Америкиниң тәнқиди тоғра болғачқа, хитай уни дөләт ичидә хәлқтин йошуруватиду
2007.06.07
Америка президенти җорҗ буш германийидә ечилидиған санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишиш сәпиридә, 6 - айниң 5 - күни прагада ечилған демократийә йиғиниға келип сөз қилди. Сөзидә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә ханимни тәқдирлигән иди.
Хитай һөкүмити буниңға қарита 6 - айниң 7 - күни инкас қайтуруп 'бу җуңгониң ички ишиға қопаллиқ билән арилашқанлиқ' дәп қаттиқ наразилиқ билдүрди. Әмма хитай һөкүмити өзиниң бу баянатини дөләт ичидә елан қилмай хәлқтин йошурди. Бу һәқтә, узун йиллардин буян хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилип келиватқан, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди обзор елан қилип, америкиниң тәнқиди тоғра болғачқа, хитай өзиниң баянатини дөләт ичидә елан қилалмиди, дәп көрсәтти.
Җорҗ бушниң рабийә ханим билән көрүшкәнликини хәлқаралиқ мәсилиләр нуқтисидин қараш керәк
-Америка президенти җорҗ буш бу қетим прагада сиясий көз қариши һөкүмәт билән охшаш болмиған мәшһур хәлқаралиқ әрбаблар билән көрүшти, буниң ичидә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир алаһидә орунни игилиди.
Бу вәқәни америка-хитай мунасивити җәһәттинла әмәс, бәлки хәлқаралиқ мәсилиләр нуқтисидин қараш керәк- дәп обзорини башлайду узун йиллардин буян хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилип келиватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди. Униң баян қилишичә, җорҗ бушниң санаәтләшкән 8 дөләт йиғиниға бериш сәпиридә чехни таллап, бәлки , мушундақ бир пәйтни таллап рабийә ханим билән көрүшкәнлики чоңқур мәнини ипадиләйду.
Чех демократийә арқилиқ коммунизимдин қутулған вә өзиму тинч һалда иккигә парчиланған хәлқаралиқ үлгә
- Чех совет иттипақиниң контроллуқидики һамий дөләт иди,- дәп обзорини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, - совет иттипақи гумранлиққа йүзлиниватқанда, чехта коммунизимға қарши демократик инқилаб партлиди.
Коммунизимни тинч өзгәртиш бу дөләттә мувәппәқийәт қазанди. Чехословакийә дегән бу дөләт демократик дөләткә айланди. Бу дөләт өзиму демократийә арқилиқ тинч һалда бөлүнүп, икки дөләткә айланди. Бу дуняда пәйда болған бир шанлиқ үлгә, кишилик һоқуққа һөрмәт қилишниң шанлиқ үлгиси!
Америка президенти җорҗ бушниң рабийә ханимни чехта тәқдирлигәнликидин берилгән бишарәтниң чоңқур мәниси, - дәп мулаһизисини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, -- һәр қандақ мәсилә тинч йол билән һәл қилиниши керәк, бир дөләттә йүз бериватқан парчилинишиму, худди чехославакийидәк тинч шәкилдә мувәппәқийәт қазиниши керәк, дегәндин ибарәт.
Хитайда бөлүнүш мәсилиси мәвҗут мәсилә, у уйғур мәсилисила әмәс
- Хитайниң нәзиридә рабийә ханим хитайни парчилиғучиларниң вәкили, бу бир мәвҗут мәсилә, әмма, --- дәп обзорини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, -- бу мәсилә хитайда уйғурларниңла мәсилиси әмәс, бәлки тибәт, моңғул, тәйвән вә башқа милләтләрниңму мәсилиси.
Америка президенти бушниң сөзи дуняға, мустәбитлик билән демократийиниң бир-биригә қариму-қарши икәнликини, һәр бир дөләт чоқум хәлқниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилиши лазимлиқини көрсәткән иди. Шуңлашқа хитай бундақ бир ениқ сигналға қарши чиқти.
Һазир пүтүн дуня хитай һөкүмитиниң қилған вәдисигә әмәс , әмәлий һәрикитигә қараватиду
- Хитай һөкүмитиниң ички ишимизға қопаллиқ билән арилашқанлиқ', дегән баянати хитай коммунист партийисиниң адәткә айланған сөз формиси, әмма --- дәп обзорини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, -- хитай һазир бундақ сөзни йәнә ейтқанда, келәр йили хитайда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини ойлап көрдиму? хитай өзи олимпик мусабиқисидин бурун хитайда кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқини, хәлқниң пикир -учур әркинликигә йол қойидиғанлиқини аллиқачан дуняға елан қилған иди.
Һазир пүтүн дуня хитай һөкүмитиниң қилған вәдисигә әмәс, әмәлий һәрикитигә қараватиду. Әмди хитай һөкүмити дөләт ичидә коммунист партийиниң контроллуқидин қутулушни арзу қилидиған милләтләрни бастуривәрсә болмайду. Җорҗ буш хитайға бәргән сигнал мушундақ сигнал.
Америка бу қетим хитайни тәнқидлиди , дунядики башқа дөләтләрму хитайни тәнқидлишикерәк
- Америка президенти җорҗ бушниң сөзигә хитай һөкүмитиниң нарази болғанлиқи -- хитайниң өзиниң дуняға олимпик һәққидә бәргән вәдисигә хилап, - дәп обзорини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди, -америка бу қетим хитайни тәнқидлиди, дунядики башқа дөләтләрму хитайни тәнқидлиши керәк.
Бундақ бир ортақ аваз хитайни тоғра йолға меңишқа мәҗбурлиялиши мумкин. Хитай, худди бу қетимқидәк, башқа дөләт бизниң ички ишимизға қопаллиқ билән арилашти, дегән гәпни, өзиниң немә дегәнликини, башқа дөләтниң немә дегәнликини өз хәлққә ашкарилиши керәк.
Хәлқниң уни пәрқләндүрүш қабилийити бар, һәр бир мәсилидә өзиниң пикрини баян қилиш һоқуқи бар. Америкиниң тәнқиди тоғра болғачқа, хитай коммунист һөкүмити уни дөләт ичидә өз хәлқиғә елан қилалмайватиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи хитайниң инкасини тәнқид қилди
- Рабийә қадир ханим, америка президенти җорҗ буш билән болған тарихи характерлиқ учрушушни түгүтүп америкиға қайтти
- Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
- Рабийә қадир пәрзәнтлириниң қамақ җазасиға һокум қилиниши түрк дунясида инкас қозғиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини, рабийә қадирниң оғуллириға өзлирини ақлаш пурсити беришкә чақирди
- Хәлиқара җәмийәтниң абликим абдуреһимға берилгән қамақ җазасиға инкаслири
- Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң мүлкини бир тәрәп қилиш гурупписи қурди
- Рабийә қадир ханимниң б д т кишилик һоқуқ йиғинидики паалийәтлири давамлашмақта
- Рабийә қадир ханим б д т ниң кишилик һоқуқ йиллиқ йиғинида сөз қилди
- Д у қ рәһбәрлири хитай һөкүмитиниң явропа парламентиға язған хети һәққидә тохталди