Хитайниң юқири қатлимидики рәсвачилиқларни тәкшүрүш һазир әң чоң сақчи башлиқиға кеңәйтилмәктә
2012.04.19
Әнглийә учур васитилири бүгүн бо шиләй вәқәси һәққидә бир нәччә йеңи учур елан қилди. Хитайниң шинхуа агентлиқи болса, бо шиләй мәсилисини, сиясий күрәш әмәс дәп чүшәндүрүшкә башлиди. Америка учур васитилириниң қаришичә, хитайниң юқири қатлимидики рәсвачилиқларни тәкшүрүш һазир әң чоң сақчи башлиқиға кеңәйтилиш еһтимали бар.
Инглизчә чиқидиған “таймис” гезитиниң бүгүнки санида баян қилинишичә, чуңчиң шәһириниң сабиқ сақчи башлиқи ваң лиҗүн америкиниң чеңду шәһиридә турушлуқ консулханисиға киргән һаман, чуңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари бо шиләй дәрһал буйруқ чүшүрүп, әнглийилик содигәр нейл хейвутниң өлүми өзиниң хотуни гу кәйләйгә четилғанлиқини байқиған сақчилардин 11 кишини қолға алған. Чуңчиң шәһәрлик сақчи идарисиниң сақчилирини қолға алған бу сақчилар бо шиләйниң шәхсий қоғдиғучилири. Ички әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, бо шиләйниң 46 кишилик бир шәхсий қоғдаш әтрити болған. Бу әтрәтниң нами дөләт бихәтәрлик идарисиниң ички қоғдаш әтрити дәп аталған, әмәлийәттә һәммиси 23 яштин 27 яшқичә, бойиниң егизлики 1 метир 80 сантиметирлиқ алаһидә тәлим көргән сақчилар болуп, у, пәқәт бо шиләйниңла буйруқиға итаәт қилидиған әтрәт.
Хәвәрдә ейтилишичә, ваң лиҗүн америка консулханисиға киргәндә, әнглийилик содигәр хейвутниң чуңчиң шәһириниң җәнубидики лиҗиң сәйлигаһида өлтүрүлгәнлики һәққидики тәкшүрүш доклатини тапшурған. Хейвут делосиниң муһим нуқтилирини өзиниң қол астида дело тәкшүрүватқан чуңчиң шәһәрлик сақчи идарисиниң сақчилири ениқлиған икән.
Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, бо шиләй чуңчиңда һәр күни икки саәт вақтини “чуңчиң гезити”гә бесилидиған рәсимләрни таллаш, мақалиләрни тәкшүрүшкә сәрп қилишқа адәтләнгән. Шундақла башқа гезитләрниң, бо шиләй һәққидә чуңчиң гезитигә охшимайдиған хәвәр бериши чәкләнгән.
Әнглийидә чиқидиған “телеграф” гезитиниң бүгүнки санида баян қилинишичә, хитайда бо шиләй рәсвачилиқи ашкариланғандин кейин, 39 адәм қолға елинған. Буниң ичидә далйән шәһиридики “шиде” гуруһи дегән ширкәтниң башлиқи шү миң, чуңчиң шәһириниң җәнубий қирғақ районлуқ партком секретари шаһ деляң қатарлиқ кишиләр бар. Бу кишиләр һазир хитайдики мәшһур бейдәйхе арамгаһида тутуп турулуватиду. Ваң каң исимлик бир мустәқил тәтқиқатчи вә җәмийәт әрбабиниң ейтишичә, әнглийилик содигәр хейвутни өлтүрүштә қолланған зәһәрни, бо шиләйгә садақәтлик ипадилигәнлики үчүн, чуңчиң шәһириниң бир район башлиқлиқиға өстүрүлгән шаһ деляң тәминлигән. Уни бейҗиңниң сақчилири 3-айда чуңчиңға келип тутуп кәткән.
“бошүн тор гезити” ниң баян қилишичә, хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүнки инглизчә хәвәрлиридә, хитай мәркизи комитетиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши пәйда қилған бо шиләй вәқәсини сиясий мәсилә әмәс, у җинайи ишлар делоси, хитай қанун бойичә идарә қилинидиған дөләт, дәп чүшәндүрүшкә теришқан. Шинхуа агентлиқиниң бу мақалисини өзиниң шөбиси болған “тез хәвәр”, “вәзийәт һәққидә мулаһизиләр”, “қануншунаслиқ” дәп аталған башқа учур васитилири хитайчиға тәрҗимә қилип басқан.
Америкиниң әң чоң учур оргини болған “бирләшмә агентлиқи”ниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хитай даирилири бүгүн бо шиләй мәсилисини һоқуқ уруши әмәс, бәлки юқири дәриҗилик әмәлдарларниң чериклик мәсилиси, дейишкә башлиған болсиму, әмма хитай даирилири бундақ дейиш арқилиқ өзиниң ички қисмидики һоқуқ урушини тохтиталиши натайин. Чүнки, хитайда юқири қатламдики һоқуқ урушини пәйда қилған бо шиләй вәқәсини тәкшүрүш иши һазир, хитайниң сиясий қанун вә бихәтәрлик тармақлириниң әң чоң башлиқи болған җу юңкаңға кеңәйтилмәктә.