Хитай рәиси ху җинтав москва зияритини башлиди


2007.03.26

xitay-rusiye.jpg
Русийә президенти виладимир путин билән хитай дөләт рәиси ху җинтав русийидә башланған "хитай йили" ниң башлиниш мурасимида кремлин сарийида күрәшмәктә. AFP

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учуриға асасланғанда дүшәнбә күни чүштә хуҗинтав москваниң винукова -2 айродромиға келип, русийә муавин ташқи ишлар министири лушкопниң қарши елишиға еришкән һәмдә һөрмәт қаравулини көздин кәчүргәндин кейин, кремил сарийида президент владимир путин билән көрүшүп, икки тәрәп һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштурған, сөһбәт тар даиридә елип берилған болуп, русийә тәрәптин владимир путиндин башқа йәнә муавин баш министири дмитрий медведийев, ташқи ишлар министири сергей лавроп шуниңдәк путинниң ярдәмчиси, хитай тәрәптин ху җинтавдин башқа муавин баш министир ву йи, ташқи ишлар министири ли җавшиң һәм хитайниң москвадики баш әлчиси лиу гочуән қатнашқан.

Русийиниң "страна" учур сәһиписиниң хәвиридин мәлум болушичә, икки тәрәп сөһбити җәрянида көп мәсилиләр тәкитләнгән болуп, ху җинтав русийә –хитай истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң он йилға толуш мунасивити билән икки дөләт һәмкарлиқлириниң сағлам тәрәққи қилғанлиқини муәййәнләштүрүп, " биз русийилик достлар билән бирликтә мунасивәтлиримизни икки мәмликәт хәлқлириниң пайдиси вә тинчлиқ һәм муқимлиқни капаләткә игә қилиш үчүн техиму мустәһкәмләш вә күчәйтишкә тәйярмиз" дегән. Ху җинтав сөзидә бу 10 йил ичидә икки дөләтниң һәмкарлиқ мунасивәтлиридә зор нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини тәкитлигән.

Сөһбәтниң хуласиси супитидә хуҗинтав билән владимир путин бирләшмә баянат елан қилип, өзлириниң район характерлиқ вә хәлқаралиқ көплигән мәсилиләрдики ортақ мәйданини ипадә қилған.

Хәвәрләрдин қариғанда, дүшәнбә күни кәчтә ху җинтав билән владимир путин бирликтә "хитай йили" паалийитиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан.

"Хитай йили" паалийити

Русийә вә хитай рәһбәрлири буниңдин бир қанчә йил илгири учрашқанда икки дөләт айрим –айрим һалда "русийә йили" вә "хитай йили" паалийити өткүзүшкә келишкән болуп, алди билән хитай 2006-йили русийә йили паалийити өткүзди. Хитай 2006-йилидики "русийә йилини" наһайити дағдуғулуқ өткүзгән болуп, 500 миң адәмни мәзкур паалийәткә қатнаштурди һәмдә 300 дин артуқ һәр хил шәкил вә мәзмундики паалийәт уюштурди. Бу җәрянда русийиниң 65 областиниң вәкиллири хитайни зиярәт қилди. Бу қетим русийидә башланған " хитай йили" җәрянида русийә тәрәп 200 хилдин артуқ паалийәт уюштуридиғанлиқини билдүргән болуп, хитай рәиси хуҗинтав йәнә москвада көлими зор болған. " Хитай дөләт әһвали көргәзмиси " ниң ечилиш мурасимиға иштирак қилди. Хитайниң шинхуа агентлиқи мәзкур көргәзмә арқилиқ хитайниң енергийә, машинасазлиз, аптомобил,аилә техника вә башқа саһәсиниң 150 миң хилдин артуқ мәһсулатлирини көргәзмә қилидиғанлиқи шуниңдәк тәхминән төт милярд доллар қиммитидә сода келишими түзүши мумкинликини хәвәр қилди.

Хитай йили паалийити җәрянида русийә вә хитай сәнәткарлири өзлириниң надир сәнәт номурлирини көрситишиду шуниңдәк хитайниң мәдәнийәт әнәниси, турмуш адәтлири вә сәнити вә башқилар русийә җамаәтчиликигә тонуштурулидикән.

Зиярәтниң хәлқаралиқ арқа көрүниши

Хитайниң шинхуа агентлиқи, хитай рәиси ху җинтавниң русийә зиярити җәрянида бәш хил асасий муддаға йетидиғанлиқини йәни владимир путин билән хәлқара вә район характерлиқ бир қатар мәсилиләр бойичиму пикир алмаштуруп, икки тәрәпниң хәлқара ишлардики истратегийилик һәмкарлиқ, хәлқара терроризмға қарши күрәштики һәмкарлиқини күчәйтиш, иран вә шималий корийә ядро мәсилиси һәмдә оттура шәрқ кризиси, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати шуниңдәк б д т ислаһати қатарлиқ көп тәрәплимилик мәсилиләр бойичә көз қараш һәм тәклиплирини музакирә қилидиғанлиқини көрсәтти. Хитай рәиси ху җинтавниң бу қетимқи зиярити муһим хәлқаралиқ арқа көрүнүшкә тоғра кәлгән болуп, йеқинда америка билән русийә арисида вашингтонниң шәрқий явропада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш мәсилисидә ихтилап келип чиқип, русийә америкидин нарази болди һәмдә вашингтон рәһбәрлирини әйибләп, өзлириниң техиму күчлүк башқурулидиған бомба ясайдиғанлиқини тәкитлиди. Арқидинла, русийә армийиси баш шитаб башлиқи балуйевский бейҗиңни зиярәт қилип, бу йил 7-айда хитай-русийә бирләшмә һәрбий манивәр өткүзүш пиланини музакирә қилди.

Мәқсәт – сода-енергийә

Б б с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, ху җинтав москва сәпирини башлаштин илгири русийә мухбирлириниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң русийә билән сода-иқтисадий мунасивәтләрни техиму раваҗландурушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүргән. Өткән йили русийә билән хитайниң содиси 28 милярд доллардин ашқан болуп, буниң ичидә 15 милярд доллар русийидин хитайға екиспорт қилиш, 12 милярд доллар хитайдин русийигә екиспорт қилиш асасида яритилған.

Русийә мәтбуатлири ху җинтавниң бу қетимқи зияритидә хитайниң русийә енергийисигә еришишни күчәйтиш, русийә билән хитай арисида нефит аққузуш вә тәбиий газ турубиси ятқузушни қолға кәлтүрүшни муһим муддиа қилғанлиқини оттуриға қоймақта. Хитай икки тәрәп содисини техиму ашурушни халайдиғанлиқи һәмдә русийә билән енергийә һәмкарлиқини күчәйтиш арзусини давамлиқ изһар қилип кәлмәктә.

Икки тәрәп мунасивити

Хитай билән сабиқ совет иттипақи 1949-йили 2-өктәбирдә дипломатик мунасивәт орнатқан. 1991-Йили 12-айниң 27-күни, русийә билән хитай сөһбәт хатириси түзүп, русийә билән хитайниң бурунқи мунасивәтләргә варислиқ қилиш мәсилисини һәл қилған. 1997-Йили икки дөләт истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәт орнатқан һәмдә 2001-йили"русийә –хитай инақ қошнидарчилиқ, достлуқ һәмкарлиқ шәртнамиси " имзаланған. 2005-Йили 6-айда "хитай –русийә 21-әсир дуня тәртипи һәққидики бирләшмә баянати" елан қилди, демәк хитай –русийә мунасивәтлири қәдәмму-қәдәм мукәммәллишип, улар арисида көплигән келишимләр түзүлди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.