'Хитай - рус мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси'

11 - Айниң 12 - күни уйғурлар үчүн наһайити муһим тарихи бир күн. Тарихчиларниң ейтишичә, бу күни 1933‏ - йили қәшқәрдә, 1944 - йили ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийити елан қилинған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.11
Sh-turkistan-jumhuriyiti-hekkide-maqala-1-305.jpg Сүрәт, доктор әркин әкрәмниң тәйвән гуоли мәркизи үниверситети тарих тәтқиқат мәркизиниң `икки қирғақниң тәрәққийат тарихи тәтқиқатлири` намлиқ жорнилиниң 6 - санида елан қилинған `хитай ‏ - рус мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси` мавзулуқ мақалисидин көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Тарихчилар бу җумһурийәтләрниң қандақ қурулуп, қандақ йиқилғанлиқи һәққидә давамлиқ издәнмәктә, йеқинқи йиллардин бери бу һәқтә ингилиз, хитай вә рус тиллирида китаб вә мақалиләр елан қилинди.

1944 - Йили 11 - айниң 12 - күни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши вә йиқилиши һәққидә доктор әркин әкрәмниң узун бир парчә мақалиси елан қилинди. Униң тәйвән гуоли мәркизи үниверситети тарих тәтқиқат мәркизиниң `икки қирғақниң тәрәққият тарихи тәтқиқатлири` намлиқ жорнилиниң 6 - санида елан қилинған `хитай ‏ - рус мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси` мавзулуқ мәзкур мақалисида 1944 - йили 11 - айниң 12 - күни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийәтиниң қандақ қурулуп қандақ йиқилғанлиқи тәпсилий баян қилинған.

Мақала 110 бәтлик болуп, ингилизчә, хитайчә вә русчә мәнбәләрдин пайдилинип йезилған. Доктор әркин әкрәм әпәнди, мақалини оқуған кишиниң шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ишәнчилик мәлуматларға игә болалайдиғанлиқини, уйғурларниң, 3 - җумһурийитини қуруши үчүн бу икки җумһурийәттин аччиқ сават елиши керәкликини ейтти.

Биз бу мақалә һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн мақалиниң аптори түркийә һаҗәттәпә үниверситети тарих бөлүми оқутқучиси әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.