Хитай немә үчүн террорчи күчләрни қоллаватиду ?


2007.01.17

Хитай һөкүмитиниң аталмиш шәрқий түркистан террорчилириниң памир игизликидики лагириға һуҗум қилип 18 террор гумандарини өлтүрүп 17 кишини тирик қолға чүшүргәнликини елан қилип, вәқәниң қандақ вә қайси җайда йүз бәргәнлики, вәқәдә өлгән вә тирик қолға чүшкән кишиләрниң кимлики һәққидә ениқ учур бәрмигәнлики, хәлқара мәтбуатларда түрлүк инкасларниң пәйда болушиға сәвәб болған.

Бәзи мәтбуатларда вәқәдә өлтүрүлгән кишиләрниң шәрқий түркистан ислами һәрикитиниң әзаси яки әмәслики үстидә муназирә қилинған болса, йәнә бәзи мәтбуатларда хитайниң бундақ бир вәқәниң йүз бәргәнликини дуняға җакарлаш арқилиқ дөләт ичи вә сиртида бәзи мәқсиәтләргә йәтмәкчи болғанлиқи оттуриға қоюлған.

Бүгүн раҗиндир пури тәрипидин һиндистанда чиқидиған дөләт адими гезитидә елан қилинған " көрүнмигән уруш" намлиқ мақалидә болса, хитай һөкүмитиниң шәрқий җәнубий асия дөләтлирини муқимсизлаштуруш үчүн террорчилиқ күчлирини қандақ қоллиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалисидә, 2006‏- һиндистан, бенгал вә сириланкада елип берилған террорлуқ һуҗумларда 2765 кишиниң өлгәнликини әскәрткән раҗиндәр пури, пүтүн террор тәшкилатлириниң мәқсидиниң охшаш икәнликини вә террорлуқ тәшкилатларниң бир мәнбә тәрипидин идарә қилиниватқанлиқи еһтималлиқиниң күчлүк икәнликини тәкитлигән.

Мақалисидә, террорлуқ тәшкилатларға риясәтчилик қиливатқан зади ким, дәп сориған аптур мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду: "мутәхәссисләрниң қандақ тәһилил қилишидин қәтийнәзәр 1990‏- йиллириниң оттурилирида хитайниң малака боғузидики паалийәтлири һәққидә бир доклат тәйярлиған америка дөләт мәҗлиси террорчилиқ вә партизанлиқ уруши хизмәт гурупписиниң директори йосиф боданскини әслишимиз керәк. Бондански хитай азадлиқ армийсиниң шәрқий җәнубий асия дөләтлирини муқимсизлаштуруш истратегийиси һәққидә елип берилған узун тәкшүрүшләрдин кейин тәйярлиған мәзкур доклатида мундақ дегән: "малака боғузи вә әтрапидики исламий террорчилиқ мәсилиси дөләт һимайисидики террорчилиқ паалийитиниң типик бир мисали һесаблиниду. Дәрвәқә бәзи дөләтләрдики исламий террорлуқ паалийәтлири, хитай хәлқ җумһурийти вә аз болсиму бу дөләтниң йеқин иттипақдашлири болған иран вә пакистанниң истратегийилик мәнпәәтлири түпәйли техиму күчәйгән. Пакистан вә иран, хитайниң истратегийилик мәнпәәтлирини күздә тутқан һалда, узақ шәрқтики паалийәтлирини күчәйтип, тайландни ислам террорчилириниң узақ шәрқтики паалийәт мәркизигә айландурди".

Раҗиндәр пуриниң һиндистанда чиқидиған "дөләт әрбаби" гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, боданскиниң америка дөләт мәҗлисигә сунған доклатида йәнә мундақ дейилгән: "бейҗиң һөкүмити пакистандин һиндистанниң шәрқий районидики бузғунчилиқ һәрикәтлирини күчәйтишини тәләп қилди. Пакистан һәрбий разветка идариси 1993‏- йили күз айлиридин башлап бейҗиңниң ярдими билән һәрикәтлириниң даирисини кеңәйтип, һәм маянмар һәм бенгалдики лагирлирини кеңәйтти. Пакистан развитка идарисиниң бенгалдики террорчи тәрбийләш лагирлирида ишлитилгән қораллар вә партлатқучи дорилар хитайда ясалған иди һәмдә бу лагирларда террорчиларни тәрбийилигән бенгаллиқ офитсерларниң һәммиси хитайда алаһидә тәрбийилгәнгән офитсерлар вә кишиләр иди. Һиндистанда тунҗи террорлуқ һуҗуминиң 1995‏- йилиниң феврал ейида һиндистанниң шәрқий райониға җайлашқан асам өлкисидә бир һәрбий пойизға қарши елип берилғанлиқи тәссадипий бир вәқә болмиса керәк. Районда җиддий бир тоқунушқа тәйярлиқ қилған хитай һөкүмити һиндистанда йошурун һәрикәтләр елип бериш үчүн бенгалда вә бенгал қолтуғидики калапар вә мунаката районлирида һәмдә читагоңдики тәкнаф арилида өзи тәрбийиләш лагирлири қурди. Бу лагирларда хитай хадимлири тамил вә һиндистандики башқа террор тәшкилатлириниң әзалирини террорлуқ вә бузғунчилиқ һәрикәтләр елип бериш тоғрисида тәрбийлиди"

Хитай һөкүмитиниң бузғунчилиқ паалийәтлири, ‏- дәйду раҗиндәр пури мақалисдә,‏- болупму җаң земин һакимийәт бешиға чиққандин кейин техиму күчәйгән иди. Хитайниң нөвәттики рәһбири ху җинтавниң қандақ сиясәт елип баридиғанлиқи, җаң земинниң сияситини өзгәртидиған яки өзгәтмәйдиғанлиқи техи ениқ әмәс.

Раҗиндәр пури һиндистанниң "дөләт әрбаби" гезитидә елан қилған мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду" өткән һәптә хитай һөкүмити уйғурларниң шинҗаңда террорлуқ паалийәтлирини күчәйткәнликини илгири сүрди. Лекин уйғур мустәқилчилири хитай һөкүмитиниң бу муддиасини дәрһал рәт қилди. Хитай һөкүмити уйғурларни террорчи дәп аташ арқилиқ өзиниң террорчилиқ билән алақиси йоқлуқини испатлашқа тиришиватиду . Әлвәттә , хитай өзиниң террорчилиқ билән читишлиқи барлиқини һечқачан етирап қилмайду. Шуниң үчүн һиндистан разветкиси өзи хуласә чиқириши керәк. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.