Хитай, дөләт байриминиң 60 йиллиқи һарписида уйғур елида бесимни күчәйтмәктә
Мухбиримиз миһрибан
2009.04.29
2009.04.29
AFP Photo
Хитай бу икки районниң тинч - муқимлиқини әмәлгә ашуруш учун, йиллардин буян бу районда муқимлиқни тәкитләп келивататти. Бу йил киргәндин буян бу районда сақчи вә әскәрләрни тезликтә көпәйтишкә башлиди.
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 4 - айниң 27 - күни телевизийә - телефон йиғини ечип, җайлардики җамаәт хәвпсизлик тармақлирини, пүтүн мәмликәт миқясида 5 - айдин 10 - айғичә болған 6 ай җәрянида " җәмийәт аманлиқини қоғдаш, муқимлиқни сақлаш " қа капаләтлик қилип, дөләт байриминиң 60 йиллиғини хатирҗәм күтүвелишқа чақирған мәзгилдә, уйғур аптоном районида җамаәт хәвпсизлик назарити буйруқ елан қилип, уйғур илиниң муқимлиқини қоғдаштики асаслиқ нуқта " җәмийәт муқимлиқини қоғдап, дөләтни парчилашқа қарши туруш ", " 3 хил күчләргә зәрбә бериш " дәп тәкитлиди һәм җәмийәттин тезликтә сақчи қобул қилиш ишини башливәтти.
Бу йил 2 йиғин мәзгилидә уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри бейҗиңда мухбирларға баянат елан қилип, " шинҗаңдики һалқилиқ мәсилә муқимлиқ мәсилиси " дегән һәм бу йил уйғур аптоном районида җамаәт хәвпсизлик идарилири хадимлирини, қораллиқ сақчи қисимлири вә хәлқ әскәрлирини кеңәйтидиғанлиқини җакарлиған иди.
Җамаәт хәвпсизлик министирлики тор бетидә хәвәр қилинишичә, икки йиғин мәзгилидә йәни 3000 хәлқ вәкили бейҗиңға топлинип йиғин ечиватқан мәзгилниң өзидә йәни 2009 - йили 2 - айниң 28 - күнидин башлап, җамаәт хәвпсизлик министирлиқи, җайлардики наһийә дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик идарилириниң идарә башлиқлиридин 3080 нәпирини йиғивелип, тәрбийиләш курси ачқан болуп, уйғур или вә тибәт қатарлиқ җайлардин кәлгән җамаәт хәвпсизлик идарилириниң мәсуллирила 200 дин ашқан.
Ундин башқа, 2009 - йили 4 - айниң 18 - 19 - күнлири уйғур илидә , уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси җәмийәттин бир туташ сақчи хадимлирини қобул қилиш имтиһани алған болуп, бу қетимлиқ имтиһанға уйғур илиниң һәр қайси област, вилайәт, наһийилиридин 15 орунда 563 имтиһан мәйдани тәсис қилинған, имтиһанға 40135 адәм қатнашқан.
Уйғур аптоном райони даирилири, муқимлиқни әмәлгә ашуруш учун, бу йил киргәндин буян чегра район бойидики һәр қайси наһийә, йеза базарлириға қарита хәлқ әскәрлирини тәрбийиләш, кеңәйтиш хизмитини күчәйтидикән.
Хитай һокумитиниң уйғур илидә тизликтә сақчи вә хәлқ әскәрлирини копәйтиватқанлиғидин ибарәт бу хил әһвалға ниспәтән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди оз қаришини баян қилип өтти.
Дилшат ришит әпәнди сөзидә: хитайниң уйғур елидә муқимлиқни тәкитлиши, әмәлийәттә хитайниң уйғур елидики 60 йиллиқ һокумранлиқи җәрянида уйғур миллитини һечқачан бойсундуралмиғанлиғиниң, уйғур хәлқиғә өзиниң аталмиш аптономийә сияситини таңалмиғанлиғиниң ақивити, хитай һокумити өзиниң уйғур илидики һакимийитиниң мустәһкәм әмәсликини билгини учун, һәр вақит йәрлик уйғур хәлқиниң қаршилиқ һәрикәтлиридин сақлиниш учун, кучиниң беричә сақчи әскәрлирини копәйтиватқанлиғини тәкитлиди.
Хитай тор бәтлиридә хитай һөкумитиниң уйғур елидә җәмийәттин кәң коләмдә сақчи қобул қилиш билән биллә, уйғур елидики һәр қайси чегра районлирида " хәлқ әскәрлири"ни тезликтә копәйтиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилгән.
Шинхуа ториниң 4 - айниң 28 - күни үрүмчидин хәвәр беришичә, памир егизликидики қәшқәр чегра қораллиқ әтрити, чегра районниң бихәтәрликини қоғдаш учун 4 - ай ичидә ташқорған наһийисидә, хәлқ әскәрлири тәрбийиләш курси ачқан болуп, бу қетимқи курсқа уйғур, таҗик, қирғиз милләтлиридин болуп, 200 дин артуқ адәм қатнашқан. Хәвәрдә дейилишичә, бу курсантларға мунтизим һәрбий тәлим тәрбийә елип берилип, қаттиқ мәшиқ қилдурулған.
Тәңритағ ториниң 4 - айниң 28 - күнидики хәвиридә йәнә, шинҗаң һәрбий райони али тармақ әтрити хотән чера тағ ичидики полу йезисида тибәт хәлқ әскәрлири қошунини күчәйткәнлики һәққидики рәсимлик хәвәр берилгән. Хәвәрдә шизаңниң али райониға тутишидиған, чира тағлиридики полу тағ райониниң шинҗаң билән шизаңниң муқимлиқини сақлаштики истратегийилик җай икәнлики әскәртилгән.
Охшашла шинҗаң хәвәрләр ториниң 4 - айниң 28 - күнидики хәвиридә, тарбағатай вилайитигә қарашлиқ қобуқсар моңғул аптоном наһийисиниң мотге йезисидики кәнт қоғдиғучи аяллар әтритиниң әһвали һәққидә хәвәр берилгән. Хәвәрдә бу аяллар әтрити 2005 - йили қурулған болуп, улар дәсләпки 8 нәпәрдин һазир көпийип 100 гә йәткәнлики, уларниң шу йезиниң аманлиқини вә иҗтимаий муқимлиқини қоғдаш хизмити илип бериватқанлиқи баян қилинған.
Хитайниң уйғур елидә хәлқ әскәрлирини копәйтиштики мәқсити һәққидә тохталған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди өз көз қаришини мундақ баян қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди сөзиниң ахирида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә сақчи вә хәлқ әскәрлирини көпәйтиши, бу җайға муқимлиқ кәлтүрмәйдиғанлиқини, бәлки бу райондики көчмән хитайларниң хорикини өстүрүветип, йәрлик уйғур қатарлиқ хәлқләр ниң хитайларға болған наразилиғини техиму күчәйтиветип, уйғурлар билән хитайлар оттурсидики зиддийәтни өткурләштуридиғанлиқини, уйғур елидә қаршилиқ һәрикәтлириниң техиму көпийидиғанлиқини, уйғур елидә хитай арзу қилған иҗтимаий муқимлиқ әмәс, бәлки әнсизчилик вә муқимсизлик вәзийити шәкиллинидиғанлиғини тәкитлиди.