Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта


2007.06.26

Хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазаси берилгән канада пуқраси һүсәйин җелил дилоси билән уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә уйғурларниң сиясий рәһбири рабийә қадир ханим пәрзәнтлириниң дилоси чәтәл истратегийә тәтқиқатчилириниң, хитайниң уйғурларға қаратқан нөвәттики сиясәтлирини тәтқиқ қилиштики биринчи қол материялға айланмақта . Тәтқиқатчилар бу икки делони хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң типик мисаллири,дәп қаримақта.

Һиндистанниң йеңи деһлидики "мудапиә тәтқиқати вә анализ иниститути" ниң тәтқиқатчиси җаганнатһ панданиң "хитай терроризимға қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта" намлиқ мақалиси булардин бири болуп, бу мақалидә һүсәйин җелил вә рабийә қадир ханим пәрзәнтлири делолири вә хитайниң 11-синтәбирдин кейин, уйғур мустәқиллиқ һәрикитини хәлқара терроризимға бағлашқа урунушлири һәққидә әтраплиқ мулаһизә йүргүзүлгән.

Истратегийә тәтқиқатчилири уйғурларға алаһидә диққәт қилмақта

Мақалә мундақ башлиниду . 19-Април күни уйғур аптоном районидики хитай сот мәһкимиси һүсәйин җелилға террорлуқ паалийәтлиригә қатнашти вә дөләтни парчилашқа урунди,дегән җинайәт билән муддәтсиз қамақ җазаси бәрди. Үрүмчи сотиниң һөкүмидә һүсәйин җелилниң сиясий һоқуқидин өмүр бойи мәһрум қилинғанлиқи әскәртилди.

Бу һөкүм билән хитай даирилириниң уйғурларға вә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә тутқан муамилиси һәмдә бейҗиңниң уйғур районидики террорлуқ паалийәтләр һәққидики натоғра учурлири йәнә бир қетим муһакимә вә мулаһизә қилинишқа башлиди. Техиму муһим болғини, көплигән истратегийә тәтқиқатчилири хитайниң йеқинқи йиллардин буянқи уйғур районидики сияситигә һәмдә хитай даирилириниң уйғур гумандарлириниң һәммисини террорчи қилишқа урунушлирини йеңи нуқтиинәзәр билән көздин көчүрүшкә башлиғанлиқи болди.. Булар һеч болмиғанда хитайниң, мустәқилчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән террорчиларни пәрқләндүрүши үчүн муһим,дейилиду.

Хитай олимпик һарписида уйғурларни бастурушни күчәйтти

Истратегийә тәтқиқатчиси җаганнатһ панда мақалисидә хитайниң уйғурларға қарита қаттиқ бастуруш сиясити елип бериватқанлиқи һәққидә тохтилип: һүсәйин җелил һәққидики һөкүм 2007-йилидики иккинчи һөкүм һесаблиниду.

Буниңдин илгири үрүмчи соти абликим абдуреһимға 9 йиллиқ қамақ җазаси бәргәниди. Абликим абдуреһим атақлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучиси вә уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң оғли. Хитай һөкүмити 2007-йилиниң башлирида уйғур районида уйғурларни террорчилиққа бағлап,наһайити көп қетим қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлири елип барди,дәп язиду .

У мақалисидә хитай хәвпсизлик тармақлириниң бу йил 5-январда памир игизликидә аталмиш террорчиларни тәрбийиләйдиған лагирларни бит- чит қилип, 17 гумандарни тирик қолға чүшүргәнлики,18 террор гумандарини етип ташлиғанлиқини елан қилғанлиқи, уйғурлар билән әлқаидәни өз ‏- ара бағлашқа адәтләнгән хитай һөкүмитиниң зувани һесабланған шинхуа агентлиқиниң бу вәқәни һәдәп тәшвиқ қилғанлиқини әскәртиду.

Уйғурларни террорчи тәшкилатлар билән бағлаш хитайниң 11-синтәбирдин кейинки изчил сиясити

У мақалисидә уйғурларни чәтәлдики террорчи тәшкилатлири билән бағлашқа урунуш хитайниң 11-синтәбирдин буянқи уйғурларға қарита йүргүзиватқан изчил сиясити болуп келиватқанлиқини тәкитләп: йеқиндин буянқи вәқә-һадисиләрдин хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә хәлқара җамаәткә уйғур өктичилирини әлқаидә билән бағлаш үчүн омумйүзлүк вә әтраплиқ һәрикәт елип бериватқанлиқи наһайити ениқ көрүлмәктә.

Әмәлийәттә буниңдин көп йиллар илгири, хитай һөкүмити мустәқиллиқ паалийәтчилири билән диний паалийәтчиләрни бөлгүнчиликкә бағлиған вә уларни дөләтниң бихәтәрликигә зиян салди,дәп әйибләп, җинайи ишлар қануни билән җазалап кәлгәниди. Хитай һөкүмити әзәлдин бу диний гуруппилар вә уйғурларниң садасиға айланған кишиләрни террорчилиқ билән бағлап бақмиғанди.

Хитайниң бу йеңи тактикиси илгирики сиясәтлири билән рошән селиштурма болмақта. Әмәлийәттә 2001-йилидики 11-сентәбир вәқәсидин илгири хитай һөкүмити уйғур районида йүз бәргән җиддий миллий тоқунушлар һәққидики муназириләргә бу хитайниң ички иши,дәп җаваб бәргән һәмдә улар уйғур районидики милләтләр һәққидә интайин иҗабий баһаларда болуп кәлгәниди,дәп язиду.

Аптор мақалисидә хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири һәққидики гуманлирини оттуриға қоюп: 2007-йили йүз бәргән вәқәләрдин хитай һөкүмитиниң уйғурларни вә уйғур диний паалийәтчиләрни террорчи тәшкилат дейилгән шәрқи туркистан ислам һәрикити билән һәдәп бағлашқа тиришиватқанлиқини һәмдә бу арқилиқ уларниң бейҗиңдә өткүзилидиған олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң һарписида паалийәт елип беришини чәкләшкә урунуватқанлиқини көрүвелишқа болиду.

Әмәлийәттә хитай даирилири олимпик мусабиқиси һарписидики бихәтәрликни күчәйтиш нами билән муқимсизлиқ амили дәп қаралған уйғурларни қаттиқ контрол қилиш үчүн,алаһидә тәдбирләрни алған вә чәтәл хәвпсизлик органлири билән уштумтут йүз бериш еһтималлиқи болған террорлуқ паалийәтлиригә қарши һәмкарлиқ орнатқаниди,дәп язиду.

У мақалисидә хитайниң уйғур райони билән чегрилинидиған дөләтләр билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси даирисидә һәрхил шәкилдики һәмкарлиқни күчәйткәнлики, һәрбий маниверларни елип бериватқанлиқи һәмдә уйғур районидики һәрбий күчини техиму көпәйтиватқанлиқини алаһидә тилға алиду.

Хитай террорчилиққа қарши қанун түзмәкчи

Җаганнатһ панда мақалисидә хитай даирилириниң уйғур мустәқилчиләрни бастурушни қанунлуқ қилип көрситиш үчүн терроризимға қарши туруш қанунини түзүп чиқмақчи болуватқанлиқини, бу қанунниң уйғурларға алаһидә тәсир көрситидиғанлиқини әскәртип: хитай һөкүмити уйғурларни қануний җәһәттин техиму қаттиқ контрол қилиш үчүн терроризимға қарши туруш қанунини түзүп чиқмақчи болуватиду һәмдә һазирқи җинайи ишлар қануниниң 114,120 вә 191 маддилирини түптин өзгәртмәкчи болуватиду .

Буларда һәр хил җинайи қилмишлар террорлуқ һәрикәт дәп чүшәндүрүлиду . Хитай һөкүмити бу арқилиқ техиму илгирилигән һалда, пуқраларниң тәшкиллик һәрикәтлири вә террорлуқ паалийәтләрни техиму қаттиқ җазалимақчи . Хитайниң терроризимға қарши туруш қануни бу йилниң ахирилири тамамлиниши мумкин дәйду .

Хитай уйғурларни террорчи тәшкилатлар билән бағлисиму,әмма дәлил ‏- испат көрситәлигини йоқ

Җаганнатһ панда мақалисидә хитай даирилириниң барлиқ пурсәтләрдин пайдилинип, уйғурларни хәлқарадики террорчи тәшкилатлар билән бағлашқа урунуватқанлиқини илгири сүрүп: омумән,2008-йилидики олимпик мусабиқисиниң һарписида хәлқара мәтбуатлар уйғур аптоном райониға алаһидә диққәт қиливатқанда,хитай даирилири уйғур вә уйғур аптоном районини контрол қилиш пурситини қолдин берип қойғуси йоқ .

11-Сентәбир вәқәсидин кейин хитай даирилири уйғур мустәқилчилириниң һәммисиниң осама бин ладиндин иқтисади ярдәм алғанлиқини илгири сүргән вә уларни һәдисила әлқаидә билән бағлашқа тиришип кәлгәниди.Хитай һөкүмитиниң доклатлири вә уларниң хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартиш үчүн елан қилған баянлирида уйғурлар билән әлқаидә интайин йеқин мунасивити бар қилип көрситилмәктә. Хитай һөкүмити һәдәп уйғурларни бин ладин вә әл-қаидәгә бағлашқа тиришсиму, әмма улар бу мунасивәтни дәлил-испат билән оттуриға қоюп бақмиди,дәйду.

Һиндистанлиқ истратегийә тәтқиқатчиси җаганнатһ панда мақалисидә 2002- йили елан қилинған, "шәрқи туркистан террорчилири җинайи җавабкарлиқтин қечип қутулалмайду " қатарлиқ хитай һөкүмитиниң доклатлиридин нәқилләр кәлтүриду..

Мақалә аптори йеқиндин буян хитай даирилириниң уйғурларға тутқан сиясәтни тибәтликләргиму тәдбиқлаватқанлиқини,11-синтәбирдин кейин тибәттики далай ламани қоллиғучи диний паалийәтчиләрни террорчилар,дәп аташқа башлиғанлиқини вә нөвәттә уйғур районида йүргүзүватқан сиясәтни тибәткә кеңәйтиш үчүн синақ елип бериватқанлиқиниму әскәртип өтиду. (Камил)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.