Уйғур елидики сиясий җиддийчиликниң арқа көрүнүши немә?
2007.08.10
Алдинқи айдин башлап хитай һөкүмитиниң пүтүн уйғур ели миқясида уйғурларниң паспортлирини йиғишқа башлиғанлиқи, хитай коммунист партийисиниң уйғур елигә қойған секритари ваң лечуәнниң америка башлиқ ғәрб әллирини уйғур елини парчилашни суйиқәст қиливатқан дүшмән дәп елан қилиши вә уйғур елидики сиясий қанун саһәсиниң үч хил күчләр һәм террорчиларни қаттиқ бастурушни давамлаштурушни тәләп қилиши, алдинқи күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң бирләшмә һәрбий маневириниң башлаш мурасиминиң үрүмчидә ечилиши һәмдә үрүмчидә өткән йерим йилда җәмий 18 кишиниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит йәткүзди дегән җинайәт билән тутулғанлиқиниң елан қилиниши вәһаказалар уйғур елиниң ички вә ташқи сиясий вәзийитиниң җиддий бир кәйпиятта икәнликидин дерәк бәрмәктә.
Уйғур елидә сиясий җиддийчиликниң пәллигә чиқиши
Хитай даирилириниң елан қилған толуқ болмиған статистикилиқ материяллириға асасланғандиму хитай һөкүмити сиясий мәһбуслирини әң көп җазалиғандин сирт, уларни өлүм җазасиға һөкүм қилип иҗра қиливатқан дөләт . Мәлумки дөләт бихәтәрликигә тәһдит йәткүзгән дегән сиясий җинайәт билән җазаланған уйғурлар көп нисбәтни игиләйду. Үрүмчи шәһәрлик тәптиш мәһкимиси өткән йерим йилда дөләтниң бихәтәрликигә тәһдит йәткүзүш җинайитигә аит 10 делони тәстиқлап, 18 адәмни тутқун қилғанлиқини елан қилди.
Бу һәқтә елан қилинған хәвәрдә, гәрчә дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән 18 кишиниң кимлики һәққидә һечқандақ учур берилмигән болсиму , уйғур паалийәтчилири уларниң шүбһисиз уйғур икәнликигә һөкүм қилмақта.
Хитай даирилириниң уйғур елидә қаттиқ бастурушни күчәйтидиған шәписи
Шундақла дуня уйғур қурултийи рәиси , уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадирниң икки оғлиму үрүмчидә қолға елинип дөләт бихәтәрликигә тәһдит йәткүзгән дегәндәк җинайәтлири артилған иди. Бәзи уйғурлар хитай даирилири тәрипидин елан қилинған юқириқи санниң рабийә қадирниң пәрзәнтлириниму өз ичигә алидиғанлиқини қияс қилмақта. Шундақла хитай даирилири йеқиндин буян уйғур елидә қаттиқ бастурушни күчәйтидиғанлиқи һәққидә түрлүк шәпиләрни бәрмәктә.
Мәзкур мәсилә һәмдә уйғур елиниң ички һәм ташқи сиясий вәзийити һәққидә рабийә ханим зияритимизни қобул қилип өз мулаһизилирини оттуриға қойди.
Мәзкур мәсилә үстидә мулаһизә йүргүзгән дуня уйғур қурултийи муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, уйғур ели ички вәзийитиниң җиддийлишиши ташқи дуня вәзийити һәмдә уйғур сиясий паалийәтлириниң күчийиши билән зич мунасивәтлик дәп тәһлил қилди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (2)
- Хитай һөкүмити уйғур елидә йәнә бир көләмлик бастуруш һәрикити елип бериш бешаритини бәрди
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (1)
- 'Бир дөләттә икки хил түзүм' һәққидә қозғалған бәс-муназирә
- Хитай биңтуәнниң орнини техиму күчәйтишни тәкитлимәктә
- Гуантанамо һәрбий түрмиси америкиниң хәлқарадики образиға сәлбий тәсир йәткүзүватиду
- Абдукерим абдувәли 16 йилдин бери хитай түрмисидә ятмақта
- Уйғурларниң паспортини йиғивелиш вәқәси түркийидә ғулғула қозғиди
- Қирғизистанда өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш мәслиси оттуриға қоюлди
- Қазақистан тутқун қиливатқан уйғур паалийәтчилири көпәймәктә
- Бейҗиңдики шинҗаң гурупписиниң муддиаси нимә?
- Уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған