Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди


2005.08.18
RUSSIA-CHINA-MILITARY-69.jpg
Хитай азадлиқ армийисини қомандани ляң гуаңлйе вә русийә армийиси қомандани юри балуйевискй русийиниң владивосток шәһиридә . AFP

8-Айниң 18-күни русийә билән хитайниң "тинчлиқ вәзиписи-2005" дәп аталған тунҗи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневири рәсми башланди. Бир һәптигә созулидиған мәзкур бирләшмә маневиргә икки дөләтниниң қуруқлуқ, һава вә деңиз қисимлиридин 10 миңдин артуқ әскәр вә офитсерниң қатнишиши бәлгиләнгән болуп, русийә тәрәпниң маневиргә иштирак қилидиған әскәр сани хитайниңкидин азрақ, йәни җәмий 1800 нәпәр болиду.

Русийә –хитай бирләшмә һәрбий маневири асаслиқ үч басқуч бойичә елип берилиду. Биринчи басқуч русийиниң владивосток шәһири әтрапида башланған болуп, буниңда икки тәрәпниң юқири дәриҗилик һәрбий рәһбәрлири учришип, һәрбий бихәтәрлик мәсилилири вә маневирниң пиланлири һәққидә пикир алмаштурушни мәқсәт қилиду.

Иккинчи басқуч 20-авғуст күни башлинип, маневир русийә тәвәсидин хитайниң шәндоң өлкисидики чиңдав әтрапиға йөткилиду. Буниңда икки тәрәп қошунлириниң маневир райониға топлиниш вә тарқилишидин ибарәт мәшиқ характерлиқ маневир шәклидә елип берилиду.

3- Басқуч 23-авғуст күни башлинип 25-авғуст ахирлишиду. Бу мәзкур маневирниң әң юқири пәллиси болуп, буниңда парашотчи қисимларниң бәлгиләнгән нуқтиларға топлинип һуҗум қилиши вә деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучилириниң қуруқлуққа чиқиш оператсийиси вә башқа һәр хил уруш һәрикәтлири көрситилиду һәмдә русийә вә хитай шуниңдәк шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәрбий әмәлдарлири нәқ мәйданға келип, маневирни көздин кәчүриду.

Бу қетимқи маневирниң чиқимлирини хитай зиммисигә алған

Америка авази радиосиниң игилигән учуриға қариғанда, бу қетимқи маневирниң барлиқ чиқимлирини хитай зиммисигә алған. Русийә қораллиқ күчлири баш қоманданлиқ шитабиниң башлиқи генерал армийә юри балуевсикий билән хитай армийиси қоманданлиқ шитабиниң башлиқи генерал полковник ляң гуаңли учришип, мәзкур маневиргә бирликтә рәһбәрлик қилған һәмдә улар бу қетимқи маневирниң әһмийитини юқири баһалиған.

Русийә армийиси баш қоманданлиқ шитабиниң башлиқи генерал армийә балуевксий әслидә русийиниң хитайдин икки һәссә көп әскәр чиқирип, маневиргә қатнаштурушиға тамамән қадир икәнлики, бирақ буниң зор иқтисадий чиқим тәләп қилидиғанлиқи түпәйлидин, буниңдин ваз кәчкәнликини билдүргән.

Бу маневирниң түп мәқсити һәққидики инкаслар һәр хил болмақта

Бу маневир хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған болуп, һәрбий ишлар көзәткүчилири русийә билән хитайниң һәр иккилисиниң буниңдин көзлигән мәқсити барлиқини оттуриға қоймақта. Бир қисим көзәткүчиләр хитайниң бу маневир арқилиқ русийиниң күчидин пайдилинип тәйвәнгә тәһдид селишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрсә, йәнә бәзиләр хитайниң японийигиму сигнал бәрмәкчи болуватқанлиқини чүшәндүриду, чүнки хитай америка билән японийиниң ортақ қоғдиниш истратегийилик пиланидин нарази болған болуп, бу пилан даирисигә тәйвән боғузи мәсилисиму киргүзүлгән. Хитай өзиниң русийә билән бирлишип, бу районниң бихәтәрликини қоғдаш вәзиписини зиммисигә алидиғанлиқини көрсәтмәкчи болған. Бирақ, хитай вә русийә һәрбий рәһбәрлири бу маневирниң башқа һәр қандақ дөләткә тәһдид селишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүргән. Хитай қомандани ляң гуаңли болса, бу маневирниң терроризм, диний әсәбийликкә қарши бирликтә күрәш қилиш рамкиси астида елип берилидиғанлиқини чүшәндүргән.

Русийә тәрәпниң мәқсити, өзлириниң илғар һәрбий техникилирини намайиш қилип, бир тәрәптин хитайниң сетивелиш қизғинлиқини қозғаш болса, йәнә бир тәрәптин русийә армийисиниң қудритини, күчлүк вә юқири һәрбий техникилирини хитайға һәм хәлқараға көз-көз қилиштин ибарәт . Хитай сиясийони , доктор сав чаңчиңниң ейтишичә,чүнки, хитай русийиниң әң чоң қорал херидари болуп, хитай билән болидиған сода русийә омумий қорал содисиниң 40٪тин ашиду. Қорал содиси җәһәттә хитайниң русийигә, русийиниң хитайға еһтияҗи бар.

Хитай өзиниң русийә билән болған мунасивәтлирини ашуруп тәшвиқ қилмақта

Хитай йеқинқи йиллардин буян русийә билән болған истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәргән болуп, йеқинда хитай рәиси ху җинтав икки қетим москвани зиярәт қилип, икки мәмликәтниң түрлүк даиридики мунасивәтлирини техиму юқири көтиришни тәкитлиди. Ху җинтав русийә-хитай содисиниң қиммитини 80 милярд долларға йәткүзүшни оттуриға қойди һәмдә өз мунасивәтлириниң наһайити яхши икәнликини мәдһийилигән иди.

Канадики русийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор җаң йихун русийидики "хәвәрләр" гезитиниң зияритини қобул қилип, һазир хитайниң русийә-хитай мунасивәтлири җүмлидин бу қетимқи бирләшмә маневирни һәдәп ашуруп тәшвиқ қиливатқанлиқини, әмма русийә мәтбуатлириниң болса адәттикидәк муамилидә боливатқанлиқини көрситип, хитайниң бу маневирдин бирәр мәқсәтни көзләватқанлиқини әскәрткән.

Арида ихтилап пәйда болған

Б б с агентлиқиниң учуриға қариғанда маневир җәрянида русийә билән хитай тәрәп арисида дәсләпки ихтилаплар көрүлгән болуп, келишим бойичә, хитай мухбирлири вә көзәткүчилири һәрбий маневиргә қатнашқан барлиқ русийә қисимлирини зиярәт қилишқа еришкән болсиму әмма, хитай тәрәп русийә журналистлири вә көзәткүчилириниң хитай һәрбий нуқтилирини зиярәт қилишиға рухсәт қилмиған. Нәтиҗидә, русийә тәрәп буниңдин кейин хитай мәтбуат хадимлирини русийә һәрбий нуқтилирини зиярәт қилдурмаслиқ вә русийә һәрбилириниң хитай мухбирлири билән сөзлишишини чәкләш буйруқи чиқарған. Хитай тәрәп һәтта японийә мухбирлирини маневирни зиярәт қилдурмаслиқ һәққидә русийә даирилиригә тәләп қойған болсиму , бирақ русийә буниңға қулақ салмиған.

Америкиниң бостон шәһиридә турушлуқ хитай мутәхәссис доктор сав чаңчиң русийә билән хитайниң мәйли қанчилик өз мунасивәтлирини мәдһийлисун вә бирләшмә һәрбий маневир өткүзсун, бәрибир уларниң мунасивәтлириниң ишәнчисизлик асасиға қурулғанлиқини, уларниң арисида һәқиқий һәмкарлиқниң һечқачан болмайдиғанлиқини илгири сүрди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.