Хитай қазақистан үчүн хәтәрликму? - бир қазақ мулаһизичисиниң көз қарашлири


2006.11.08

Хитай қазақистан билән уйғур ели арқилиқ 1700 километирдин артуқ чегра линийисигә игә болуп, бу хитайниң русийә билән болған чегрисиниң йеримиға тоғра келиду.

Енергийә мәнпәәти икки дөләт мунасивәтлиридә асасий салмақни игиләйду

Өткән йили хитай рәиси ху җинтав қазақистанни зиярәт қилғандин кейин, икки дөләт мунасивәтлириниң истратегийилик шериклик мунасивәт дәриҗисигә көтирилип, тарихтики әң яхши басқучқа киргәнлики хитай вә қазақистан рәһбәрлири тәрипидин бирдәк муәййәнләштүрүлгән иди. Бирақ, көзәткүчиләрниң қаришичә, қазақистан-хитай мунасивәтлири сиясий җәһәттики һәмкарлиқтила нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп қалмастин бәлки, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики районниң бихәтәрликини қоғдаш шуари билән уйғур мустәқиллиқини дәва қилидиған сиясий һәрикәтләргә зәрбә бериштиму мувәппәқийәтләргә еришти.

Бирақ йәнила, астана-бейҗиң мунасивәтлиридә сода-иқтисад болупму, енергийә содиси вә һәмкарлиқиниң муһим йөнүлүш болуватқанлиқи, хитайниң барлиқ имканийәтлири билән қазақистанниң енергийә мәнбәлирини қолға кәлтүрүшкә интиливатқанлиқи һәм бу ишта көрүнәрлик нәтиҗиләргә еришиватанлиқи мәлум болмақта.

Хәвәрләрдин қариғанда, хитай йеқинда қазақистанниң "қараҗанбасмунай" нефит ширкитиниң пай чекини икки милярд 200 милйон долларға сетивалған болуп, қазақистан еришиватқан нефитниң 40% ниң хитай ширкәтлириниң контроллуқида болуши мумкинлики җәзим қилинмақта. Бу әһвал бир қисим қазақистан сиясийонлири вә өктичи партийә-гуруһлири һәм пуқралири арисида түрлүк инкасларни пәйда қилған болуп, улар дөләтниң истратегийилик байлиқлириниң мундақ хитай контроллуқиға өтүп кетишниң дөләт мәнпәәтигә уйғун әмәсликини көрситишмәктә.

Хитай қазақистанға йүрүшмәктә

Қазақистанда чиқидиған "җумһурийәт гезити" дә елан қилинған мулаһизичи муһәммәдҗан адилопниң "хитай шималға йүрүш қилмақта" намлиқ мақалисидә әнә шу пикирлар оттуриға қоюлуп, "хитай қазақистан үчүн хәтәрликму яки пайдилиқму?" дегән мәсилә мулаһизә қилинған.

Аптор мақалисидә көрситишичә, йеқинда қазақистан дөләт мәҗлисидики бир қанчә әзалар чәт әл мәблиғиниң қазақистан нефит вә тәбиий газ саһәсигә қатнишиш билән қазақистанниң ташқи қәрзиниң ешип кәткәнликигә нисбәтән наразилиқлирини ипадә қилған. Буниңда асаслиқ хитайниң қазақистан нефит саһәсигә чоң қәдәмләр билән кириватқанлиқиниң қорқунучлуқ икәнлики, чүнки хитай нефит ширкитиниң йәнә бир қазақистан нефит ширкитини сетивалғанлиқи, нөвәттә, қазақистанниң хитайға иқтисадий җәһәттин бағлинип қелиш тәһдидиниң пәйда болуватқанлиқини оттуриға қойған.

Қазақ мулаһизичиси муһәммәдҗан адилоп мақалисидә йәнә қазақистанниң җуғрапийиви –сиясий вәзийитини җүмлидин униң әтрапидики дөләтләрниң сиясий-иқтисадий җәһәтләрдин қазақистанға кәлтүрдиған тәһдиди мәсилисидә анализ йүргүзүп, русийә, иран, афғанистан, өзбекистан, қирғизистан вә хитай қатарлиқ мәмликләтләрниң қайсиси қазақистан үчүн хәтәрлик дәгән нуқтида анализ елип бариду.

Русийә, иран в афғанистан қазақистан үчүн тәһдид әмәс

Қазақ мулаһизичиси русийә һәққидә анализ йүргүзүп, русийиниң қазақистанни ташқи җәһәттин орап турсиму, владимир путин уни дуняви қудрәтлик дөләт һалитигә кәлтүрәлмигән билән, бирақ уни дунядики алдинқи дәриҗидики мәмликәтләрдин бири қилишқа тиришиватсиму, шуниңдәк " лук ойил " ширкити риқабәт җәһәттә хитайдин қелишмисиму әмма, русийә федератсийисидин қазақистанға келидиған тәһдидниң көп аҗизлиқини көрситиду. Чүнки буниңдики сәвәб, биринчидин русийә өзиниң шәрқий тәрипидә нопус вә земин җәһәттин тәңпуңсизлиқ һес қилмақта. Иккинчидин униң иқтисадий ислаһат җәһәттики мукәммәл әмәслики, зор иҗтимаий җиддийликни өз ичигә алған бир қатар ички мәсилилири русийини күчлүк дәиҗидә аҗизлаштуриду.

Апторниң қаришичә, гәрчә путинни қоллайдиған гуруппилар русийиниң бу аҗизлиқини өзгәртишкә тиришсиму, русийиниң грузийә билән йеңи соғуқ мунасивәтләр урушиға қәдәм қоюши, украинийә, белорусийә, молдавийигә нисбәтән енергийә җәһәттин бесим қилиши шуниңдәк русийә рәһбириниң мустәбитлик вә қаттиқ қоллуққа берилгәнлики русийини ички вә ташқи мәсилиләргә дуч кәлтүриду

Кәспий деңизи арқилиқ қазақистан билән чегрилинидиған иранниң қазақистанға нисбәтән тәһдид пәйда қилаламайдиғанлиқини көрсәткән мәзкур қазақ мутәхәссиси иранниң районға өз тәсирини киргүзүшидә америка қошма шитатлириниң тосқунлуқиға учраватқанлиқи, америкиниң иранниң кәспий деңизи районида күчийип кетишини әслидин халимайдиған русийигә ярдәм берип, иран тәсирини тосидиғанлиқини көрситиду. Апторниң қаришичә, бу нуқтидин алғанда, иран қазақистан үчүн тәһдид пәйда қилалмайду.

Аптор афғанистан һәққидә тохтилип, муқимсизлиқ, қорал-ярақлар билән толған, қаттиқ қоллуққа өгәнгән шуниңдәк нәччә миң тоннилиған һиройинларни ишләп чиқарған афғанистанниң һәммә үчүн хәтәрлик болсиму, бирақ қазақистанға нисбәтән хәтәрлик әмәсликини, чунки, қазақистан билән афғанистан арисида чегриниң йоқлиқини оттуриға қойиду.

Ундақта қазақистан үчүн ким тәһдид ?

Қазақ мутәхәссиси муһәммәдҗан адилоп " җумһурийәт" йәни " республика" гезитидә елан қилған мақалисидә йәнә моңғулийиниңму қазақистан үчүн хәтәрлик әмәсликини қистуруп өтүрүп, пәқәт хитайниңла қазақистан үчүн тәһдид икәнликини оттуриға қоюп, кәскин рәвиштә мундақ йәкүн чиқириду:

"Өзиниң анчә көп әмәс аһалиси, зор земини, зор йәр асти байлиқ мәнбәлири һәм явро-асия чоң қуруқлуқиниң мәркизигә җайлишиштәк муһим җуғрапийилик әһвалиға игә қазақистан үчүн 21-әсирдики әң хәтәрлик қошна хитай хәлқ җумһурийитидур... " 21-Әсирдә қазақистанниң миллий бихәтәрлики үчүн асаслиқ тәһдитни дәл хитай хәлқ җумһурийити елип келиду". (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.