Һиндистан, хитай билән дөләт бихәтәрликини, хитай, пакистан билән дослуқни биринчи орунға қойди


2006.11.24

Бөгүн мәтбуатларда хитайниң пакистан билән әркин сода келишими имзалиғанлиқи вә униңдин бурун хитай -һинидстан оттурисида әркин сода келишими имзаланмиғанлиқи һәққидә мулаһизиләр башланди.

Хитай-пакистан бәш йиллиқ әркин сода келишими имзалиған

'Бирләшмә агентлииқи'ниң 24 ‏- ноябир күни исламабадтин хәвәр қилишичә, җүмә күни пакистан билән хитай оттурисида бәш йиллиқ омумий келишим имзаланған. Бу хил келишим ху җинтав 10 нәччә йилдин буян тунҗи қетим хитайниң дөләт рәииси салаһийити билән пакистанни зиярәт қилишқа башлиғандин кейин имзаланған. Бу омумий келишим хитай -пакистан оттурисидики бәш йиллиқ әркин сода келишими, пакистан һава қисимлири билән хитайниң һава мудапиә санаити оттурисида келишкән айрупилан санаити вә башқа мунасивәтлик саһәләрдә узун йиллиқ һәмкарлишиш келишими, шундақла, пакистан һава қисимлирини қоралландуридиған JF_17 бәлгилик бомбадиманчи айрупиланларни 2007 ‏-йилидин бурун икки дөләт бирликтә ишләпчиқириш пилани қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Хитай пакистан билән әркин содини 15 милярд америка доллириға йәткүзүшни нишанлиған

'Б б с' ниң хәвәр қилишичә, ху җинтав пакистанға йетип кәлгәндин кейин, хитай -пакистан оттурисида 18 түрлүк келишим имзаланған. Буниң бири хитай билән пакистанниң бәш йиллиқ әркин сода келишимидин ибарәт. Бу келишимгә асасланғанда, ху җинтав билән пәрвиз мушәррәп хитай - пакистан оттурисидики әркин содини 2005 ‏- йлидики 4 милярд 260 милйон америка доллирилиқ сәвийидин 15 милярд америка доллириға йәткүзүшни нишанлиған. Гәрчә хитай пакистанға йеңи ядро електир истансиси қуруп беридиғанлиқи һәққидә гәп болуватқан болсиму, әмма ху җинтавниң сөзи буйичә, бу мәсилә хитай -пакистан оттурисида узун йил давам қилидиған истратегийилик пилан дәп атилиш билән чәкләнгән. Хитай бир нәччә он йилдин буян пакистанниң башқурулидиған бомба вә ядро қорал пиланини қоллап, уни әң көп уруш қораллири билән тәминләватқан дөләт. Ху җинтав бу қетим һиндистан билән пакистанни зиярәт қилғанда, хитай билән пакистанниң мунасивитини техиму яхшилашқа вә уни қурбан қиливәтмәсликкә алаһидә әһмийәт бәргән.

Хитай билән һиндистан оттурисида һечқандақ әркин сода келишми имзаланмиған

Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, ху җинтав буниңдин бурун һиндистанни зиярәт қилғанда, гәрчә у хитай билән һиндистан оттурисидики сода мунасивитини кеңәйтиш һәққидә, өз - ара ишәнмәсликни йоқ қилиш һәққидә, хитай -һиндистан оттурисидики чегра мәсилисини тездин һәл қилиш һәққидә көпләп чирайлиқ сөз қилған болсиму , әмма ахирқи һесабта, хитай- һиндистан оттурисида әркин сода келишими имзаланмиди.

Һиндистан -хитай оттурисида әркин сода келишми имзалайдиған пурсәт техи йетип кәлгини йоқ

'Һиндистан сода хәвәрлири' гезитиниң 24 ‏- ноябир күни баян қилишичә, ху җинтав 23 ‏- ноябир күни мумбайда, хитай -һиндистан оттурисида әркин сода келишими имзалаш сөһибити давамлишиватқанда, ху җинтав сөз қилип, башқа ихтилапларни қайрип қоюп, сода келишимниң имзалинишини илгири сүрмәкчи болған болсиму, әмма сөһбәтниң қаяши һәр икки дөләт район характерлик сода килишими имзалашни 2007 ‏- йили өктәбиргичә тәтқиқ қилишқа майил болған. Һиндистанниң сода-санаәт министири камал әпәнди мухбирларниң суаллириға җаваб бәргәндә 'һиндистан-хитай оттурисида әркин сода келишми имзалайдиған пурсәт техи йетип кәлгини йоқ, биз бу һәқтә давамлиқ тәтқиқат елип баримиз, көзитимиз' дегән.

Һиндистан өзиниң бихәтәрликигә тәһдит болудиған қурулушларға хитайниң мәбләғ селиватқанлиқиға деққәт қилмақта

'Мәркиизи агентлиқи'ниң баян қилишичә, һиндистанниң сода миниситири җайрам рамиш әпәнди 23 ‏- ноябир күни 'һиндистан билән хитай оттурисида әркин сода келишими имзалаш дегән бир узун йиллиқ хиял. Һиндистан алди билән дөләтниң бихәтәрлик амиллирини биринчи орунда қойиду' дәп җакарлиған. У сөзидә йәнә 'пакистан һазир давамлиқ түрдә хитайниң ядро қораллири җәһәттики ярдимигә игә болуватиду. Хитай йәнә һиндистан билән чегрилинидиған җайлардики бәш раюнға телеграф- вә електронлуқ учур саһәлирини өз ичигә алған бирмунчә қурулушқа мәбләғ селиватиду. Биз дөлитимизниң бихәтәрликигә тәһдит болудиған бундақ сәзгүр қурулушларға хитайниң мәбләғ селиватқанлиқиға алаһидә диққәт қиливатимиз' дегән.

Ху җинтав хитайниң җәнубий асияда аҗизлап кәткән тәсирини қозғатмақчи

'Америка авази' ниң баян қилишичә, 2001 ‏- йилидики 11 ‏- сентәбир вәқәсидин кейин, пакистан америкиниң террорчилиққа қарши туруштики сәпдиши болуп қалған иди. Шуниңдин башлап хитайниң җәнубий асиядики тәсири аҗизлап кәткән иди. Ху җинтав бу қетим пакистанни зиярәт қилиш арқилиқ, пакистан билән узун йиллиқ тәрәқиқият әслимилирини турғузуш, һинидстанға қариғанда техиму чоң иқтисадий келишимләрни түзүш арқилиқ өзиниң җәнубий асияда аҗизлап кәткән тәсирини қайтидин қозғитишқа тиришиватиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.