Хитай билән вйетнам арисида нефитлик маҗираси йүз бәрди

Хитай билән вйетнам оттурисида тәвәлики техичә һәл қилинмиған парасел араллирида түнүгүн йәнә вәқә йүз бәрди вә икки дөләт бир-бирини җиддийлик пәйда қилмаслиқи лазим дәп агаһландурди.
Мухбиримиз вәли
2011.05.31
Jiang_Yu_29_May_2007-305.jpg Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү. 2007-Йили 29-май.
wikipedia.org
Ройтерс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитайниң чарлаш парахотлири түнүгүн, вйетнамниң нефит қидириватқан бинмин 2 бәлгилик парахотиниң хизмитигә үч саәт кашила қилип, вйетнамниң нефит қидиришта ишлитиватқан әслиһәлирини бузуп, кабеллирини үзүп ташлап қайтип кәткән иди. Вәқәдин кейин вйетнам учур васитилири хитайниң чарлаш парахотлирини, вйетнамниң нефит қидириш парахотлириға таҗавуз қилди, дәп әйиблигән иди. Бүгүн хитай вйетнамни, йеңидин җиддийлик пәйда қилмаслиқи керәк, дәп агаһландурди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң йү бүгүнки баянатида йәнә, хитайниң вйетнам парахотлириға тәдбир қолланғанлиқини, тамамән қанунлуқ һәрикәт, вйетнам һазирқи җайда нефит қидиришни дәрһал тохтитиши лазим, дәп җакарлиди.

Хәвәрдә ейтилишичә, гәрчә бу икки дөләт охшашла коммунизмға варислиқ қилған дөләт болсиму, әмма улар дөләт тәвәлики мәсилисидә, һәргиз бир-бирини кәчүрмәйду. Һазир бу икки дөләт оттурисида вәқә пәйда болған бу җай, вйетнамниң җәнуби қирғақлиридин 120 километир йирақлиқта, хитайниң хәйнән арилидин 600 километир йирақлиқта. Хитай өзидин көп йирақ болған бу җайдики 1 милйон 700 миң квадрат километир даиридики аралларни вә хада ташларни, хитай земини дәп җакарлап келиватиду.

Хәлқарада ғәрбий парасел араллири дәп атилидиған бу җай, йиллардин буян вйетнам билән хитай оттурисида соғуқчилиқ, һәтта уруш келип чиқишқа сәвәбчи болуп кәлмәктә. Һәр қетим йүз бәргән уруш бир-бирини мушундақ шәкилдә әйибләштин кейин келип чиққан иди.

Вйетнам тәрәпниң ейтишичә, вйетнамниң парасел араллирини хитай 1974‏-йили уруш қозғап бесивалған. 1979‏-Йилидики хитай -вйетнам урушиму, вйетнам билән хитай қоллаватқан қизил кехмирлар оттурисида соғуқчилиқ пәйда болғандин кейин келип чиққан. 1988‏-Йили хитай йәнә мушу парасел араллириниң әтрапида, вйетнамниң саяһәт парахотиға һуҗум қилип, 70 нәпәр вйетнамлиқ саяһәтчини өлтүргән. Вйетнам һазирға қәдәр хитай билән болған мунасивәттә, бу вәқәләрни тилға алмай қалмайдула әмәс, бәлки буниң үчүн өч елишни ипадилимәй қалмайду.

Хитайдики “с н а” тор гезитидин мәлум болушичә, хитай билән вйетнам оттурисидики һазирқи җиддийлик һәққидә мулаһизә йүргүзгән кишиләрниң 92% и, вйетнам билән хитай оттурисидики земин талаш-тартишини пәқәт уруш биләнла һәл қилиш мумкин, униңдин өзгә чарә йоқ, дәп қаримақта.

Әнглийидә чиқидиған малийә вақит гезитиниң баян қилишичә, хитай һазир җәнубий деңиздики 50 аралниң 9 ни өзи, бирини тәйвән контрол қилип туруватқандин башқа, қалғанлирини пүтүнләй башқа дөләтләр игиливалди, буниңдин 28ни вйетнам игиливалди, қалғанлирини филиппин, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләр игиливалди дәп җакарлимақта.

Хәвәрдә баян қилинишичә, йеқинда хитайниң чарлаш парахотлири, вйетнамни җәнубий деңиздин қоғлап чиқириш үчүн һәрикәт қолланди. Әмма вйетнам, хитайниң чәклимилиригә писәнт қилмайдиғанлиқини билдүрди. Бундақ сүркилишләр һазир җәнубий деңизни җиддий һәрбий тоқунушқа йүзләндүрмәктә.

Хитайниң йәр шари вақит гезитидә бу һәқтә елан қилинған мулаһизиләрдә, хитай чоң қуруқлуқиниң нефит записи көп болса йәнә 20 йил йетиду, әмма деңиз -окянларда йеқилғу мәнбәлири мол, хитай уни он миң йил сәрп қилсиму түгимәйду. Хитай бу кәлгүсини нәзәрдә тутуп, һәр қандақ бәдәл төләштин қорқмай, чоқум җәнубий деңизни сақлап қелиши керәк, дәп көрситилди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.