Хитайда җуңгочә дәп аталған сиясәтләрниң һечқайси яхши сиясәт әмәс


2007.05.18

Хитайда 'җуңгочә' дәп аталған сиясәтләрниң һечқайси яхши сиясәт әмәс, ‏- дәп баян қилиду хитай пәнләр академийиси иқтисад тәтқиқат инистотиниң тәтқиқатчиси ли җжниң әпәнди америкида чиқидиған 'йеңи әср журнили'да 5 ‏- айниң 14 ‏- күни елан қилған тәтқиқатида. Униң қаришичә, хитайда һазир давамлишиватқан 'җуңгочә' дәп аталған бимәнә шәкил 16 хилдин ашиду. 'Җуңгочә' дәп аталған бу хил сиясәтләрниң бирқисми хитай коммунист партийиси амалсиз қалғанлиқтин оттуриға қойған сиясәтләр, йәнә бир қисими тамамән йолсизлиқ.

Хитайдики йиғинлар сақланған мәсилини байқаш вә һәл қилиш үчүн әмәс, бәлки мәлум бир кишиниң ирадисини хәлққә теңиш үчүн ечилиду.

Хитайда йиғин ечиш 'җуңгочә' дәп атилидиған бимәнә шәкилләрниң биринчиси, ‏-‏ дәп баян қилиду хитай пәнләр академийиси иқтисад тәтқиқат инистотиниң тәтқиқатчиси ли җжниң әпәнди америкида чиқидиған 'йеңи әср журнили'да елан қилған тәтқиқатида. Униң қаришичә, чәтәлләрдә сақлиниватқан мәсилиләрни байқаш вә уни һәл қилиш чарисини тепиш үчүн йиғин ачиду.

Әмма хитайда ундақ әмәс, хитайда йиғин ечиш мәсилини байқаш вә һәл қилиш чарисини тепиш үчүн әмәс, бәлки мәлум бир кишиниң ирадисини хәлққә мәҗбурий теңиш үчүн. Хитайда ечилған йиғинларда сақланған мәсилиләр ашкариланмайду вә бу һәқтә муназирә қилинмайду.

Бәлки аллибурун келишвалған бир мәқсәт һәққидә тәйярланған 'доклат' оқулиду, йиғинға қатнашқа адәмләрни униңға қол көтүргүзгәндин кейин, коммунист партийә гезитлири уни мәсилә оттуриға қоюлди, һәл қилишниң чарисини һәммә адәм бирдәк мақуллиди дәп тәшвиқ қилиду.

Мавзедоң дәвридә ечилидиған йиғинларда қариму-қарши пикир беришкә йол қоюлмайтти. Дең шавпиң дәвридә болса йиғинда мәсилә үстидә 'муназирә қилинмайду' дәп ениқ бәлгиләнгән . Һазирму шундақ.

Җаң кәйши,мавзедоң пәқәт муавинлиққила намзат көрситәтти, һазирқи рәһбәрләр өзини хәлқниң вәкили дәп елан қиливериду

Хитайда өткүзүлидиған сайлаш яки аваз қоюш дегән шәкил йәнә бирхил 'җуңгочә' шәкил, униңда риқабәт җәряни йоқ, ‏- дәп баян қилиду хитай пәнләр академийиси иқтисад тәтқиқат инистотиниң тәтқиқатчиси ли җжниң әпәнди америкида чиқидиған 'йеңи әср журнили'да елан қилған тәтқиқатида.

Униң баян қилишичә, хитайда елип берилидиған сайламда хәлқ намзат көрситидиған яки өзини көрситидиған риқабәт җәряни йоқ яки намсиз беләт ташланмайду. Бәзидә һәтта пәқәт бирла намзат көрситилиду. Җаң кәйши дәвридә вә мавзедоң дәвридә пәқәт муавинлиққила намзат көрсүтиләтти, һазирқи рәһбәрләр намзат көрсүтүшниң орниға, изар тартмастин өзини өзи хәлқниң вәкили дәп елан қиливериду, гәрчә уни хәлқ сайлимиған болсиму.

Кишилик һоқуқниң 'җуңгочә' тәбири наһайити ғәлитә

Кишилик һоқуқниң 'җуңгочә' тәбири интайин ғәлитә, - дәп баян қилиду хитай пәнләр академийиси иқтисад тәтқиқат инистотиниң тәтқиқатчиси ли җжниң әпәнди америкида чиқидиған 'йеңи әср журнили'да елан қилған тәтқиқатида. Хәлқарада 'кишилик һоқуқ' дегәнни һәрбир адәмниң өзидә бар һоқуқ, туғулғандила тәңри ата қилған һоқуқ, таҗавуз қилишқа болмайдиған муқәддәс һоқуқ, сияси һоқуқ, идийиви әркинлик һоқуқи, әркин пикир баян қилиш һоқуқи, зимин-мүлүк һоқуқи, дәп чүшәндүриду вә иҗра қилиду. Лекин хитай әмәлдарлири 'кишилик һоқуқ ' дегән сөзни аңлиса, ғәзәплиниду. Улар 'кишилик һоқуқ' дегән аталғуға 'җуңгочә' тәбир берип, уни 'яшаш һоқуқи' дәп өзгәртивалди.

Улар һәтта өзини хода орниға қоюп 'биз хәлққә яшаш һоқуқи беримиз' дәватиду. Әмәлийәттә хитайда хәлиқтә кишилик һоқуқ йоқ. Йәр -зимин, тәбии байлиқ дөләтниң, хәлқ һечнимигә игә әмәс. Әмәлийәт шуки, хитай һөкүмити һөкүмәткә өзиниң арзу -арманлирини ипадиләйдиған кәң көләмлик аммивий һәрикәтләрниму 1976 ‏- йили вә 1989 ‏- йилида икки қетим бастурди.

Адәттә болса һөкүмәткә наразилиқ ипадилигән адәмни һәтта өлүмгә һөкүм қилип туриватиду. Коммунист партийә бай болуш бәдилигә намратлишип һәтта әвлатлириниму оқуталмайватқан хәлқ биләнму уларниң кари йоқ. Һәтта һөкүмәтниң дохторханилирида қан алғанда әйдиз вируси билән юқумлинип сақаймай өливатқан хәлқ биләнму кари йоқ. Торалғулири булаң-талаң қилинған хәлқ әрз ейтидиған җайму йоқ.

Мустәбит түзүм хитайда 'җуңгочә демократийә' дәп атилиду

Мустәбит түзүм хитайда 'җуңгочә демократийә' дәп атилиду, ‏-‏-‏- дәп баян қилиду хитай пәнләр академийиси иқтисад тәтқиқат инистотиниң тәтқиқатчиси ли җжниң әпәнди америкида чиқидиған 'йеңи әср журнили'да елан қилған тәтқиқатида.

У мақалисида йәнә хитайда хәлқниң йәр - зимин һоқуқи болмаслиқ, пикир баян қилиш һоқуқи болмаслиқ, нәшр қилиш һоқуқи болмаслиқ, наразилиқ билдүрүш һоқуқи болмаслиқ, әрз баян қилиш һоқуқи болмаслиқ, хитай рәһбәрлири һазир давамлаштуриватқан мустәбит түзүмни 'демократик түзүм' дәп ативелиш, хитай рәһбәрлири мәйли хитайниң болсун яки чәтәлләрниң болсун, вәтән үчүн һаятидин айрилған кишиләрни һүрмәтлимәслик, коммунист партийә чирикләр вә байлар билән бирлишип әмгәкчиләрни мәнпәәтләрдин мәһрум қалдуруш қатарлиқ 16 хил 'җуңгочә' шәкилни тәнқит қилған . (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.