Профессор шерипҗан надироф: хитай қазақистанға мәбләғ селишта йәнила арқида


2006.12.27

Буниңдин бир қанчә күн илгири қазақистан президенти нурсултан назарбайеф хитайға қаратқан бәш күнлүк дөләт ишлири зияритини ахирлаштурди. Бу җәрянда хитай билән қазақистан арисида он нәччә келишимгә қол қоюлди . Буларниң ичидә әң муһимлиридин бири енергийә келишими болуп, қазақистан билән хитай йәнә бир нефит аққузуш туруба йоли қурушқа пүтүшкән.

Қазақистан миллий унивәрситети җуғрапийә факултетиниң сиясий-иқтисадий җуғрапийә кафедрасиниң башлиқи, иқтисадий җуғрапийә пәнлири доктори , профессор шерипҗан надироф әпәнди өз мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, қазақистан –хитай иқтисадий мунасивәтлири һәм қазақистанниң хитай, русийә, америка қатарлиқ әлләргә қаратқан иқтисадий сияситигә аит бир қатар мәсилиләр һәққидә тохталди. Профессор шерипҗан әпәнди астананиң бейҗиң билән елип бериватқан бу мунасивәтлириниң униң үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.