Хитайниң уйғур елигә қаратқан истратегийилик сиясити һәққидә


2007.09.17

Хитай дөләт кабинти йеқинда мәхсус йиғин чақирип, мәркизи һөкүмәтниң уйғур аптоном райониға қаратқан истиратегийиси вә мәркәзниң шинҗаң мәсилисидики орунлаштурушини әмәлийләштүрүш қәдимини тезлитиш һәққидә музакирә елип барди.

Арқидинла хитай мәтбуатлири мәзкүр йиғинда, уйғур илидики вәзиписиниң интайин " мушәққәтлик" болсиму, лекин мәркәзниң " шинҗаң" мәсилиси йәни иқтисадни ечиш, муқимлиқни қоғдаш мәсилисини яхши орунлаштуруш вә қәтий иҗра қилиш керәклики оттуриға қоюлғанлиқини ашкарилиди.

Демәк уйғур елиниң иқтисадини ечиш вә бу земинниң муқимлиқини қоғдаш хитайниң әң муһим истиратегийиси болуп, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә мәзкүр тәшкилатниң баянатчиси дилшат решит әпәндиләр бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп бу һәқтә мулаһизә йүргүзди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә һазирлиған мәлуматиниң тәпсилатиға қулақ салғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.