Америкида йәнә хитай маллирини йиғивелиш уқтуруши чиқирилди


2007.08.23

Toy-Mattel-200.jpg
Америкиниң маттел ширкити чәкләп йиғивалған оюнчуқларниң бири болған, "барбий вә тәннер", хитайниң шаңхәй шәһридики дуканлардинму йиғиветилгән. 2007 - Йили 15 - авғусттики бу сүрәттә, бу хилдики қончақ оюнчуқниң сетиштин тохтутулғанлиғи ухтуруш қилинған. AFP PHOTO/Mark RALSTON

Бу айниң алдинқи йеримида, дуня бойичә әң чоң оюнчуқ ширкити маттел, бихәтәрлик мәсилиси түпәйли икки қетим хитайда ишләнгән балилар оюнчуқлирини йиғивелиш уқтуруши чиқарған иди. Аридин 3 һәптә өтмәй, америкидики йәнә башқа икки ширкәт, хитайда ишләнгән балилар вә өсмүрләр хатирә һәм адрес дәптәрлиригә ишлитилгән сирда адәмниң саламәтликигә зиянлиқ қоғушун тәркиби байқалғанлиқи үчүн, йиғивелиш уқтуруши чиқарди.

Бу мушу ай ичидә хитайда ишләнгән балилар буюмларға қарита 3- қетим чиқирилған йиғивелиш уқтуруши болуп һесаблиниду.

Бу нөвәтлик йиғивелиш уқтуруши чиқирилған буюмларниң сани 300миң данә

23-Авғуст күни америка истемалчилар бихәтәрликини қоғдаш комитети билән "мартин дезайн чәклик ширкити ", "шийлиңс әсошәйтс" қатарлиқ орунлар бирликтә ахбарат елан қилип, бу ширкәтләр хитайдин импорт қилип базарға салған, картон филимдики персонаж "спонҗбоб скуейрпентс" ниң образлири чүшүрүлгән хатирә вә адрес дәптәрлири қатарлиқ бир нәччә түрлүк балилар буюмлирини йиғивелиш уқтуруши чиқарди.

Бу нөвәт йеғивелиш уқтуруши чиқирилған буюмлар ичидә йәнә "томас вә достлири " намлиқ балилар пойизи қатарлиқ балилар оюнчуқлириму бар болуп, буларниң һәммисигә охшашла қоғушун тәркиблик сир ишлитилгән икән.

Бу нөвәтлик йиғивелиш уқтуруши чиқирилған буюмларниң сани 300миң әтрапида болуп, алдинқи һәптә дунядики әң чоң оюнчуқ ширкити, маттел пүтүн дуня миқясида 18.5 Милйон данә хитайда ишләнгән балилар оюнчуқлирини йиғивелиш уқтуруши чиқарған иди.

Алдинқи һәптә америка истемалчилар бихәтәрликини қоғдаш комитети директори нәнсй норд шу нөвәтлик йиғивелиш уқтурушиниң балиларниң бихәтәрликни қоғдашта интайин муһим икәнликини оттуриға қойған вә " бу қетимлиқ йиғивелиш көлими бирқәдәр чоң болушидики сәвәби, һәрқандақ бир зәхимлиниш келип чиқишниң алдин елиш үчүн" дегән.

Шуниңға яндашқан һалда америка авам палатасиниң бир әзаси баянат елан қилип хитайдин импорт қилинидиған һәрқандақ таварлар чоқум тәкшүрүлүши керәкликини оттуриға қойған иди. Мәлум болушичә, "мартин дезайн чәклик ширкити " 2006- йили 6- айдин 2007- йили 7- айғичә 250 миң данә хатирә дәптәр сатқан.

Америка хитай маллириға болған ишәнмәслик туйғуси мәйданға келишкә башлиди

Алдинқи һәптиләрдики бихәтәрлик мәсилиси түпәйли йиғивелинған хитай маллириға қарита хитай һөкүмити, америкиға мал експорт қилидиған ширкәтләргә нисбәтән башқурушни күчәйтиш арқилиқ, таварларниң сүпитини өстүрүш җәһәттики майиллиқни ипадилигән болса, оюнчуқ бихәтәрлики мәслиһәтчиси кристофер байрнниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ йиғивелиш уқтуруши кишиләрниң хитай маллириға болған ишәнмәслик туйғусини улғайтиветидикән.

Бу йил 15- март америка дора-дәрмәк вә йемәк ичмәк бихәтәрликини қоғдаш идариси хитайдин импорт қилған әрмәк һайван йемәклиридә зәһәрлик мадда миламен байқалғанлиқи үчүн, хитайда ишләнгән һайванат йемәклиригә қарита йиғивелиш уқтуруши чиқарғандин башлап, һазирғичә, сүпәтсиз машина камири, булғанған деңиз мәһсулатлири, зәһәрлик химийилик мадда арилашқан чиш пастиси, қоғушун тәркиблик сир ишлитилгән балилар оюнчуқлири қатарлиқларни йиғивелиш уқтуруши қайта-қайта көрүлүп турди вә пүтүн америка җүмлидин дуня миқясида хитай маллириға болған бирхил ишәнмәслик туйғуси мәйданға келишкә башлиди.

Хитай маллириниң бихәтәрлики америкилиқ сиясийонлар алаһидә көңүл бөлидиған мәсилигә айланмақта

Һазир америкида хитай маллириға нисбәтән һәр хил әндишә туйғулири шәкиллиниватқан болуп, хитай маллири бихәтәрлики, хитай америка сода мунасивәтлири җәрянида кәп чиққан тәңсиз ташқи перевот, қатарлиқлар америкилиқ сиясийонлар алаһидә көңүл бөлидиған мәсилигә айланди.

Америка -хитай сода мунасивәтлири мәсилиси, 4 -авғуст иллоноис штатиниң чикаго шәһиридә елип берилған 2008- йиллиқ америка президент сайлими кандидатлириниң муназирисидә алаһидә салмақни игилигән болуп, җон едвардз хитай билән болған мунасивәтләр ичидә сода бихәтәрлик мәсилисини тилға елип " хитайдин импорт қилинип йиғивелиш уқтуруши чиқирилған 2 милйон. Оюнчуқни" немә дәймиз?" дегән вә һиларий килинтон " биз хитайдин импорт қилинидиған таварларға қаттиқ чәк қоюшимиз керәк! мениң хитайдин кәлтүрүлгән сүпәтсиз йемәкликләрни йегүм йоқ!" дәп хитаб қилған иди.

Хитай сода-санаәт министирлики:"хитайда ишләнгән таварларни ишләп чиқиришқа башқа дөләтләрму қатнишиду"

Хитай маллириға қарита дуня миқясида пәйда болуватқан гуманлиниш туйғуси хитай сода саһәсидә муәййән әнсирәш пәйда қилған болуп, 22- авғуст әтигәндә хитай сода министирлики мухбирларни күтүвелиш йиғин ечип, хитайда ишләнгән таварларни ишләп чиқиришта башқа дөләтләрниңму қатнишидиғанлиқини оттуриға қойған.

Хитай сода-санаәт министирлики министир ярдәмчиси ваң чав, хитай експорт қилған таварларниң йеримидин көпрәкиниң пишшиқлап ишлинип, чәтәл ширкәтлири қолида експорт қилинидиғанлиқини көрсәткән һәмдә " дунядики нурғун дөләтләр нурғун тәрәптин хитайниң ишләп чиқириш саһәсигә қатнашмақта. Әгәр хитайниң ишләп чиқириши зиянға учриса, мәлум мәнидин елип ейтқанда дуняниң һәрқайси җайлиридики дөләтләрму зиянға учрайду" дәп агаһландуруш бәргән. ( Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.