HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(2)
2006.07.14

Йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидә елип бериливатқан HSK йәни хитай тил өлкисидин өтүш имтиһани барғансери күчәйгән болуп, һәрқандақ саһәдә ишләватқан хитай болмиған милләт мәзкур имтиһанға қатнишишқа мәҗбур болуп кәлгән.
Хитай агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрләрдә ашкарилинишичә, һазир уйғур елидики HSK имтиһаниға қатнашқучилар сани пүтүн дуня бойичә мәзкур имтиһанға қатнашқучилар омумий саниниң йеримидин көп қисмини игилигән.
Мунасивәтлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, һазир уйғур елидә елип бериливатқан HSK имтиһани дәсләпки вақитлардикидин көп пәрқлиқ болуп, болупму шәкил вә мәзмун җәһәттә зор өзгүрүшләр болған.
Бу һәқтә америкида турушлуқ , бундин илгири илгири мәзкур имтиһанға қатнашқан һәмдә шинҗаң университетта узун йил оқутқучилиқ хизмити билән шуғулланған уйғур зиялийси полат әпәнди һазир уйғур елидики һәрқайси алий мәктәпләрдә уйғур оқуғучилири тил әдәбияттин башқа һәрқандақ бир дәрсни хитай тилида аңлаватқанлиқини шундақла хитай тилида берилидиған бу дәрсләрни өтидиғанлар хитай оқутқучилиридин башқа тил өткилидин өтәлигән уйғур оқутқучилири икәнлигини мәлум қилиш билән бир вақитта , оқуғучилар оқутқучи таллаш әркинлики болғанлиқтин, улар хитай тилида берилидиған дәрсни аңлашта, уйғур оқутқучиларни әмәс, бәлки хитай оқутқучилирини таллайдиған әһвалларниң мәвҗут икәнликини ейтти.
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, һазир хитай һөкүмити уйғур елидә HSK имтиһани күчийиш билән бир вақитта, хитай болмиған милләтләрниң пәрзәнтлирини башланғуч мәктәпни пүттүрмәй турупла хитай өлкилиридә оқушқа үндимәктә. Көплигән уйғур ата - анилири балилириниң кәлгүси истиқбалини ойлап, уларни хитай өлкилиридә оқутушқа һәтта башланғуч биринчи синиптин тартип хитай мәктипидә оқутушқа мәҗбур болмақта.
Мунасивәтлик мақалилар
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)
- Уйғур пәрзәнтлирини хитайчә мәктәптә оқутуш қандақ ақивәтләрни елип келиду
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитайчилаштуруш маарипини тәнқид қилмақта
- Қош тил маарипи техиму күчәйтилмәктә
- Уйғур елидә күчәйтиливатқан қош тиллиқ оқутуш сияситигә болған инкаслар
- Исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитишни тәләп қилди
- "Шинҗаң унверситети" дә, уйғур оқутқучилар җазаланмақта
- Хитай өлкилиридики " шинҗаң синипи" кино филими қилип ишләнмәктә