Хитай һөкүмити түркийини тәнқит қилған


2006.09.29

Түркийидә чиқидиған "йеңи шәпәқ" гезитидә "хитай хәлқ җумһурийити түркийини тәһдит қилди көз қариши’ темисида хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә йезилишичә хитай хәлқ җумһурийитиниң шималий ирақтики нефитқа алаһидә қизиқиватқанлиқи, шуңа әгәр түркийә уйғур тәшкилатлириға қийинчилиқ яратмиса, у һалда өзлириниңму күртларға ярдәм қилидиғанлиқини дәп, түркийини тәһдит қиливатқан.

Мақалидә йәнә түркийиниң пәқәт қораллиқ күрт бөлгүнчи һәрикәтлириниңла әмәс, сүргүндики уйғур бөлгүнчиләрниң вә көчмән тәшкилатлириниң юкиниму үстигә елишқа мәҗбур қалған, дейилгән. Мақалиниң ахирида йезилишичә, хитай һөкүмити васитилиқ йол арқилиқ түркийигә әгәр түркийә сүргүндики уйғурларға қийинчилиқ туғдурмиса у һалда бизму куртләрни қоллаймиз дәп тәһдит қилған.

Йеқинқи йилларда түркийидики даңлиқ обзорчиларму бу һәқтә мақалиләрни елан қилған иди. Хитайниң бу позитсийиси түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиригә қандақ тәсир көрситәр? хитай һөкүмитиниң тәлипигә түркийиниң позитсийиси қандақ болар? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн түркийә хитай мунасивәтлири мутәхәссиси др. Әркин әкрәм вә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит тумтүрк әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.