Хитай асияға тәһдитму?
2005.08.25
Русийә билән хитайниң тунҗи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневири 25-авғуст күни рәсми ахирлашти. Хитай һәрбий даирилири вә хитай һөкүмити үчүн наһайити муһим һәрбий вә сиясий истратегийилик әһмийәткә игә мәзкур маневир хитай вә русийә һөкүмәтлири тәрипидин юқири баһаланди.

Маневирниң 3- басқучиниң хатимисигә үлгүрүп хитайниң шәндоң өлкисидики маневир мәйданиға йетип кәлгән русийә дөләт мудапиә министири сергей иваноп билән хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән әтигәнлик тамақни биргә йегәч олтуруп, өзлириниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң наһайити яхши раваҗлиниватқанлиқини һәмдә буниңдин кейин бу мунасивәтләрни техиму чоңқурлаштурушқа болған тиләклирини шуниңдәк бу қетимқи бирләшмә маневирниң икки дөләт мунасивәтлириниң йеңи тәрәққият сәһиписини яритидиғанлиқини билдүрүшти.
Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, русийә мудапиә министири сергей иваноп вә униң хитайлиқ кәсипдеши сав гуаңчүан йәнә бир қетим бу маневирниң үчинчи бир дөләткә тәһдид селишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини тәкитлиди. Әмма, хитай вә русийә тәрәп рәсми шәкилдә рус-хитай һәрбий һәмкарлиқлириниң башқиларға тәһдид әмәсликини ақлишидин қәтий нәзәр, бәрибир америка, тәйвән шуниңдәк хитай билән чегрилинидиған бәзи мәмликәтләрниң мәзкур маневирға җиддий қараватқанлиқи, хәлқара мунасивәтләр җүмлидин русийә-хитай, русийә-америка шуниңдәк америка-хитай мунасивәтлири көзәткүчилириниң бу мәсилидә һәр хил инкасларда болуватқанлиқи мәлум.
Көпинчә ғәрб көзәткүчилири хитайниң бу қетим русийә билән бирлишип, пүтүн хираҗәтләрни өз зиммисигә елип, һәтта русийә қошунлирини өз территорийисигә киргүзүп һәрбий маневир өткүзүшидики мәқситиниң пәқәт өз қудритини дуняға тәшвиқ вә көз-көз қилиштин башқа нәрсә әмәсликини көрситишмәктә.
Хитайниң баш көтүрүши әмәлийәттә асияни бирләштүрүш әмәс бәлки уни техиму йирақлаштуриветиду
Лондонда чиқидиған "иқтисадий дәвр" гезитидә мулаһизә елан қилған ғәрб көзәткүчиси даниәл твинниң әпәнди хитайниң иқтисадий җәһәттин тез гүллиниш билән өзини көрситиш роһидин әндишә қилмаслиқни, чүнки, хитайниң баш көтүрүшиниң әмәлийәттә, асияни бирләштүрүш әмәс бәлки, уни техиму йирақлаштуридиғанлиқини, хитай рәһбәрлириниң буниңдин кейин техиму зор мәсилиләргә дуч келидиғанлиқини көрситип мундақ йәкүн чиқириду:
Хитай асиясиниң иқтисадий паравоз беши болуш билән мәзкур қитәгә һәмкарлиқ елип келипла қалмастин бәлки, йәнә бу җайға йеңи зиддийәтләрни елип келиду. Хитайниң баш көтүрүши асия райониниң йеңидин бирликкә келидиған қияпитигә төһпә қошмайду бәлки, һәр хил мәмликәтләр мәдәнийәтлириниң өзара тоқунушлирини қозғайду вә уларни милләтчилик кәйпиятлириға чөмдүриду.
" Хитай асиясиниң иқтисадий паравоз беши болуш билән мәзкур қитәгә һәмкарлиқ елип келипла қалмастин бәлки, йәнә бу җайға йеңи зиддийәтләрни елип келиду. Хитайниң баш көтүрүши асия райониниң йеңидин бирликкә келидиған қияпитигә төһпә қошмайду бәлки, һәр хил мәмликәтләр мәдәнийәтлириниң өзара тоқунушлирини қозғайду вә уларни милләтчилик кәйпиятлириға чөмдүриду."
Анализчи даниәл тивинниң әпәнди йәнә хитайниң дөләт системисиниң демократийигә қарши һакиммутләқ түзүм икәнликидин чиқиш қилип туруп, "хитайниң сиясий системиси униң асия райониға сиясий рәһбәрлик қилиш мумкинчиликини чәкләйду" дәп көрситиш билән асиядики башқа демократик мәмликәтләр хәлқаралиқ қанун вә өз пуқралириниң қануний һәм кишилик һоқуқлирини қоғдаватқанда хитайниң буниң әксичә иш тутуши һәтта "өз хәлқини "һөрмәт қилмаслиқиниң" хитайға қитә характерлиқ сиясий башламчи дөләткә айлиниш лаяқитини бәрмәйдиғанлиқини шәрһләйду. У ахирида" хитайниң мундақ учқандәк көтүрүлишигә қаримай, бәрибир йеңи оттура түзләңлик империйиси болалмайдиғанлиқини" хуласилайду.
Рус анализчилириниң көз қариши астидики хитайниң мәқсити

Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневириниң тәйвән, японийә вә америкиға қаритилғанлиқи ғәрб анализлиридила әмәс бәлки, русийә тәһлилчилириниң тәпәккүрлиридинму орун алди. Оттура асия торида бесилған марина гирднева, михаил романоп қатарлиқ үч апторниң бирлишип язған мулаһизисидә оттуриға қоюлушичә, бирләшмә маневирниң хәлқара истратегийилик әһмийитидин башқа йәнә хитайниң көзлигән мәқсәтлиридә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушму орун алған. Мақалидә көрситилишичә, бу қетимқи терроризмға қарши маневирниң хитайға һәқиқий керәк болған бир тәрипи шуки, хитайниң өзиниңму чечинийәгә охшаш уйғур мәсилиси мәвҗут болуп, кейинки йилларда уйғур мустәқилчилири билән хитай сақчи қошунлири арисида көп қетим тоқунуш йүз бәргән. Демәк, хитай бу маневирни "уйғур аптоном райони" мәсилисини кәң даиридә һәл қилишқа пайдилиқ дәп қариған.
Русийә анализчилири йәнә хитайниң русийидин пайдилинип, америка вә японийә шуниңдәк тәйвәнгә қаратқан тәсир күчини ашурушқа тиришқанлиқини һәмдә русийә һәрбий техникилири вә русийә қошунлириниң һәрбий сирлирини өгиниш һәм игилишни мәқсәт қилғанлиқиниму оттуриға қойди.
Хитай-русийә бирләшмә маневири рәңлик инқилабларни чәкләшкә челинған сигнал
Әнгилийидә чиқидиған "мустәқиллиқ гезити" дә елан қилинған андрәв осборн исимлик мулаһизичиниң русийә-хитай һәрбий маневири һәққидики мақалисидә илгири сүрүлгән идийә шуки, аптор русийиниң хитай билән бирләшмә маневир өткүзүшигә сәвәб болған амиллар һәққидә тохтилип, буниң сәвәблириниң көп хил икәнлики җүмлидин хитайларниң һазир русийиниң йирақ шәрқидә күнсайин көпийиватқанлиқиниң москваниң наразилиқини қозғаватқанлиқи көрситиду.
Мулаһизичи йәнә әң муһим нуқта сүпитидә москваниң украинийидә йүз бәргәндәк рәңлик инқилабларни ойлаватқанларға диққәт қилиш һәққидә сигнал челишни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләйду. Чүнки, украинийә вә грузийидә йүз бәргән демократик инқилаблардин кейин русийиниң бу мәмликәтләрдики тәсири ахирлашти. Униңдин кейин болса, қирғизистанда демократик инқилаб йүз берип, русийәпәрәс һөкүмәт йиқилип, униң орниға ғәрбпәрәс вә демократийини һимайә қилидиған һакимийәт дәссиди. Нәтиҗидә, русийиниң өзидики вә башқа җайлардики һакиммутләқ түзүмләрму лиңшип қалди шуниңдәк америкиниң тәсири оттура асия вә башқа районларда үстүнлүккә игә болушқа қарап йүзләнди. Бу әһваллар тәбий һалда хитай билән русийиниң әндишисини қозғимай қалмиди.
Демәк, мулаһизичиләр бу қетимқи русийә-хитай һәрбий маневириниң оттура асия районида америкиниң қоллишидики демократларниң үстүнлүкни игилишини чәкләшкиму қаритилғанлиқини шәрһийләшти. Һәқиқәтән, русийә билән хитай оттура асия райониниң демократийилишишини халимайду, әмма америка униң әксичә йол тутмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Америка анализчисиниң нәзиридики русийә-хитай һәрбий маневири
- Ху җинтавниң русийә зиярити вә русийә-хитай мунасивәтлири
- Америка оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетәмду?
- Хитай - русийә мунасивитиниң тәрәққияти қәйәргә бариду?
- Русийә-хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлири учрашти
Русларниң уйғурлар һәққидики қарашлири
- Рус алими гелбарс: русийиниң уйғурларға тутқан позитсийиси сатқинларчә позитсийә
- Уйғурлар билән өзбекләр шаңхәй һәмкарлиқидин әң азап чәккүчиләрдур
- Профессор чарлиз уйғурларниң тәқдири һәққидә сөзлиди
- Уйғурлар йәнә қачанғичә мәвҗут болуп туралайду?
- Сибирийидики муназириләр: уйғурлар мустәқил дөләт қураламду? (2)