Қазақистан нефити хитайға еқитилишқа башлиғанда хитайда нефт мәһсулатлириниң баһаси 10% өрлиди


2006.05.25

Бирләшмә агентлиқиниң шаңхәйдин хәвәр қилишичә, 25 ‏- май күнидин башлап қазақистанниң хам нефити қазақ-хитай нефит турубиси арқилиқ хитайға еқитилишқа башлиған. Бу ‏-‏- бейҗиң һөкүмитиниң, 'шинхуа агентлиқи'ниң сөзи билән ейтқанда, оттура шәрқниң нефит билән тәминлишигила қарап турмайдиған бир пухта қәдәмни өзи басқанлиқи болуп һесаблинидикән. Хәвәрдә баян қилинишичә, қазақистан нефити атасу нефитликидин қазақ-хитай нефит турубисиға пампилинишқа башлап, тәхминән 30 саәттә уйғур аптоном районидики алатав нефит понкитиға йетип кәлгән. Қазақ -хитай нефит турубиси қурулуши 2004 ‏- йили 9 ‏- айда башлинип 2005 ‏- йили 11 ‏- айда асасән пүткәнгә қәдәр, бу туруба үчүн икки дөләттин 700 милйон америка доллири сәрп қилинған. Әмди буниңдин кейин 962 километир узунлуқтики бу нефит турубиси арқилиқ хитайға һәр йили 20 милйон тонна нефит еқиитп келиш мумкин.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 25 ‏- май күни әтигән саәт 3 тин 10 минут өткәндә, қазақистан нефити уйғур аптоном районидики алатав нефит понкитиға йетип кәлгән. Хитай даирилириниң ейтишичә, қазақ-хитай нефит турубиси арқилиқ хитайға еқитилидиған хам нефитниң 50% и қазақстанниң, 50% и русийиниң. Һазир хитайға қазақстандин нефит еқитилишқа башлиған бу вәқәни хитай нефит ширкәтлири "хитайниң ишәнчлик нефит мәнбәсигә иришкәнликила әмәс, бәлки қазақистан вә русийиләрниңму йеңи муқим базарға иришкәнлики болуп һесаблиниду" дәп тәсвирлигән. Қазақистандики хитай-қазақ нефит турубиси ширкиити бу вәқәни "хитай билән қазақистанниң өз -ара пайда йәткүзүш йолидики бир нәмунә" дәп тәсвирлигән.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитайда чаршәнбә күни, йәни қазақ ‏-хитай нефит турубиси арқилиқ қазақистанниң хам нефити хитайға еқитилишқа башлаштин бир күн бурун, хитайда нефит мәһсулатлириниң баһаси 10% өрлитилгән. Хитайниң нефит ширкәтлири буйил 1 ‏- пәсилдә нефит йөткәш үчүн 7 милярд 8 йүз милйон юән чиқим қилған болсиму, әмма йәнила 9 милярд 100 милйон юән пайда тапқан иди. Бу қетим хитайда нефит баһаси өрлигәндин кейин, 93 ‏- номурлуқ бензинниң баһаси летир һесаби буйичә 5 юән 9 пуңға йәткән. Бу америкидики бениизн баһасидин сәл төвән. Хәвәрдә баян қилинишичә, буниңдин бурун хитай һөкүмити җәмийәттә пул пахаллиқи келип чиқип муқимсизлиқ пәйда болуштин әндишә қилип, нефит мәһсулатлириниң баһасини өрләтмигән икән. Әмди нефит мәһсулатлириниң баһаси өрлигәнлики муқәррәр һалда қатнаш -транспорт, електир қувити билән тәминләш, йемәк ‏-ичмәк пишшиқлаш саһәлиригә яки деһқан, шәһәр аһалилири, белиқчи вә орман өстүргүчи қатарлиқ кишиләрниң һәммисигә бивастә тәсир көрсәтмәй қалмайду. Бәзи мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң һазир нефит мәһсулатлириниң баһасини өрләткәнликини хитайда һазир сани һәдәп өрләватқан оттура һал иқтисадий сәвийидики кишиләрниң аптомобил сетивилиш сүритини астилитишни мәқсәт қиливатқан болса керәк, дәп тәһлил қилмақта.

Қазақистан нефити хитайға еқитилишқа башлиғанда хитайда нефит мәһсулатлириниң баһаси 10% өрлигәнлики уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду? бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитайниң нефитқа муһтаҗ икәнликини, әрәп дунясидин, латин америкиси қатарлиқ җайлардин мумкин қәдәр нефит сетивелишқа теришиватқанлиқи, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қуруштики мәқсәтиниңму бири уйғурларға зәрбә бериш болса, йәнә бириниң шу җайларниң йәр асти байлиқи мәнпәәтигә еришиш икәнликини оттуриға қойди. У йәнә хитайниң шәрқий түркистанниң йәр асти байлиқлирини "йәр асти байлиқ һөкүмәткә тәвә, дегән шәкил астида хитай өлкилириниң мәнпәәти үчүн ишлитиватқанлиқини, хитайниң бу пул төлимәй алидиған нефит байлиқлирини буниңдин кейин техиму кәң ичиш үчүн, "муқимлиқ" ни техиму қаттиқ тутидиғанлқиини, уйғурларға болған бесимниң техиму күчийидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.