Хитай билән тәйвән оттурисида олимпик мәшили мәсилисидә йәнә йеңи талаш -тартиш йүз бәрди
2007.09.11
Бейҗиңда 2008 - йили өткүзилидиған олимпик мусабиқисиниң тәйярлиқ хизмитидә, хитайдин тәйвәнгә олимпик мәшилини қандақ әкилиш мәсилисила техичә һәл болмиған мәсилә. Коммунист хитай һөкүмити олимпик мәшилини тәйвәнгә 'җуңгониң бир өлкиси' дегән нам билән әкәлмәкчи, тәйвәндә һазир һоқуқ тутуватқан минҗиндаң партийиси 'тәйвән' дегән дөләт нами билән елип келинмисә қошулмайду. Тәйвәндики өктичи партийә--- гоминдаң болса 'җуңхуа минго' дегән нам билән әкилишкә қошулиду.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бүгүн , 9 - айниң 11- күни, пүтүн дуня үчүн сәзгүр бир күндә , хитай һөкүмити тәйвәнгә йәнә олимпик мәшили елип меңилғанда 25 километир даиридә 'җуңхуа минго' яки башқа бирхил дөләт байриқи , дөләт гириби көтүрмәслик яки тәйвәнниң һәр қандақ шәкилдики 'дөләт шеири' оқулмаслиқ керәк, дегән шәртни қойған. Тәйвәндики һәр икки партийә буниңға қарита инкас қайтуруп, тәйвәнниң орнини кичиклитишкә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән. Бу хитай билән тәйвән оттурисида бүгүн йүз бәргән йәнә бир йеңи талаш -тартиш.
Тәйвәнликләр тәйбейни 'чегра сиртидики шәһәр' дейишкиму көнмиди
Һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити олимпик мәшилини тәйвәнгә әкилиш арқилиқ, һечболмиғанда тәйвәндики тәйбей шәһирини худди хоңкоң, макавларға охшаш 'җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир шәһири' дегән пакитқа айландурувалмақчи болуватиду.
Шуңлашқа тәйбей шәһирини 'чегра сиртидики шәһәр' дәп аташқа мақул болидиғанлиқини ипадилиди. Бәзи тәйвәнликләр буни аңлиғандин кейин, бу мәсилидә 'ғәлибә қилдуқ' дегән һесятқа келиватиду. Әмма тәйбей шәһири 'чегриниң сиртидики шәһәр' дәп аталса, у йәнила һечболмиғанда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир шәһири болуп қалатти, улар буни ойлап йәнә мурәссәгә келишни халимиди.
Җим турсаң, хитай коммунист партийиси сени бозәк қилиду
Лин бавхуа әпәндиниң ейтишичә, хитай коммунист партийсини қайси җәһәттин күзәтмәйли, у бир лүкчәк. Сән җим турсаңла, у сини бозәк қилиду. Мана һазир йәнә шәрт қойди--- олимпик мәшили өткән җайниң 25 километр әтрапида 'җуңхуа минго' дегән вә яки башқа дөләт байриқи' , 'дөләт гириби'ни көтүрмәслик яки тәйвәнниң һәр қандақ шәкилдики 'дөләт шеири' оқулмаслиқ керәк, дегән шәртни қойди.
Коммунист сақчилири чоң қуруқлуқта, бир бәлгә көтүргән яки бирхил охшимайдиған нахша ейтқан адәмниму халиғанчә тутивәргән билән, тәйвән дегән демократик дөләт, қанунда бәлгиләнмигән нәрсини бана қилип сақчилар халиғанчә адәм туталмайду. Хитай бүгүн қойған шәртләрни аңлиғандин кейин, һәтта гоминдаңниң рәиси ма йиңҗюму 'әгәр олимпик мәшили кәлсә, мән җуңхуа минго байриқини көтүрүп алдиға чиқимән' дәватиду. Әгәр хитай һөкүмити тәйбей шәһирини 'чегра сиртидики шәһәр'дәп атиса, җуңгониң шәһәрлири дәп атилидиған хоңкоң, макав шәһәрлириниң алдида, хитайниң йәнила ағзи тосулуп қалиду. Миниң қаришимчә, --- дәйду лин бавхуа әпәнди, --- пүтүн дуняниң олимпик әнәниси бир мәдәнийәт , пәқәт хитайға кәлгәндила, коммунист хитай уни сиясийлаштуривалди. Әмди бу муқәддәс олимпик мәшили хитайда бир тутуруқ җин-шәйтан отиға айландурулса боламду?
Олимпик мәшили талаш-тартиши тәйвән боғузидики икки тәрәпниң мунасивити муқим әмәсликиниң инкаси
--- Һазирқи олимпик мәшили мәсилиси тәйвән боғузидики икки тәрәпниң мунасивити муқим әмәсликиниң инкаси, --- дәп баян қилиду хоңкоңда чиқидиған ' шәпә ' журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди мулаһизисидә, - һазир коммунист хитай бу пурсәттин пайдилинип тәйвәнни өзиниң бир қисми дегән пакитқа айландурувалмақчи. Тәйвән һөкүмити болса бу пурсәттин пайдилинип тәйвәнниң мустәқил дөләт икәнликини пакитқа айландурувалмақчи, һәр иккилисиниң көзлигән мәқсити башқа-башқа.
Сиясий мулаһизичи җаң вейго әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист партийиси йеқинда 17 - қурултай арқилиқ , хитайдики барлиқ һоқуқларни қайтидин тәқсим қилиш алдида туруватиду. Ху җинтав һазир җаң земин қойған дөләт бихәтәрлик идарисиниң башлиқи қатарлиқ әмәлдарларни мәнсипидин елип ташлиди. Әмди у олимпик мәшилини өзиниң мәшлигә айландурмақчи. Буниң үчүн у сияситидә аз-тола өзгириш пәйда қилмақчи болса керәк. Ху җинтав бу қетим австралийиниң седний шәһиридә, чен шүйбйәнниң вәкили билән көрүшкәнликидин қариғанда, тәйвән мәсилисидә, ху җинтавниң сияситидә мәлум тәвриниш йүз бәрмәйду, дегили болмайду, әмма икки тәрәп мунасивити һазир муқим әмәс. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буш билән хуҗинтавниң мухбирларға бәргән изаһати немә үчүн охшимайду?
- Д у қ рәһбәрлири белгийә пайтәхтидә тәйвән мәсилиси һәққидики йиғинға қатнашти
- Мушу бир нәччә күн ичидә тәйвән мәсилиси хәлқарада йәнә бир муһим нуқта болуп қалди
- Тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилиси
- Тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кирәләмду?
- Дуня буйичә әң узун давамлашқан һәрбий һаләт - тез тәрәққи қиливатқан демократийә
- Тәйвәндики гоминдаң һакимийити чәттин кәлгән һакимийәтму яки йәрлик һакимийәтму?
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи: " әң хәтәрлик әһвалға тәйярлиқ көрүшимиз керәк"
- Чен шүйбйән: һаятлиқимда тәйвәнниң мустәқиллиқини көрәлишим мумкин
- Тәйвәндики гоминдаңниң 'бирликкә кәлтүрүш' дегәнни 'тәйвәнләштүрүш'кә өзгәрткәнлики тоғрисида мутәхәссисләрниң мулаһизиси
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар