Хитайниң сода ишлири муавин министири сүрийидә рәсмий зиярәттә болди
2007.06.29
Хитай хәлқ җумһурийити сода ишлири министирликиниң муавин министири чин җийән 2007- йили 6- айниң 25 - күни сүрийә пайтәхти дәмәшиқ шәһиригә рәсми зиярәт билән кәлгән болуп, сүрийә баш министириниң муавини абдулла дәрдәриниң қарши елишиға еришкән иди.
Икки тәрәп мәсуллириниң орунлаштурған чоң йиғинида сүрийә баш министириниң муавини абдулла дәрдәри хитай ширкәтлириниң сүрийидә иш башлиғандин бери икки дөләт оттурисидики сода ишлириниң наһайити тезликтә тәрәққи қилғанлиқини вә мундин кейинму икки дөләт иш адәмлириниң ортақ келишиш вә һәмкарлишиш билән иш елип берип хитай - сүрийә икки дөләтниң иқтисади алақисини техиму зор тәрәққи қилдурушиға тиләкдаш икәнликини, шундақла сүрийиниң хитай ширкәтлирини қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Хитай - сүрийә дипломатийә алақисиниң тарихи
Хитай билән сүрийә икки дөләтниң дипломатийә алақиси 1956- йили қурулған болуп, шундин бири икки дөләт достлуқи давам қилип кәлгән. 2001- Йилидин башлап бу достлуқ техиму юқири пәллигә көтүрүлгән. Шу йили хитай хәлқ җумһурийитиниң рәиси хуҗинтав сүрийидә рәсмий зиярәттә болған болса, 2004- йили сүрийә рәиси бәшшар әл әсәд бейҗиңда рәсмий зиярәттә болған иди. 2005- Йилидин башлап хитай - сүрийә икки дөләт оттурисида келишимләр түзүлүшкә башлиған болуп, һазирғичә икки дөләт оттурисида 10 дин көпрәк чоң келишимләр имзаланған.
Хитай - сүрийә икки дөләт һәмкарлиқ комитетиниң 3- нөвәтлик чоң йиғини чақирилди хитай хәлқ җумһурийити сода ишлири министирликиниң муавин министири чин җийән сүрийә баш министириниң муавини абдулла дәрдәри билән елип барған сөһбити нәтиҗисидә хитай - сүрийә икки дөләт һәмкарлиқ комитетиниң 3- нөвәтлик чоң йиғинини чақириш ишлирини музакирә қилишқан болуп, 26- июн күни хитай - сүрийә икки дөләт һәмкарлиқ комитетиниң 3- нөвәтлик чоң йиғини башлинип 27 - күни кәчтә аяқлашти.
Сүрийә баш министириниң муавини абдулла дәрдәри бу йиғинниң нәтиҗисидин мәмнун болғанлиқини ипадиләп мундақ деди:" хитайдәк чоң бир дөләт билән сода - санаәт ишлирида һәмкарлиқ комитети қуруп чиқип, шу комитетниң тәқәззаси бойичә иш елип баралиғанлиқимиз биз үчүн чоң утуқ болуп һесаблиниду. Мундин кейинму икки дөләт мунасивитиниң пүтүн саһәләрдә тәрәққи қилишни арзу қилимиз."
Икки дөләт оттурисида 6чоң сода келишими имзаланди
Хитай сода ишилири муавин министири чин җийән сүрийә иқтисад вә сода ишлири министири ғәссан һәбәш билән хитай - сүрийә икки дөләт оттурисида иқтисад, сода - санаәт, пән техника вә башқиму мәсилиләр тоғрулуқ 6 чоң келишим имзалиди. Хитай сода ишлири муавин министири чин җийән сүрийә пайтәхти дәмәшқ шәһиридә мухбирларға бәргән баянатида, өзиниң йиғин иштиракчилириға хитай - сүрийә икки дөләт сода вә иқтисади һәмкарлиқиниң өткән 3 йил ичидә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини бир - бирләп сөзләп бәргәнликини вә бу илгирләштин хитай һөкүмитиниң интайин мәмнун икәнликини билдүрди.
Чин җийәнниң ейтишичә, 2006- йили хитай билән сүрийә оттурисидики сода көлими 15 милярд долларға йәткән болуп, 2004- йилидики сода көлүмидин һәссиләп ешип кәткән. Келидиған бәш йил ичидә хитай - сүрийә икки дөләт оттурисидики сода көлүминиң 30 милярд америка доллириға йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә икән.(Тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар һәр җәһәттин тәңсизликкә йолуқмақта
- "Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"
- Хитай-түркийә сода мунасивити
- Хитайға пайда кәлтүриватқан америка -хитай сода-иқтисад мунасивити
- Хитай һөкүмити әрәб бирләшмә хәлипилики билән җинайи ишлар тоғрисида келишим имзалиди
- Америка- хитай әллири йәнә бир нөвәтлик сода диалоги башлиди
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
- Үрүмчи "хәлқаралиқ шәһәр" болудиғанға қанчилик йирақта
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Хитай нефит ширкәтлири канадада һәрикәтләнмәктә
- Әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш, хитай - америка сода мунасивитидики " зор ихтилап"
- Америкидики бир қисим парламент әзалири, хитайни җазалашни тәләп қилди