Хитай дөлити терроризимниң тәһдитигә учраватамду?
2007.08.17
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 9 - авғусттин башлап елип барған һәрбий маневири мунасивити билән башланған муназириләр, ғәрб мәтбуатидин қиззиқ темиларниң бири сүпитидә йәр алди. Сиясий анализчилар, бу маневирниң америкиниң мәркизи асиядики тәсир күчини искәнҗигә елиш билән биргә, уйғур мустәқилчилирини бастурушни асасий нишан қилғанлиқини бирдәк тәкитләшти. Хитай сиясийонлири вә пуқралириниң мәзкур маневир һәмдә униң түп мәқсиди шәклидә тәрғип қилиниватқан терроризмға қарши туруш мәсилиси һәққидики қарашлири һәр хил болуп, германийә мәтбуатлири вә радио қаналлири бир һәптидин буян бу саһәдә муназириләр елан қилип кәлмәктә.
Хитай дөлитигә қарши террорлуқ күчләр шәрқий түркистан мустәқилчилири, тибәтликләр вә тәйвәнликләр
Германийә долқунлири радиосиниң хитайчә қанили 8- авғусттин башлап бу һәқтә пикир елиш хизмитини давамлаштуруп кәлгән болуп, бу тема 14 - авғуст күнигә қәдәр давам қилған.
Хитай сиясийонлири вә пуқралириниң инкаслириға асасланғанда, хитай дөлитиниң бүгүнидин бәкрәк, келәчики муқәррәр һалда терроризимниң зәрбисигә учрайдиған болуп, хитай армийисиниң башқа дөләтләр билән бирлишип, һазирдин башлап террорға қарши маневир елип бериши зөрүр икән. Хитай дөлитигә қарши террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланғучи күчләр ялғуз шәрқий түркистан мустәқилчилиридин ибарәт болупла қалмастин, йәнә тибәтликләр вә тәйвәнликләрму бу категорийигә киридикән. Әмма нөвәттә хитайға тәһдит болуп туриватқан күч йәнила шәрқий түркистан мустәқилчилири болуп, мәркизи асия җумһурийәтлири вә уйғур вәтини хитай дөлити үчүн келәчәктә әң зор хәвп кәлтүридиған террорлуқ базилири һесаблинидикән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимқи маневириниң мәқсәдлиридин бири үч хил күчкә, йәни бөлгүнчилик, террорлуқ вә әсәбий диний күчләргә қарши туруштин ибарәт, дәп шәрһиләнгәндин кейин, д у қ баянатчиси дилшат решит баянат елан қилип, бу қетимқи маневирниң уйғурларни бастурушни мәқсәт қилған сиясий вә һәрбий һәрикәт икәнликини тәкитләп, уйғур диярида бундақ үч хил күчниң мәвҗуд әмәсликини, уйғурларниң әркинлик, демократийә вә инсан һәқлирини қолға кәлтүрүп, башқа һөр милләтләргә охшаш яшашни арзу қилидиғанлиқини оттуриға қойған иди.
Хитай, террор уқумини мәхсус уйғурларғила хас болған бир хил бастуруш дәсмиси қиливалди
Әмма бәзи хитай анализчилири, әгәр адәм өлтүрүш, от қоюш, бузуп чеқиш, партлитиш вә башқа зораванлиқ һәрикәтлири террор санилидиған болса, бу хил террорлуқниң ичкири хитайда техиму әшәддий йүз бериватқанлиқини, бу бир йил ичидила ичкири хитайда нурғунлиған партлитишларниң һәм һәр хил қанлиқ вәқәләрниң йүз бәргәнликини, нурғун адәмниң өлтүрүлгәнликини тилға алған.
Әҗәплинәрлики, хитай һөкүмити йиллардин бери ичкири хитайда йүз бәргән хитай пуқралириниң қанчә йүз қетимлиқ типик террорлуқ һәрикәтлирини һич қачан терроризимға бағлап бақмиди вә аптобус партлитиш, от қоюш, бузуп чеқиш вәқәлирини әгәр уйғурлар садир қилмиған болса, уни иҗтимаий җинайәтләр даирисидә җазалап түгәтти. Хитай һөкүмити террор уқумини мәхсус уйғурларғила хас болған бир хил бастуруш дәсмиси сүпитидә қоллинипла қалмай, өз пуқралириғиму мушу хил аңни сиңдүрүшкә тиришмақта.
Бәзи хитай зиялийлири йәнә, хитайдики әң чоң террорлуқниң хитай дөлити тәрипидин елип бериливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин ибарәт дөләт террори икәнликини оттуриға қойған. Улар әгәр кишилик һоқуқ мәсилиси һәл болмайдикән, ялғуз шәрқий түркистан мустәқилчилирила әмәс, бәлки хитай пуқралириниңму террор йолини талливелиши мүмкинликини әскәрткән. Хитай пуқралири вә сиясий анализчилириниң пикирлири ичидә гәвдилик тәкитләнгини, хитай дөлитиниң уйғур дияриға болған һөкүмранлиқини қандақ чариләргә мураҗиәт қилиштин қәтий нәзәр мутләқ рәвиштә мустәһкәмләш мәсилиси болуп, хитайларниң зиялийлириму, пуқралириму уйғур дияридин айрилип қелишни халимайдиғанлиқини ипадә қилған. Әксичә, уйғурлар қолдин кәткән һакимийитини қайтуривелиш, өз дөлитиниң игилик һоқуқини әслигә кәлтүрүш көрүшини қәтий давамлаштуруш ирадисини билдүрүшмәктә.(Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини қирғизистанда өткүзүлди
- Хитай ташқий перивут записини америкиға қарши козур қилип қоллинамду ?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Ваң лечуәнниң сөзигә қарита оттуриға қоюлған алтә суал
- Хитай һөкүмити уйғур елидә йәнә бир көләмлик бастуруш һәрикити елип бериш бешаритини бәрди
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- Русийә хитайға тәбиий газ сетип бәрмәйду
- "Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"
- Хитайға пайда кәлтүриватқан америка -хитай сода-иқтисад мунасивити
- Дуня уйғур қурултийи хитайниң инкасини тәнқид қилди
- Америка- хитай әллири йәнә бир нөвәтлик сода диалоги башлиди