Хитай талибанларни һәрби қорал-ярақ билән тәминлимәктә


2007.09.14

Хитайда ишләнгән еғир вә йеник типтики қоралларниң һәмдә йирақтин контрол қилинип партилитилидиған бомбиларниң талибанларниң қолиға өтүши вә буниңға мунасип һалда афғанистанда вәзипә өтәватқан канада әскәрлириниң һаятиниң еғир тәһдиткә учриши канадада наразилиқ қозғиди. Канада мәтбуатлириға қариғанда, америка қошма шитатлири билән әнгилийә һөкүмити хитай даирилиридин бу һәқтә изаһат беришни тәләп қилған.

Хитай қораллириниң талибанларниң қолида пәйда болушиканадада әндишә пәйда қилди

Канада дөләт мудапиә министири петер макәй канада һөкүмитиниң бу мәсилигә җиддий қариғанлиқини тәкитләп: " биз һәрқандақ дөләтниң ‏- қошна дөләт вә башқилар болсун террорчи тәшкилат болған талибанларни қорал- ярақ билән тәминлишигә алаһидә диққәт қилимиз," деди.

Канада баш министири степһән харпер алдинқи айниң ахирлирида, ички кабинетни қайтидин тәртипкә салғанда, ташқи ишлар министири болған петер макәйни дөләт мудапиә министири қилип тәйинлигәниди. Петер макәй бу һәқтики хәвәрләрдин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп: " мән бу һәқтә хитай даирлири билән бивастә сөзләшмидим, амма хитай даирлириниң бу һәқтики тәкшүрүш нәтиҗисидин бизгә учур беришкә вәдә қилғанлиқидин хәвирим бар," деди.

Буниңдин илгири афғанистанда вәзипә өтәватқан америка вә әнгилийә әскәрлири, танка -бронивикларға қарши, йолниң қирғиқиға көмүлүп,йирақтин контрол қилинип партилитилидиған йеңи типтики бомбини байқиған болуп,бу бомбиларниң хитайда ишлинип, иран арқилиқ афғанистанға киргәнлики илгири сүрүлгәниди.

Канада әскәрлириниң афғанистандики өлум вәқәлири көпәйди

Канада мәтбуатлириниң әскәртишичә, алдинқи айда өлгән, канадалиқ әскәрниң җениға замин болған, йол яқисиға көмүлгән бомбиму хитайда ишләпчиқирилғанлиқи тәкшүрүлүп ениқланған. Һазирғичә 19 нәпәр канада әскири йол яқисиға көмүлгән бу хил бомбиниң партлиши нәтиҗисидә җенидин айрилған.

Нөвәттә канаданиң 5000 әтрапида әскири афғанистанда тенчлиқни сақлаш, демократик түзүмни бәрпа қилиш вәзиписини өтимәктә вә қалдуқ талибанларға қарши һәрбий һәрикәтләргә қатнашмақта. Йеқиндин буян афғанистанда талибанларниң қайтидин баш көтүрүши билән канада әскәрлири ичидики өлүм-йетим вәқәлири көпәймәктә.

Канада хәвпсизлик идарисиниң сабиқ әмәлдари мичәл җунеау катсуя хитай даирилириниң вастилиқ яки бивастә һалда талибанларни қорал-ярақ билән тәминлишиниң канада үчүн җиддий мәсилә болуватқанлиқини әскәртип: " көп әпсуски, канада әскәрлири бундин кейин техиму көп, бу хил қоралларниң қурбаниға айлиниши мумкин,‏" деди.

Өктичи партийиләрдиму наразилиқ күчәймәктә

Канаданиң йеңидин тәйинләнгән ташқи ишлар министири махимә берниер алдинқи һәптидә, канада баш министири степһен харпер билән австралийиниң сидней шәһиридә өткүзүлгән асия тенч окян иқтисади һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғиниға қатнашқаниди.

Канададики өктичи партийиләр махимә берниерни талибанларниң хитайда ишләнгән қораллар билән қораллинип,канада қисимлириға һуҗум қилиш вәқәсини бу йиғин җәрянида хитай кәсипдиши билән көрүшкәндә оттуриға қоймиди,дәп тәнқид қилмақта. Канададики әң чоң өктичи партийә болған либирал партийиниң дөләт мудапиә ишлири буйичә баянатчиси,парламент әзаси денис кодерре:"немә үчүн канада ташқи ишлар министири махимә бериер бу интайин муһим мәсилини хитай кәсипдишидин соримайду-ю, канада қисимлири афғанистанда алдинқи сәптә өзини өлүмгә тутуп бериду? ‏" деди.

Хитай талибанниң дости

Канаданиң сабиқ җамаәт хәвпсизлик министири стокквәл дай канаданиң бу һәқтә хитайға болған бесимни күчәйтиши керәкликини тәкитләп: " хитай һөкүмитигә талибан билән болған достлуқ яки биз билән болған достлуқниң иккисидин бирини таллиши керәкликини ейтишниң вақти кәлди,‏" деди.

Хитайниң канададики баш әлчиси лу шумин хитай армийиси билән талибан оттурисидики мунасивәтни рәт қилип: " наһайити ениқки, бу әйибләшләрниң һечқандақ пакит асаси йоқ.Хитай қорал-ярақ сетишта өзигә хас қаттиқ бәлгилимиләргә игә,‏" деди.

Канададики мутәхәссисләр афғанистанда талибанларниң қолидики өткүр қоралларниң хитай билән ирандин келиватқанлиқини әскәртмәктә. Канада дөләт мудапиә министири петер макәйниң тәкитлишичә, канада һөкүмити хитайниң бу һәрикитигә изчил наразилиқ билдүрүп кәлгән.

Хитай дәлил -пакитларни йошуралмайду

Исмини ашкарилашни халимиған афғанистан һөкүмитиниң бир нәпәр әмәлдари, бу айниң башлирида, әнгилийә радио ширкитигә бәргән мәлуматида, нөвәттә хитайниң һн - 5 типлиқ өткүр ракиталириниң талибанларниң қолида барлиқини,афғанистан даирилириниң талибанларниң бу қоралларни қандақ йоллар арқилиқ қолға чүшүргәнликидин әндишә қиливатқанлиқи вә бу қоралларниң бәзилириниң техи йеқиндила хитайниң завутлиридин чиққанлиқини билдүргәниди.

Хитай һөкүмити иран , шималий корийә вә дунядики башқа диктатор дөләтләрни, шундақла дунядики террорчи тәшкилатларни һәрбий қорал-ярақлар билән тәминләш билән әйиблинип кәлмәктә. Хәлқара җәмийәт, 11-сентәбир вәқәсидин кейин, талибан һөкүмитини қоллаштин қол үзгәнликини җакарлап, америка башлиқ ғәрб дөләтлири билән террорчилиққа қарши көрәштә бир сәптә туридиғанлиқи һәққидә вәдә қилған һәтта шәрқи түркистан тәшкилатлирини талибанлар билән бағлашқа урунуп кәлгән хитай һөкүмитиниң әмдиликтә талибанларни астириттин қорал-ярақ билән тәминләштики мәқсәтлиригә алаһидә диққәт қилмақта. (Камил)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.