Хитайниң 'түркийидә хитайни чүшиниш' паалийити мәқситигә йетәләмду?

Хитайниң "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийити давамлашмақта. Мәзкүр паалийәтниң күн тәртипи бойичә хитай милләтләр музика вә усул өмики намидики өмәк, бир күн илгири түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә сәнәт номури көрсәткән болуп, 19 ‏- өктәбир сәйшәнбә күни мәзкүр сәнәт номурлири истанбулдики әрдәм беязит мәдәнийәт мәркизидә көрситилгән.
Мухбиримиз әқидә
2010.10.19
Uyghurche-naxsha-izzet-ilyas-1-305 Сүрәттә, 10 - айниң 17 - күни "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийитидә, даңлиқ уйғур нахшичиси иззәт илйас сәһнидә.
RFA Photo / Ekin Tarim

Истанбулда яшаватқан уйғурлар хитай әлчиханисиниң орунлаштуруши билән, "алдин тизимлитиш шәрти" бойичә рәсмийәт өтимигәнлики үчүн, мәдәнийәт мәркизиниң залиға киргүзүлмигән. Бу әһвал түркийидики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

Истанбулдики әрдәм беязит мәдәнийәт мәркизидә асаслиқ уйғурларниң сәнәт номурлири көрситилгән Болсиму, бирақ хитай әлчиханисиниң орунлаштуруши буйичә, түрк сақчилири "алдин тизимлитиш шәрти" билән беләткә еришәлмигән уйғурларниң зал ичигә киришини тосиған.

Әрк телевизийисиниң башқурғучиси абдурахман өзтүрк әпәнди, түркләрниң ярдими билән "әрдәм беязит мәдәнийәт мәркизи" гә кириш имканийитигә еришкән. У сәнәт номури көрситиливатқан нәқ мәйданда туруп зияритимизни қобул қилди.

Абдурахман өзтүрк әпәнди бизгә сәһнидә көрситиливатқан сәнәт номурлири вә өзиниң һессиятини билдүрүп, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини йошуруп елип киргәнликини, әгәр шараит яр бәрсә байрақни сәһнигә көтүрүп чиқип, өз вәтинидин кәлгән сәнәтчиләр билән дидарлишидиғанлиқини билдүрди.

Түркийидики шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамутхан гөктүрк әпәнди, хитайниң "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийитиниң һечқачан өзи көзлигән мәқсәткә йетәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.