Көплигән америкилиқлар хитай мәһсулатлирини сетивелишни халимайду
2008.01.29
Америкида чиқидиған " байлиқ " журнили йеқинда америка истималчилири үстидә ситатистикилиқ тәкшүрүш елип берип, америкида йеримдин көпрәк адәмниң хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларни сетивелишни халимайдиғанлиқини, һиндистан мәһсулатлирини болса яқтуруп сетивалдиғанлиқини елан қилди. Америка истималчилар һоқуқи тәшкилати, бу хил әһвалларниң мәйданға келиш сәвәбини мәтбуатларда хитай мәһсулатлириниң сүпәтсизлики, болупму зәһәрлик балилар оюнчуқлири шуниңдәк чиш пастилири тоғрисидики хәвәрләрниң интайин көп елан қилинғанлиқи түпәйли дәп қарайдикән. Буниң йәнә башқа сәвәблириму барму ?
Хитай мәһсулатлириниң бихәтәр болмиғанлиқи һәққидики сәлбий хәвәрләр интайин көп
" Байлиқ " журнили 1 - айниң оттурлирида америкиниң һәрқайси җайлиридики нурғунлиған истималчилар үстидә тәкшүрүш елип барған болуп, тәкшүрүлгән истемалчиларниң %57 и, өзлириниң хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларни сетивалмайдиғанлиқини, %52 кишиниң һиндистанниң яки башқа дөләтниң мәһсулатлириға қизиқмайдиғанлиқини билдүргән.
Тәкшүргән %11 адәм болса һиндистан маллирини сетивалдиғанлиқини билдүргән. Хитайдин кәлгән мәһсулатларға қарита %11киши хитайниң експорт маллирини сетивалидиғанлиқини йәнә %30 истемалчи әгәр өзи яқтурса буниң қәйәрдин кәлгәнликигә анчә етибар бәрмәйдиғанлиқини билдүргән.
Америкидики йеримдин артуқ истемалчи һазир немә үчүн хитай мәһсулатлирини сетивелишни халимайду? америкида әң бурун тәсис қилинған истемалчиларниң һоқуқ - мәнпәәтини қоғдаш тәшкилати - америка истималчилар бирләшмисиниң мәсули вен тербу ханим, мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, буниң хитай мәһсулатлириниң бихәтәр болмиғанлиқи һәққидики сәлбий хәвәрләрниң интайин көп елан қилинғанлиқидин мәйданға кәлгәнликини тәкитлигән.
У сөзидә мундақ дәйду": мениңчә бу, хитай мәһсулатлирини кәйни - кәйнидин бир - биригә улап туруп көпләп импорт қилиш, һайванатларниң йимәклиридин тартип, чиш пастиси вә балилар оюнчуқиғичә һәммә мални базарға селиштин һәмдә хитай мәһсулатлириниң бихәтәр болмиғанлиқини, истемалчиларниң тохтимастин хәвәрдар болғанлиқидин мәйданға кәлгән. Мана мушу мәсилә кишиләрниң хитай мәһсулатлирини сетивалмаслиқ қарарини чиқиришиға чоң тәсир көрсәтти."
Америка истималчилар бирләшмисиниң мәсули вен тербу ханим сөзидә йәнә " хитай мәһсулатлириниң тәннәрқи төвән, баһасиму әрзан, шуңа америка содигәрлири көп йиллардин буян хитайға берип һәр хил мәһсулатларни сетивелип, америкиға импорт қилишқа башлиған иди. Һазир америка импорт қилған %80 балилар оюнчуқлириниң хитайдин кәлгәнлики дәл мушу сәвәбтин вә көп сетилған оюнчуқларниңму хитайда ясалғанлиқидин " дәйду.
Мәһсулатлар хитайда ишләнмигән болсила, истималчилар наһайити хошаллиқ билән сетивалиду
Бирақ вен тербу ханимниң тәкитлишичә, һазирқи әһвалдин қариғанда, америка истималчилириниң позитсийисидә чоң өзгириш пәйда болған болуп, у " : мениңчә истималчилар һазир, бихәтәр мәһсулатларни сетивелишқа қанчилик көп пул хәҗлисиму рази," деди.
Нурғунлиған америкилиқниң һиндистан мәһсулатлирини яқтуруш мәсилиси һәққидә тохталған вен тербу " : бу һазир һиндистанда ишләпчиқирилған малларниң бихәтәр болмиғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалмиғанлиқидин," дәйду.
" Байлиқ " журнилиниң тәкшүрүш нәтиҗисидин хитай мәһсулатлиридин башқа, импорт қилинған барлиқ дөләт мәһсулатлириға қарита америкилиқларниң көпинчисидә һечқандақ бир әкс тәсир йоқ икән, улар мәһсулатлар хитайда ишләнмигән болсила наһайити хошаллиқ билән сетивалидикән.
Уйғур истималчилар мустәмликичи һакимийәт мәһсулатлирини сетивелишни номус дәп һес қилиду
Истансимиз бу һәқтә чәтәлләрдә яшаватқан көплигән уйғур истималчилар үстидә тәкшүрүш елип берип, уйғур истемалчиларниң хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларни ялғуз бихәтәр болмиғанлиқидин әмәс, бәлки өзлирини мустәмликә астиға еливалған бир һакимийәт игидарчилиқидики дөләттә ясалған мәһсулатларни сетивелишни номус дәп һес қилидиғанлиқи үчүн сетивалмайдиғанлиқини билдүрди.
Йәнә бир қисим истималчилар болупму хитайниң дара - дәрмәк вә йемәклирини сетивелишқа алаһидә диққәт қилидиғанлиқини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада һөкүмити бихәтәрлик тәкшүрүш қанун лайиһиси түзмәкчи
- " Вал - март сизгә хитайдин елип кәлгән роджистива"
- "Хитайда ясалди" дегән маркиниң дәһшити
- Америка кеңәш палатасида хитай таварлирини тәкшүрүшни күчәйтиш тәләп қилинди
- Америкида йәнә хитай маллирини йиғивелиш уқтуруши чиқирилди
- Канада хитайдин келидиған малларға қарита тәкшүрүшни күчәйтмәкчи
- Хитайда ишләп чиқирилған оюнчуқлар түркийидиму йиғивелинмақта
- яврупада хитай маллиридин әндишә қилиш долқуни қайта қозғалди
- Америка кеңәш палата әзаси хитайни әйиблиди
- Диққәт, хитай маллирида зәһәр бар!
- Балилар оюнчуқи ширкити - маттел, хитайда ишләнгән бир милйондин артуқ оюнчуқни йиғивелиш уқтуруши чиқарди
- "Хитайниң мәһсулатлирини тәкшүрүш техникиси йетәрлик әмәс"
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Хитайниң балилар оюнчуқлири сәуди әрәбистани балилири үчүн хәтәр яратмақта