Хитай һөкүмитиниң 3 парчә жорнили түркийидә сетилишқа башлиди


2007.07.27

Хитай хәлқ җумһурийити нәшир қилидиған 3 муһим журнал енглизчә нәшри билән түркийидә тарқитилишқа башлиди. Beijing Review Бейҗиңға нәзәр,China Today бүгүнки җуңго вә China Pictorial җуңго рәсимлик журнили қатарлиқ журналлар 7-айдин башлап түркийидә сетилишқа башлиди.

Хәвәрдә йезилишичә, хитайда нәшир қилинидиған бу жорналларниң түркийидә сетилиши түркийидики доған - бурда журналчилиқ гурупписи вә түркийә- хитай иқтисадий тәңпуңлуқ мәркизи TUKEM ниң һәмкарлишиши билән әмәлгә ашқан. Хәвәрдә йезилишичә йәнә, бу икки орун жорналларни бу йил күздин башлап түрк тилида нәшир қилип тарқитишқа тәйярлиқ қилмақта икән.

Хәвәрдә йәнә, түркийидә 10 лирадин сетиливатқан China Pictorial журнили хитай мәдәнийитини, хитай тарихини, җуғрапийисини вә саяһәт районлирини билишни халайдиғанлар үчүн тәйярланди, дәп йезилған вә бу журналға муштири болушни халайдиғанлар үчүн алақилишиш адреси берилгән.

Йеқиндин бери хитай һөкүмитиниң түркийидики тәшвиқат паалийәтлирини бундақ күчәйтиши кишиләрниң диққитини тартмақта. Мәсилән, түркийидики оттура шәрқ университети билән ортақлишип хитай мәдәнийити тәтқиқат мәркизи ачмақчи болғанлиқи, техи йеқиндила йөн радиосида уйғурчә аңлитиш беришкә башлиши вә әмдиликтә бу жорналларниң түркийә базириға кириши неминиң ипадиси? бәзиләр буниң яхши бир әһвал икәнликини дейишсә, йәнә бәзиләр хитайниң түркийидики тәшвиқат паалийәтлирини күчәйтиштики асаслиқ мәқситиниң түркийидики уйғур һәрикитигә зәрбә бериш икәнликини әскәртмәктә. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.