Ғулҗа шәһәрлик парткомниң рабийә қадир ханимға қарши тәшвиқатлири
2008.03.04
Ғулҗа шәһәрлик партком тәшвиқат башқармиси тәрипидин нәшр қилинидиған " ғулҗа тәшвиқати" журналиниң 2008 - йили январ санида, " рабийә қадир шинҗаңдики һәр милләт хәлқигә бәхт елип келәләмду"," бирликсәп, дин хизмитиниң мәсулийити еғир" қатарлиқ бир нәччә мақалә елан қилинған болуп, бу мақалиләрдә хитай даирилири сизниң чәтәлләрдә елип бериватқан паалийәтлириңизни қаттиқ тәнқид қилип, бу паалийәтләрни, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилидиған җинайи һәрикәтләр дәп көрсәткән.
"Рабийә шинҗаңдики һәр милләт хәлқигә бәхт елип келәләмду" мавзулуқ мақалидә, "рабийәниң қилған әткәнлири қандақтур бир диний мәсилә әмәс, миллий мәсилиму әмәс, бәлки милләтләр иттипақлиқиға еғир бузғунчилиқ қилидиған, дөләтни парчилайдиған җинайи һәрикәт. Барлиқ миллий бөлгүнчи унсурларға охшаш рабийә ғәрб дүшмән күчлириниң қоллиши билән ' демократийә' вә ' кишилик һоқуқ' ниқабини кийивелип, һәқиқәтни бурмилап, яман ғәрәз билән, җуңгу һөкүмитигә һуҗум қилип, шинҗаңни җуңгодин айрип чиқип кәтмәкчи болди" дәп көрситилгән.
" Бирликсәп, дин хизмитиниң мәсулийити еғир" сәрләвһилик мақалидә, "рабийә қадир, дөләтни парчилаш сүйиқәстидә болғачқа, һөкүмәт уни тутуп қануний мәсулийитини сүрүштә қилған иди. У чәтәлгә чиққандин кейин, америка башчилиқидики ғәрб дүшмән күчлириниң тәсиридә дөләтни парчилаш, милләтләр иттипақлиқиға вә иҗтимаий муқимлиққа бузғунчилиқ қилиш сүйиқәстидә болған. Болупму 2007-йили америка президенти буш билән учрашқандин кейин, дөләтни парчилаш һәрикити техиму җиддийлишип, барғансери ғалҗирлашқан. У һәммила йәрдә иғва тарқитип, башқиларни өзигә тартқан. Биз вәзийәтни ениқ тонуп, кәң хәлқ аммисиға униң әксийәтчил маһийитини тонутуп, рабийә қадирниң алдамчилиқини ашкарилишмиз керәк" дәп тәкитләнгән.
юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбитиниң мәзмунини диққитиңларға сунимиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити, уйғур елидә рабийә қадир ханим һәққидә тәтүр тәшвиқатни күчәйткән
- Рабийә қадир ханим австралийә зияритини ғәлибилик ахирлаштурди
- Чәтәлләрдики канада куң зи иниститутлири хитай коммунистлириниң чүмпәрдиси
- Рабийә қадир ханим бүгүн австралийә зиярити үчүн вашингтондин йолға чиқти
- Уйғурлар рабийә ханим һәққидики көрүнүшләрни вә хәвәрләрни арзу қилиду
- Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадирниң мураҗити қазақистандики уйғурларда зор тәсир қозғимақта
- Рабийә қадир ханим голландийидики уйғурниң паалийитини җанландурди
- Рабийә қадир ханимниң хитай әлчиханисиниң инкасиға җаваблири
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң мураҗити қазақистандики барлиқ уйғурларниң қизғин қоллап қуввәтлишигә еришти
- Алматада уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- " Рабийә, японийәгә хуш кәпсиз ! "
- Рабийә ханим җәнвәдә яврупа парламентниң комитет мәсуллири билән көрүшти