¨Коммунист хитайниң консули шветсийә парламент әзасини җим қилишқа урунмақта¨


2007.07.03

Йеқинда шветсийә ахбартлирида ¨коммунист хитайниң консули шветсийә парламент әзасини җим қилишқа урунмақта ¨дегән хәвәр бәс-бәстә елан қилинди.

Хитай консули, телефон арқилиқ тәһдит салған

Радио,тилевизийә вә гезиттларда кәң йәр алған бу хәвәрләрдә хитайниң шиветсийәдә турушлуқ баш консули чин җиншиаңниң шиветсийәдә зор тәсиргә игә вә шиветсийәниң һазирқи һакимийәт бешида туруватқан мудиратлар партийәсидин болған парламент әзаси, яврупа комитетиниң муавин башлиқи йөран линдбилад әпәндигә телефон қилип, хитай һәққидә артуқчә гәп сөзләрдә болмаслиқ һәққидә тәһдит салғанлиқи йезилған. Хәвәрләрдин мәлум болишчә йөран линдбилад әпәндиниң май айлириниң оттурилирида яврупа парламентида елип берилған хитайни демократийиләштүрүш һәққидики йиғинда қилған сөзлири хитай коммунист һакимийитини қаттиқ биарам қилған икән.

Хәвәрдә йөран линдбилад әпәндиниң сөзини нәқил қилинған болуп¨хитай консули чин җиншаң мән билән көрүшүш елип беришниң зөрүрликини әскәртип , яврупа парламентида елип берилған йиғинниң арқисида хитайға қарши қандақ оюнниң барлиқини чүшәндүрүп қоюши керәкликини билдүрди. У миниң ундақ йәрләрдә сөзләп йүрмәсликимни, ундақ қилсам яхши болмайдиғанлиқини тәкитлиди,- дәйду йөран линдбилад әпәнди мухбирларниң соалиға җавап берип.

Йөран линдлилад әпәндиниң ¨комунизимниң җинайәтлирини әйибләш ¨һәққидики тәклип лаһйиси

Йөран линдлилад әпәнди шиветсийәдә зор тәсиргә игә парламент әзалириниң бири болуп, униң өткән йили яврупа парламентиға сунған ¨комунизимниң җинайәтлирини әйибләш ¨һәққидики тәклип лаһйиси яврупа парламенти тәрипидин тәстиқлинип совет иттипақи рәһбәрликидики коммунизм лагериниң инсанийәткә әкәлгән баллайи апәтлири қаттиқ тәнқит қилинған иди.

Йөран линдбилад әпәнди мәйли шветсийә парламентида болсун ,мәйли яврупа парламентида болсун хитайдики инсан һәқлири вә демократийиси һәққидә әң көп пикир баян қиливатқан сийәсәтшунасларниң бири болуп, у шиветсийәдики хитай демокиратчилири вә фалунгоң муритлири билән бирлишип көп қетим хитай һөкүмитигә қарши паалийәтләрдә болған иди.

У тилевизийә мухбирлириниң зияритини қубул қилғанда мундақ дәйду. ¨Хитай консулиниң маңа тәһдит селиши тәбии,бу коммунистларниң вә башқа дектатурларниң хизмәт усулниң бир қисми.Бурун мән көчмәнләр үчүн көп сөзлигәнликим үчүн шветсийә милләтчилири тәрипидин тәһдиткә душ кәлгән идим ,әмди хитай коммунистлири тәрипидин тәһдиткә дуч келиватимән, мән аз күндин кийин һөкүмәткә иран һәққидә бир тәклип лаһйиси сунуватимән, ениқки у чағда мән иран моллилири тәрипидин тәһдиткә дуч келишим мумкин. Мән бу мәсилини шветсийә ташқи ишлар министирликигә доклат қилип бир тәрәп қилишқа тапшуримән. Бу бир бинормал әһвал ,мән өзәмни худди хитайниң тутқуни сүпитидә һес қилишим керәкму? хитай консулхана хадимлириниң шветсийә парламент әзалириға йеқинлап келиши бир хәтәрлик сегинал."

юқирида шветсийә ахбаратлирида елан қилинған ¨коммунист хитайниң консули шветсийә парламент әзасини җим қилишқа урунмақта¨ дегән хәвәр мәзмунидин хәвәрдар болдуңлар. (ялқун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.