Хитай-русийә оттурисида һәл қилишқа тегишлик нурғун мәсилиләр мәвҗут
2007.08.17
Хитай билән русийә оттурисидики мунасивәтләр күнсери тәрәққий қиливатқан болуп, мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, 17- авғуст күни ахирлашқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири, икки дөләтниң истратегийилик һәмкарлиқ орнитиш йолида тез илгирләватқанлиқини көрситидикән. Әмма бәзи сиясий мулаһизичиләр ейтишичә, хитай-русийә мунасивәтлиридә бир тәрәп қилишқа тегишлик нурғунлиған мәсилиләр мәвҗут икән.
Хитай-русийә америкиниң оттура асиядики тәсиридин әндишә қилмақта
Йеқинқи йиллардин бери, болупму америкиниң афғанистанға қаратқан һәрбий һәрикити вә америка һәрбий қисимлириниң қирғизистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиригә орунлаштурулишидин кейин, хитай билән русийә оттурисидики мунасивәтләр тез тәрәққи қилишқа башлиди.
Америкиниң оттура асиядики тәсири даирисиниң күнсери кеңийиватқанлиқидин әндишә қилған хитай вә русийә, икки дөләт оттурисида мәвҗут ихтилапларни бир тәрәпкә қайрип қоюп, бир тәрәптин иқтисадий, сиясий вә иҗтимаий мунасивәтлирини, йәнә бир тәрәптин икки дөләт арисидики һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтти.
Рус сиясий мулаһизичиси сергей благофниң "асия вақти" гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 17- авғуст күни ахирлашқан һәрбий маневири, әслидә, биринчи қетим 2005- йили авғуст ейида хитайниң шәрқий районида елип берилған һәм хитай вә русийә тәрипидин давамлиқ елип берилиши пиланланған бир қатар һәрбий маневирниң иккинчиси болуп һесаблиниду.
Униң ейтишичә, русийә вә хитай тәрипидин елип бериливатқан һәрбий маневирлар, москва вә бейҗиңниң оттура асия районини ортақ тәсир даирә ичигә елиш ирадисиниң очуқ ипадиси икән.
Хитай вә русийиниң бу ирадиси 15- вә 16- авғуст күнлири қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт башлиқлири йиғинида техиму ашкара бир шәклидә оттуриға қоюлған. Хитай вә русийә йетәкчиликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт башлиқлири тәрипидин елан қилинған бирләшмә баянатта, оттура асия дөләтлириниң һәрқандақ тәһдиткә қарши туруш күчи вә қудритигә игә икәнлики тәкитләнгән һәмдә америкидин оттура асия районидин нери туруши тәләп қилинған.
Лекин, бәзи сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, гәрчә русийә -хитай мунасивәтлири тез тәрәққий қиливатқан болсиму, әмма икки дөләт оттурисида техи һәл болмиған нурғун мәсилиләр мәвҗут икән.
Бейҗиң вә москваниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидики нишани пәрқлиқ
Уларниң ейтишичә, хитай вә русийә һәм икки дөләт арисида имзаланған келишимләр һәм шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидә һәрбий һәмкарлиқини күчәйтиватқан болсиму, әмма бейҗиң вә москваниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидики нишани пәрқлиқ икән. Америка вә ғәрб дөләтлири билән мунасивәтлири күнсери йириклишиватқан русийә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кәлгүсидә сиясий вә һәрбий бир иттипаққа айландурушни пиланлаватқан болса, хитай бу тәшкилаттин асасән, аталмиш "үч хил күч"ләргә қарши туруш, йәни бөлгүнчилик, террорчилиқ вә әсәбий диний күчләргә қарши туруш шуари астида, уйғур мустәқилчилирини бастуруш, оттура асия дөләтлиридә уйғур миллий һәрикитиниң кеңишиниң алдини елиш вә райондики дөләтләрдә иқтисадий тәсирини күчәйтиш үчүн пайдилинишни мәқсәт қилидикән.
Сиясий мулаһизичи сергей благофниң "асия вақти" гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, хитай вә русийә оттурисида, хитай һөкүмити әң көп әһмийәт бериватқан иқтисадий мунасивәтләрдә, болупму енергийә саһәсидә җиддий мәсилиләр мәвҗут икән .
Униң ейтишичә, хитай вә русийә оттурисидики әң чоң ихтилап тәбиий газниң баһаси мәсилисидә болуп хитай, русийә тәрипидин сунулған тәбиий газ баһасини қиммәт дәп қарап, тәклип қилинған баһада русийидин тәбиий газ експорт қилишни рәт қилмақта. Һәтта 10- июл күни, бейҗиңда зиярәттә болған, русийә санаәт вә енергийә министири виктор хиристинко, "русийиниң тәбий газини хитайға йөткәш йоли мәсилисидә икки дөләт оттурисида елип бериливатқан сөһбәтләр бу йил ахирлашмиса, русийә хитайға тәбиий газ експорт қилишни кечиктүрүши мумкин", дегән.
Хәвәрләргә қариғанда бейҗиң вә москва оттурисида узундин бери електир енергийиси мәсилисидә елип бериливатқан сөһбәтләрму техи бир нәтиҗә бәрмигән. 1990- Йиллириниң оттурлирида русийә вә хитай, русийиниң сибирийидики иркутск районидин хитайға електир енергийиси йөткәш пилани үстидә сөһбәт елип барған болуп, лекин икки тәрәп електир енергийисиниң баһаси үстидә келишәлмигәнлики үчүн, 1999- йили хитай һөкүмити бу пиланни бикар қилған.
Әң муһими, дәйду сергей благоф "асия вақти" гезитидә елан қилған мақалисидә, русийә содигәрлири, хитай санаәт мәһсулатлириниң русийидә күнсери көпийиватқанлиқидин әндишә қилишқа башлиған. Өткән ай русийә тәбиий монополийә институти доклат елан қилип, хитай билән күнсери көпийиватқан иқтисадий алақиниң, русийидә кәлтүрүп чиқиридиған иқтисадий вә иҗтимаий қалаймиқанчилиқлири тоғрисида агаһландурған.
Униң ейтишичә, русийә-хитай оттурисида истратегийилик һәмкарлиқ әмәлгә ешиши үчүн, бу икки дөләт оттурисида сода-иқтисад саһәсидә болупму, русийиниң хитайға енергийә експорти мәсилисидә мәвҗут ихтилаплар бир тәрәп болуши керәк(өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини қирғизистанда өткүзүлди
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта
- Ху җинтав қирғизистан пайтәхти бишкәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
- Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Хитай хәлқара қудрәтлик дөләт болуш орнини тикләшкә тиришиватамду ?
- " Иттипақ" җәмийити өз паалийәтлирини техиму күчәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди