Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
2008.03.11

Хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң түнүгүн йәни 11 - март күни, мухбирларниң соалиға җаваб берип уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң сөзигә инкас қайтурди. Рабийә қадир ханим түнүгүн, айропилан вәқәси тоғрисидики хәвәр һәққидә баянат елан қилип, хитайниң уйғур миллий һәрикитини террорға бағлап тәшвиқ қиливатқанлиқини әйиблигән иди.
Чин гаң сөзидә " рабийәгә охшаш кишиләр, бизниң террорлуққа қарши һәрикитимизни уйғур хәлқиғә қарши һәрикәт қилип көрситиватиду, бу хәтәрлик бир иш " дегән у йәнә, " буларниң қәсти башқа, улар уйғурлар билән хитайлар арисидики мунасивәтни бузуп миллий тоқунуш пәйда қилмақчи" дегән. У йәнә " уйғур хәлқиниң көп қисми, дөлитимизниң барлиқ пуқралириға охшашла тенчлиқини сөйиду, диний радикаллиққа вә бөлгүнчиликкә қарши туриду, рабийәгә охшаш кишиләр уйғур хәлқиғә вәкиллик қилалмайду, улар пәқәт аз сандики террорчиларға вәкиллик қилиду " дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса, чин гаңниң сөзлиригә һәйран қалмиғанлиқини, чүнки, хитайниң нәзиридә әркинлик үчүн күрәш қилишниң террорлуқ дәп қарилидиғанлиқини билдүрди. Долқун әйса сөзидә йәнә, чин гаңниң рабийә ханимни уйғурларниң вәкили болалмайду дегәнликиниң өзила, рабийә ханимниң вәкиллик салаһийитиниң муназирә тәләп қилмайдиғанлиқини испатлайду дәп көрсәтти.
Долқун әйса, шәрқи түркистанда тинчлиқниң хитай һакимийитиниң тиклиниши билән бузулғанлиқини, хитай һакимийитигә хатимә берилгәндила, уйғур земинида тинчлиқниң әслигә келидиғанлиқини билдүрди.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, чин гаңниң сөзлирини рәт қилди. Рабийә қадир ханим, уйғур мәдәнийитиниң диний радикаллиқтин йирақ икәнликини, шуңа, 1933 - йили вә 1944 - йили қурған икки қетимлиқ дөлитиниң бири ислам җумһурийити, йәнә бириниң демократик җумһурийәт болғанлиқини, әнә шу йилларда, уйғур җәмийитидә тенчлиқ, иттипақлиқ вә бихәтәрликниң толуқ сақланғанлиқини пакит қилип көрсәтти.
Рабийә қадир ханим йәнә, милләтләр иттипақлиқи һәққидиму тохтулуп өтти. У бу һәқтә, иши, еши вә земини тартивелинған милләт билән тартивалғучи милләтниң арисида иттипақлиқ шәкилләндүрмәкчи болуш хам-хиялдин башқа нәрсә әмәс дәп билдүрди; у сөзиниң ахирида, хитай миллити билән уйғур миллити арисидики иттипақлиқниң икки милләтниң дөләт чегриси айрилғандила әмәлгә ашидиғанлиқини көрсәтти. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- "Йәр шари характерлик террорлуқ вә хәлқара һәмкарлиқ" мавзулуқ хәлқара йиғин әнқәрәдә башланди
- Чиң гаң рабийә қадирниң " айропилан булаш вәқәси" һәққидики баянатини рәт қилди
- Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди
- Рабийә қадир ханим аяллар байримини тәбриклиди
- Ғулҗа шәһәрлик парткомниң рабийә қадир ханимға қарши тәшвиқатлири
- Рабийә қадир ханим австралийә зияритини ғәлибилик ахирлаштурди
- 'Седний авангарти гезити' ниң рабийә ханим һәққидики хәвири
- Рабийә қадир ханим австралийидә зиярәт паалийәтлирини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханим бүгүн австралийә зиярити үчүн вашингтондин йолға чиқти
- Уйғурлар рабийә ханим һәққидики көрүнүшләрни вә хәвәрләрни арзу қилиду
- Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадирниң мураҗити қазақистандики уйғурларда зор тәсир қозғимақта
- Рабийә қадир ханим голландийидики уйғурниң паалийитини җанландурди
- Рабийә қадир ханимниң хитай әлчиханисиниң инкасиға җаваблири
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң мураҗити қазақистандики барлиқ уйғурларниң қизғин қоллап қуввәтлишигә еришти