирләшмә мәбләғ селиш ширкити қуруш , хитай- пакистан асаси қурулуш җәмийити тәсис қилиш, хитай ширкәтлири пакистанда еликтир истансиси қурулуши елип бериш, икки дөләтниң нефит вә тәбий байлиқлар саһәсидики һәмкарлиқ келишимлирини өз ичигә алиду. Хитай тәрәп пакистан билән икки дөләт сода тохтамнамисидики 186 хил түрни әмилиләштуруш һәққидә келишим имзалашқа мақул болған. Пакистан мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити пакистанниң хитайға гүрүч експорт қилишиға қошулған.

Хитай ширкәтлири пакистанда бәзи чоң көләмдики асаси қурулуш әслиһәлири пиланиға иштирак қилмақта. Бу әслиһәләр пакистанниң әрәп деңизи бойидики гвадар порт қурулуши, вазиристандики гумалзам су амбири , чәшмә ядро истансиси , шундақла сандақ алтун қурулуши қатарлиқларни өз ичигә алған. Бирақ йеқинқи йиллардин бери пакистандики хитайларниң бихәтәрлик мәсилиси, бейҗиң даирилирини әндишигә селишқа башлиған. Бу йил 5 - айда гвадар порт қурулушидики хитай техникларниң 3 нәпири бомба партлап өлгән. 10 - Айда икки нәпәр хитай инжинири җәнубий вазиристандики мусулман пидаийлар қомандани мәсудниң қол астидики кишиләр тәрипидин гөрүгә елинған.

Гөрүдики хитайларниң бири қутқузуш җәрянида өлгән иди. Хитайлар бу вәқә мунасивити җәнубий вазиристандики гумалзам су амбири қурулушини тохтатқан. Хитай һөкүмити пакистандики хитай хадимлириниң бихәтәрлик мәсилисини оттуриға қоюши мүмкин. Пакистан ахбарат агентлиқи, исламабадтики дипломатик мәнбәәләрниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, икки тәрәп терорчилиққа қарши туруш вә кәшмир мәсилисини өз ичигә алған район вә хәлқара мәсилиләр бойичә пикир алмаштуридикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.