Өктичиләр қазақистан сақчи даирлирини хитайниң совғисини қобул қилмаслиққа чақирди


2007.07.25

Хитай билән мәркизий асия дөләтлириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида вә айрим һәмкарлиқлириниң тәрәққи қилишиға әгишип, хитай һөкүмити вә хәвпсизлик даирилириниң мәркизий асия дөләтлиригә һәр хил мадди һәм малийә ярдәмлирини көрсәтмәктә.

Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай көрситиватқан бу ярдәмләрниң кишиләр арисида түрлүк инкасларни қозғаватқанлиқиму мәлум, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ортақ программиси бойичә террорчилиқ ,бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши күрәш қилиш хитай билән һәр қайси мәркизий асия дөләтлири арисида бир қанчә йиллардин буян давамлишип кәлмәктә.

Хитай 396 миң доллар қиммитидә төт аптомобил вә башқа буюмларни тәқдим қилған

Фәрғанә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, қазақистан өктичилириниң бирләшмиси һесаблинидиған сотсиял демократлар партийисиниң рәиси ораз җандософ қазақистан ички ишлар министири бавурҗан муһәммәдҗанофқа очуқ хәт тапшуруп, буниңдин кейин хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң совғилирини қобул қилишқа хатимә беришқа чақирди.

Буниңға сәвәб болған амилларниң бири шуки, йеқинда хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи қазақистан ички ишлар министирлиқиға 396 миң доллар қиммитидә төт аптомобил вә башқа буюмларни тәқдим қилған, хитайниң қазақистандики баш әлчиси җаң шийүән мәзкур техникиларниң " қазақистан билән хитай сақчилириниң бирликтә хизмәт елип бериштики зор һәмкарлиқлири үчүн хитай сақчилириниң маддий җәһәттики рәһмити" икәнликини көрситиш билән хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң қазақистан билән бирликтә елип барған ишлири һәм буниңдин кейин елип баридиған һәмкарлиқлири үчүн тәшәккур билдүридиғанлиқини тәкитлигән иди.

Совға қобул қилишниң тунҗи қетим әмәслики тәнқид қилинған

Қазақистан өктичи рәһбири ички ишлар министириға язған очуқ хетидә бундақ совға қобул қилишниң тунҗи қетим әмәсликини тәнқид қилған болуп, җандософниң қаришичә, қазақистан сақчи даирилириниң киши бешиға келидиған оттуричә кирими қазақистандин төвән һесаблинидиған хитайдин бундақ совға қобул қилишниң тоғра әмәсликини, униң үстигә йәнә қазақистанниң ички ишлириға аҗритилидиған хам чотниң йилдин йилға өсүп, бу йил йерим милярд америка доллириға йәткәнликини, әксичә пул аҗритип, әң яхши техникиларни сетивелиш мумкинликини тәкитлигән.

Қазақистандики уйғур сиясийони қәһриман ғоҗамбәрди бу мәсилә һәққидә тохтилип, ораз җандософниң мәзкур очуқ хети җүмлидин тәнқидиниң мувапиқ икәнликини, униң җәмийәттә мәвҗут болуватқан парихорлуққа қарши турушни өз ичигә алған хаһишларға болған наразилиқларниң ипадиси икәнликини көрсәтти.

Қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, бундақ совға қобул қилиш узундин буян давамлишиватқан иш, хитай һөкүмити өзлириниң совғилири арқилиқ қазақистан ички ишлар даирлирини уйғурларниң сиясий һәрикәтлирини бастурушта өзлири билән һәмкарлишишқа үндәйду һәм бу җәһәттә нәтиҗиләргә еришти. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.