Хитай пакистандин қәбилиләр районидики шәрқий түркистан күчлиригә қарши һәрикәт қоллинишини тәләп қилған

Хитай һөкүмити йеқинда пакистанниң қәбилиләр районидики шәрқи йүркистан ислам һәрикити күчлириниң хитайға қарши һуҗум пилани қурғанлиқини илгири сүрүп, пакистан даирилириниң шәрқий түркистан күчлиригә қарши һәрикәт қоллунишини тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2009.04.13
xu-zardari-beyjingda-305.jpg 15 - Өктәбир, хитайни зийарәт қиливатқан пакистан президенти асиф зардари билән ху җинтав, хитай һөрмәт қаравуллириниң алдида.
AFP Photo

Хитай һөкүмити мәзкур тәшкилатниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мәзгилидә һуҗум қозғаш иһтимали барлиқини илгири сүргән.

Пакистан сияси сәһнисидики юқири дәриҗилик затларниң әнгилийә" мустәқиллиқ " гезитигә ашкарилишичә, хитай һөкүмити йеқинда пакистан рәһбәрлиридин пакистанниң қәбилиләр районидики шәрқий түркистан ислам һәрикити күчлиригә қарши һәрбий һәрикәт қоллинишни тәләп қилип, ш т и һәрикити күчлириниң хитайға қарши һуҗум пилани қурғанлиқини, мустәқилчиләрниң бу йилқи дөләт байрими мәзгилидә хитайға һуҗум қилиш еһтимали барлиқини билдүргән иди.

Әнгилийә "мустәқиллиқ" гезитиниң өткән һәптилик санидики бу хәвәрдә хитай - пакистан рәһбәрлириниң йеқинқи 2 ай ичидә мәхсус бу мәсилини мәркәз қилип, 2 қетим сөһбәт елип барғанлиқини, сөһбәт җәрянида хитай тәрәпниң пакистан даирилирини агаһландуруп, пакистан армийисиниң қәбилиләр районидики уйғурларға һәрбий һәрикәт қоллинишини тәләп қилғанлиқини илгири сүргән. Пакистан мусулманлар иттипақиниң баш катипи мушаһид һөсәййин сәид әнгилийә гезитигә бәргән бу һәқтики мәлуматида бу сөһбәтләрниң бириниң, хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗу билән пакистан президенти зәрдари арисида елип берилғанлиқини, шуниң билән биргә хитайниң бир алаһидә вәкили бу йил 3 ‏ - айда пакистанни зиярәт қилип, исламабад билән қәбилиләр районидики уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип барғанлиқини билдүргән.

Президент зәрдари бу йил 2 ‏ - айниң ахирлирида хитайни зиярәт қилип, шаңхәйдә өткүзүлгән хәлқара сода - иқтисад йиғиниға қатнашқан иди. Мушаһид һөсәйин сәид әнгилийә гезитидики мәлуматида зәрдариниң шаңхәйдики мәзгилидә хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗуниң шаңхәйгә келип, зәрдари билән учрашқанлиқини, униң пакистан қәбилиләр районидики ш т и һәрикити күчлириниң хитайға һуҗум пилани қурғанлиқини, пакистан даирилириниң уларға қарши һәрбий һәрикәт қоллинишини тәләп қилғанлиқини илгири сүргән.

Пакистандики вәзийәттин хәвәрдар бәзи әрбаплар болса қәбилиләр районидики уйғурларниң хитайға һуҗум қилиш имканийити чәклик, дәп қарайдиғанлиқини, чүнки улар райондики түрлүк гуруһларниң қанити астида паалийәт елип баридиғанлиқини, бәзи гуруһларниң хитайға һуҗум қилишни халимайдиғанлиқини билдүрмәктә. Бу қараштики вәзийәт көзәткүчилириниң бири, пакистандики әршидин әпәндидур.

Мушаһид һөсәйин сәидниң баш катиплиқидики пакистан мусулманлар иттипақи бурун сабиқ пакистан президенти пәрвиз мушәррәпни қоллайдиған сияси партийә иди. Мушаһид һөсәйин сәид әнгилийә гезитидики мәлуматида зәрдари билән мең җйәнҗу арисидики сөһбәт мәзмунидин өзиниң оттура асияда елип барған йеқинқи бир зиярити җәрянида хәвәрдар болғанлиқини, сөһбәт мәзмуниға даир учурни хитай әмәлдарлириниң тәминлигәнликини билдүргән. Хитай әмәлдарлар униңға " ш т и һәрикитиниң қәбилиләр районида һәрбий қараргаһи бар. Улар җоңго инқилабиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мәзгилидә һуҗум қилиш пилани қурмақта," дегән. Мушаһид һөсәйин сәид, мең җйәнҗу билән зәрдариниң шаңхәйдики сөһбити 90 минут давамлашқанлиқини, қәбилиләр районидики уйғурлар мәсилисини музакирә қилғанлиқини илгири сүргән.

Биз пакистан мусулманлар иттипақиниң исламабадтики баш штабиға телефон қилип, мәзкур партийиниң бу мәсилидики мәйдани вә мәзкур вәқә тоғрисидики тәпсили учурларни сориған болсақму, лекин мусулманлар иттипақиниң баянатчиси тариқ әзиз соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Хитай пакистанни һәрбй әслиһәләр вә ядро техникиси билән тәминләйдиған әң муһим дөләт болупла қалмай пакистанға мәбләғ селиватқан бирдин бир дөләттур. Пакистандики әршидин әпәнди пакистанниң шәрқий түркистан мәсилисидә хитай билән зич һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди.

Лекин, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики бәзи мутәхәссисләрниң әскәртишичә, ш т и һәрикитиниң мәвҗут яки актип паалийәттики орган икәнликини испатлаш қийин болған гумандики бир мәсилидур.

Йеқинда кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлар мутәхәссиси софийә ричардсон, вашингтондики бир йиғинда бу мәсилидики гуманини оттуриға қоюп, буш һөкүмитиниң ш т и һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгәнликини тәнқид қилған. У, америкиниң бу қарари хитайни илһамландурғанлиқини, хитайниң терроризмни баһанә қилип, уйғурларни кәң көләмлик бастуриватқанлиқини илгири сүргән иди.

Ричардсон ханим, обама һөкүмитиниң бу сәвәнликни түзитип, ш т и һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин чиқириветишини тәләп қилған.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.