Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
2007.12.04
4- Декабир хитайда "қанунни тәшвиқ қилиш күни" елип берилди. Әмма буниңдин бир нәччә күн илгирила, хитай хәлқ гезит вә башқа дөләт игидарчилиқидики тәшвиқат, ахбарат саһәси " қанун билән идарә қилиш роһини җари қилдуруп, қанун билән дөләт башқурушни илгири сүрәйли" дегән сәрләвһә астида һәр түрлүк тәшвиқат һәрикитини башливәтти.
Әмгәк билән өзгәртиш түзүми асасий қанунға хилап
Һалбуки хитай өзиниң қанун билән башқуруш җәһәттә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини һәдәп тәшвиқ қиливатқан шу хилдики мақалә - обзорлар хитай һөкүмәт игидарчилиқидики "нопузлуқ" гезит - жорналларниң баш бәтлиридин орун еливатқан пәйтләрдә, хитай һөкүмити анчә аңлашни халимайдиған бир парчә хәттә оттуриға қоюлған мәзмунлар хитайниң дөләт ичи вә сиртидики тор бәтлиридә бәс-бәс билән муназирә қозғиди. У болсиму, 43 нәпәр хитай академик алимлар, һәрқайси алий мәктәпләрдики қануншунаслар һәмдә адвокатлардин тәркип тапқан хитай зиялийлар, хитай дөләт кабинети қанун түзүм ишханисиға, хитайда һазир мәвҗут " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ язған очуқ хәттур.
Мәзкур очуқ хәт хитай дөләтлик иҗтимаий пәнләр академийисиниң академики, қанун вә иқтисадшунас мав йүшиниң йетәкчиликидә тәйярланған болуп, хәттә хитайда йүргүзүлүватқан әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң асасий қанунға хилап икәнлики көрситилип, әмгәк билән қайта тәрбийиләш түзүминиң алаһидә заман вә макан шараитида мәйданға кәлгән тарихий һасилат болуп, әгәр у дөләт қурушниң дәсләпки мәзгилидә җәмийәтниң муқимлиқини сақлашта өткүнчи характерлик рол ойниған болса, ундақта "қанун билән дөләт башқуруш", " дөләтниң кишилик һоқуқни һөрмәтләш вә капаләтлик қилиш" асасий қанунға киргүзүлгән бүгүнки күндә әмәлдин қалдурулуши керәкликини тәкитләп "йерим әсирдин узақ созулған әмгәк билән қайта тәрбийиләш түзүми барғанчә дәвир еқимиға қарши нәрсигә айлинип қалған болуп, дөләтни қанун билән башқуруш қәдимигә еғир тосқунлуқ қилмақта" дәп көрситилгән.
"Әмгәк билән қайта тәрбийиләш" түзүминиң сесиқ нами пүр кәткән бир түзүм
Баш штаби америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан җуңго информатсийә тәтқиқат җәмийитидики тәтқиқатчи тйән чиляв ханим, хитайда узундин буян йүргүзүлүп келиватқан "әмгәк билән қайта тәрбийиләш" түзүминиң сесиқ нами пүркәткән бир түзүм икәнликини һәмдә мәзкур тузумниң узундин буян хәлқара җәмийитиниң қаттиқ тәнқид қилишиға учрап кәлгәнликини көрситип, бу нөвәт хитайдики даңлиқ иқтисадшунас мав йүшиниң башчилиқида, башқа адвокат вә қануншунасларниң дөләт кабинтиға мундақ хәтни йезиши мәлум мәнидин ейтқанда хитай пуқралар арисида өзиниң қануни һоқуқини қоғдаш еңиниң өсүватқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини көрсәтти.
У мундақ деди: "һәммимизниң хәвиридә болғинидәк, хитайда кишиләр өз көз қаришини очуқ - ашкара ипадиләшкә җүрәт қилалмайду. Мушу нуқтидин ейтқанда, бу хәткә бирликтә имза қойғучиларға мәлум тәһдит мәвҗут. Бу мени сәл һәйран қалдурди. Әмма бу җәмийәттики нормал пуқраларниң пуқралиқ һоқуқи чүшәнчисиниң йеқинқи йиллардин буян ойғанғанлиқидин дерәк беридиған болуп, бу бир иҗабий тәрәп."
Франсийә агентлиқиниң мәзкур хәткә имза қойғучилардин бири болған бейҗиң университетидики қанун профессори хе вейфаңниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, у әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң 50 йиллардин бери мәвҗут болуп туруватқан бир система болуп, буниң хитайниң қанун - тузум ислаһатиға еғир тосалғу икәнликини көрсәткән вә: " сот вә заседатилларниң һөкүмисизла сақчилар вә яки коммунистик партийиниң сиясий рәһбәрлири тәрипидин чиқирилидиған бундақ һөкүм хитай асасий қануниға очуқ хилаптур, дегән.
Уйғур елидә "әмгәк билән өзгәртиш" өзгәртиш әмәс вәйран қилиш түсини алған
Хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүми уйғур елидиму кәң йүргүзүлди вә һелиһәм кәң көләмдә вә ғәйрий шәкилдә давам әтмәктә. Бурун хитай түрмисидә яшлиқ баһариниң 10 йилини биһудә өткүзүшкә мәҗбур болған шәвкәт әли әпәнди, хитайниң өзиниң җаза лагирлириға "әмгәк билән өзгәртиш" дәп чирайлиқ нам бәргән болсиму, әмәлийәттә буниң өзгәртиш әмәс вәйран қилиш түсини алғанлиқини билдүрди.
Униң ашкарилишичә йәнә, әмгәк билән өзгәртиш мәйданлирида җинайәтчиләр еғир әмгәккә селинидиған болуп, вәзиписини түгитәлмигән мәһбуслар еғир таяққа қалидикән.
Уйғур илидики хитайниң түрмә системиси һәққидә тохталған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси алим сейтофниң қаришичә, уйғур елидә хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүми һелиһәм мәвҗут болуп, бу түзүм хитайниң башқа җайлирида өзгәрсиму,уйғур елидә әсли қияпитини сақлап қалған.
"Пәқәт исминила өзгәртти, әмма башқа тәрәпләрдә өзгириш болмиди"
Җуңго информатсийә тәтқиқат җәмийитидики тйән чиляв ханим хитай хәлқара җәмийәтниң бесими астида әмгәк билән өзгәртиш мәйданлирини түрмә дәп өзгәртип өзини йошурған болсиму, әмма түзүмлиридә һечқандақ өзгиришниң болмиғанлиқини көрситип "пәқәт исминила өзгәртти, әмма башқа тәрәпләрдә өзгириш болмиди" дәйду.
У йәнә, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини шәклини өзгәртип сақлап қелишидики сәвәблирини түрмиләрдики мәһбусларни ишлитип еришидиған иқтисади киримни чәткә қайрип қоюшқа болмайдиғанлиқини, әмма хитайниң бу хил түзүмни өзгәртишни халимайдиғанлиқидики асасий сәвәбниң, мустәбит һөкүмәтниң түрминиң өз хәлқини қорқутуштики васитә икәнликини тәкитләп мундақ деди: "йәнә бир җәһәттин елип ейтқанда, бу кишиләрни қорқутуштики бир қорал болуп, сиз коммунистик партийә сиздин тәләп қилған түзүмләргә бойсунмисиңиз яки уларға әгәшмисиңиз түрмигә кирисиз."
Бу хәт шу системини вәйран қилишқа йетәрлик төһпә қошти
Мәлум болушичә, мәзкур хәткә имза қойғанлар ичидә, хитай дөләт кабинтида катип болуп ишлигән йү мейсүн, хитай сиясий қанун университетидики профессор го шию вә хәлқ университетидики профессор җаң миң қатарлиқлар бар.
Бу нөвәт хитай мәркизи һөкүмити дөләт ишлири кабинтиға йолланған хәтниң қандақ өзгиришләрни елип келиши мумкинлики һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәргән тйән чиляв ханим һәр қандақ бир ишни қилишта нурғун җәрян кетидиғанлиқини, буниң худди "тама-тама көл толар" дегәнгә охшаш иш икәнликини, бәзи вақитларда әң ахирқи тамчиниң әҗәллик өзгириш елип келидиғанлиқини көрситип: "буни әң ахирқи тамчә дәп қаримаймән, әмма бу хәт шу системини вәйран қилишқа йетәрлик төһпә қошти. Мәнчә бу һөкүмәткә нисбәтән бир агаһландуруш сигнали" деди вә бу хәтниң кишиләрниң интайин начар бир системиға нисбәтән өз мәйданини ипадиләштин қорқмайдиғанлиқиниң ипадиси икәнликини қошумчә қилди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш
- Турпандики намайиш йәнә давамлашмақта
- Қирғизистан өктичилириниң наразилиқ һәрикити көпәймәктә
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Турпанда, от апитидә зор зиянға учриғучи амма һөкүмәткә наразилиқ билдүрди
- Хитай хәлқара мәсилиләрдә адил мәйданда туруш лаяқитигә игиму?
- Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши
- Хитай дөләт байрими тоғрисида қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт
- Хитай һөкүмитигә қарши вашингтонда намайиш
- 1 - Өктәбир, голландийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди
- Хитай һөкүмитигә қарши германийидә намайиш
- Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш