Хитай - түркмәнистан тәбиий газ келишими кәлгүсидә русийә билән хитай арисида сүркилиш пәйда қилиши мумкин
2007.01.29

Түркмәнистан, енергийә ачлиқиға дуч келиватқан хитайниң оттура асия енергийә сияситидики муһим һалқиларниң бири болуп һесаблиниду.
Ниязоп билән хитай оттурисидики келишимләр
Түркмәнистан президенти сәпәр мурат ниязоф 2006 - йили декабирда туюқсиз вапат болуштин 6 ай бурун хитайда елип барған бир зияритидә, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән тәбиий газ сода келишими имзалап, икки дөләт арисида газ турубиси ятқузушни қарар қилған иди. Уйғур аптоном райони болса икки дөләт арисида ятқузулидиған бу газ турубисиниң һәл қилғуч өткили болатти. Лекин ниязофниң туюқсиз вапатидин кейин, түркмәнистанни идарә қилидиған йеңи рәһбәрликниң хитай - түркмәнистан тәбий газ келишимигә әмәл қилидиған яки қилмайдиғанлиқи шундақла түркмәнистанда хитайниң енергийә еһтияҗини қамдайдиған йетәрлик тәбий газ записи бар- йоқлиқи кишиләрни гуманға салидиған бир мәсилә болуп қалди.
Ниязофниң орниға түркмәнистан президенти болуп сайлиниш еһтимали юқири, дәп қариливатқан намзатларниң бири, мувәққәт президент бәрдимуһәммәдоф, түркмәнистанниң хитайға тәбий газ експорт қилиш вәдисидә чиң туридиғанлиқини тәкитлимәктә.
Ниязоф шу қетимқи 6 күнлүк хитай зияритидә хитай дөләт рәиси ху җинтав билән хитайға тәбий газ експорт қилиш вә түркмәнистан - хитай арисида тәбий газ турубиси ятқузушни келишкән иди. Ниязоф, әйни чағда 2009 - йилдин башлап хитайни йилиға 30 - 40 милярд куп метир тәбий газ билән тәминләшкә вәдә қилған болсиму, лекин бу ниязоф хитайлар билән имзалиған бирдин - бир келишим һесабланмайтти. Уйғурларни бастурушни мәқсәт қилған аталмиш "үч хил күчләр" гә қарши туруш келишими ниязофниң шу қетимқи сәпиридә хитайлар билән имзалиған келишимләрниң биридур.
Түркмәнистанниң алдидики таллаш
Русийилик анализчилар, ниязоф хитайни тәбий газ билән тәминләшкә вәдә қилған болсиму, лекин түркмәнистан кимни алди билән тәминләш мәсилисидә 2009 - йили русийә билән хитайниң бирини талливилишқа дуч келидиғанлиқини билдүрмәктә. Нөвәттә түркмәнистан русийигә һәр миң куп метир тәбиий газни 100 долларға сетиватиду шундақла русийә болса буни техиму қиммәт баһада украинийигә сатмақта.
Русийилик анализчиларниң америка мәтбуатлириға әскәртишичә, русийә билән түркмәнистан арисида имзаланған тәбий газ сода келишиминиң муддити 2009 - йили тошқандин кейин, түркмәнистанниң тәбий газ байлиқини алди билән кимгә сатидиғанлиқи һазирчә сир болуп кәлмәктә. Русийилик анализчиларниң әскәртишичә, нөвәттә хитай билән русийә арисида түркмән газини талишиш мәсилиси мәвҗут болмисиму, лекин кәлгүсидә түркмән газини талишиш риқабити күчийиши мумкин.
Анализчилар, түркмәнистанда ниязофниң вапатидин кейинки өткүнчи дәврдә әң чоң тәсиргә учрайдиған дөләт украинийә икәнликини билдүрмәктә. Анализчиларниң әскәртишичә, әгәр түркмәнистан йеңи һөкүмити русийигә сатидиған газниң баһасини тәңшисә, биринчи болуп зиян тартидиған дөләт украинийә болуп қалидикән. Лекин йәнә бәзи анализчилар, түркмәнистан - хитай рәһбәрлири икки дөләт арисида тәбий газ турубиси ятқузуш пиланини қурған болсиму, лекин түркмәнистанниң хитайни тәминләшкә йетәрлик тәбий газ записи бар - йоқлуқидин гуман қилмақта.
Түркмәнистан йетәрлик газ барму?
Түркмәнистанниң муавин нефит вә тәбий газ министири нурийеф, бу йил 2 - айда өткүзүлидиған түркмәнистан президент сайлимидики намзатларниң бири. У, йеқинда ғәрбий түркмәнистандики бир тәбий газ қатлимидин дәсләпки қәдәмдә бир трилйон 700 милярд куп метир тәбий газ записи байқалғанлиқини җакарлап, әмәлийәттики тәбий газ записиниң буниңдин 20 һәссә көп болуши мумкинлики шундақла бу газ қатлими кәлгүсидә хитайни тәминләйдиған газ қудуқлири болуп қалидиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин мутәхәссисләр йәнила түркмәнистанниң хитайни тәминләйдиған йетәрлик тәбий газ записи бар - йоқлуқиға гуман билән қаримақта. Уларниң әскәртишичә, түркмәнистанниң тәбий газ ишләпчиқириш миқдари йеқинқи йиллардин бери йилдин - йилға азайған шундақла қидириш вә тәкшүрүш хизмити тохтап қалған. Нөвәттә түркмәнистан йилиға аз кәм 60 милярд куп метир тәбиий газ ишләпчиқарсиму, лекин буниң 40 милярд куп метирини русийә сетивалмақта. Бу анализчилар, түркмәнистанниң хитайни тәминләшкә йетидиған тәбиий газ записи бар- йоқлуқиға гуман билән қараватқанлиқиниң бир сәвәбидур.
Бәзи анализчиларниң әскәртишичә, ниязоф һаят вақтида түркмән газини русийиниң пүтүнләй манапол қиливешидин қутулуш үчүн, хитайға 2009 - йилдин башлап тәбий газ експорт қилиш вәдисини бәргән шундақла хитай билән русийини риқабәткә салса, түркмән газиниң баһаси өсиду, дәп қариған болуши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай қазақистанда нефит мәнбәлирини қолға кәлтүрүш йолида һәрикәт қилмақта
- Канада чәтәл карханилириниң канада енергийә ширкәтлирини сетивелишни қанун арқилиқ чәклимәкчи
- Хитай русийә билән оттура асия нефитини талашмақта
- Хитай тарим ойманлиқида нефит-тәбиий газ ечишта чәтәл ширкәтлиригә тунҗи қетим ишик ачти
- Афғанистан президенти карзай хитай билән бир қатар келишимләр имзалиди
- Хитай-әрәб әллири мунасивити вә униң америкиға көрситидиған тәсири
- Қазақистан нефити хитайға еқитилишқа башлиғанда хитайда нефт мәһсулатлириниң баһаси 10% өрлиди
- Хитайниң диққәт етибари шималий ираққа бурулмақта
- Түркмән баши хитай билән газ оюни ойниди
- Хитайниң байлиқ мәнбәлирини ечиш сияситидин уйғурлар қанчилик мәнпәәт көрди?
- Хитай канада нефит ширкити енкананиң еквадордики мүлкини сетивалди
- Иранниң ядро пилани тоқунуш гирдавиға маңди
- Русийә билән оттура асия хитайниң кәлгүсидики әң муһим енергийә мәнбәси
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта