Хитай хәлқ турмушиға аит түрләргә мәбләғни аз аҗритишта дуня буйичә биринчи


2007.12.17

Хитайда чиқидиған "җуңго иқтисад гезити" ниң 2007 ‏- йил 12 ‏- айниң 14 ‏- күнидики санида, хитайда хәлқ турмушиға аит түрләргә аҗритилған мәбләғниң азлиқи дуня буйичә биринчи орунда турудиғанлиқиға даир санлиқ учурлар ашкариланди. Баш оргини америкиниң нюйорк шәһиридики 'кишилик һоқуқ күзүтүш тәшкилатиниң "күзүтүш журнили'ниң 12 ‏- айниң 17 ‏- күнидики санида болса, немә үчүн йеқинқи он йилдин буян хитайда деһқанларниң йәргә болған игилик һоқуқи җәһәттә 'инқилаб' партлиғанлиқиниң сәвәблири мулаһизә қилинди.

Хитайниң хәлқ турмушиға аҗратқан мәблиғи хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитиниң %25 ни, америкиниң болса %75ни тәшкил қилиду

Хитайда чиқидиған "җуңго иқтисад гезити"дә мәркизи партийә мәктипи тәтқиқат ишханисиниң муавин башлиқи җутйәнйоң елан қилған санлиқ мәлуматларға асасән, 2004 ‏- йилидин кейинки икки йилда, хитай малийисидин дөләтниң мәмурий хираҗити үчүн қилинған чиқим хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитиниң %37.5 Ни тәшкил қилғанлиқи, америкиниң болса %12.5 Ни тәшкил қилғанлиқи, демәк хитайда дөләтниң мәмурий чиқими америкидин 3 һәссә көп болғанлиқи; хитайда дөләтниң иқтисадий қурулушқа аҗратқан мәблиғи хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитиниң %11.6 Ни тәшкил қилғанлиқи, америкиниң болса %5 ни тәшкил қилғанлиқи, бу җәһәттиму хитайниң сәрпияти америкидин 2 һәссә көп болғанлиқи; җамаәт параванлиқи җәһәттики түрләргә аҗритилған мәбләғ җәһәттә хитайниң сәрпияти хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитиниң %25 ни тәшкил қилғанлиқи, америкиниң болса %75 ни тәшкил қилғанлиқи селиштуруп баян қилинди.

Хитайда һөкүмәтниң мәмурий органлириниң тәннәрхи һәддидин ташқири юқири

"Җуңго иқтисад гезити" ниң язғучиси җушугуниң тәһлил қилишичә, хитайда һөкүмәтниң мәмурий органлири 'өсмидәк ишшип' кәткән, униң тәннәрхи һәддидин ташқири юқири.

Хитайда дөләтниң иқтисадий қурулуши үчүн аҗратқан мәбләғму америкиға қариғанда һәссиләп көп. Әмма җамаәт параванлиқ ишлириға аҗритилған мәбләғниң нисбити америкиға селиштурғанда интайин төвән, һәтта африқидики әң намрат дөләтләрдә җамаәт параванлиқиға аҗритилидиған несбәттинму төвән.

Деһқанниң намратлашқанлиқидин пайдилинип йәр- земин вә туралғу содисини илгири сүриватиду

Җушугуниң баян қилишичә, хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитини хәлқ яратқан. Хәлқ мәктәптә оқумақчи болса оқуялиши, кесәл болса давалиналиши, заманға лайиқ өйләрдә олтуруп яшиялиши керәк. Бу һөкүмәт хәлқ турмуши үчүн мәбләғ салидиған асасий нуқтилар. Әмма хитайда хәлқ игилики омум мәһсулат қиммитидин җамаәт параванлиқ ишлириға, йәни хәлқ турмушиға аит түрләргә аҗритилған мәбләғниң азлиқи дуня буйичә биринчи.

Мәсилә хитай рәһбәрлири буни чүшәнмигәнликтин әмәс, бәлки уларниң хәлқ турмушиға қариғанда сиясий нәтиҗә яритишни алдинқи орунға қойғанлиқидин болған. Улар адәттә маарип үчүн юқири нисбәттә пул йиғиш арқилиқ ички еһтияҗини қозғитиватиду. Давалиниш базирини һөкүмәтниң селиқини йәңгиллитиш чариси қиливалди. Деһқанниң намратлашқанлиқидин пайдилинип йәр-зимин вә туралғу содисини илгири сүриватиду.

Хәлқ турмуши үчүн пул йоқ, әмма һәшәмәтлик аптомобилларни сетивелиш үчүн пул бар

Мәркизи партийә мәктипи тәтқиқат ишханисиниң муавин башлиқи җутйәнйоңниң баян қилишичә, бәзи районларда шәһәр, наһийиләрдә малийиси җамаәт параванлиқ ишлири (хәлқ турмуши) үчүн аҗритидиған пул йоқ, әмма ишхана биналирини йеңилайдиған, һәшәмәтлик аптомобилларни сетивалидиған, әмәлдарлар чәтәлләргә берип саяһәт қилидиған, чоң мәйдан, тятерханиларни салидиған пул бар.

Бәлки бундақ ишларға пулни айимай хәҗләйду. Гәрчә малийә чиқимини хәлқ қурултайлири тәстиқлайдиған бәлгилимә болсиму, әмма коммунист партийә рәһбәрлириниң һоқуқи һәддидин ташқири алаһидә, улар һәргиз хәлқниң ирадисини инкас қилмайду.

Деһқанлар һәрикити коммунистларниң барғансери бейип, деһқанларниң барғансери намратлашқанлиқидин келип чиққан

"Күзүтүш журнили'да санида баян қилинишичә, хитайда 2 ‏- айниң 4 ‏- күни гуаңдуңниң чавҗу шәһиридә; 3 ‏- айниң 7 ‏- күни хубейниң суйҗу шәһиридә; 4 ‏- айниң 13 ‏- күни сичуәнниң венҗаң шәһиридә; 5 ‏- айниң 8 ‏- күни гуаңдуңниң сәнту шәһиридә; 6 ‏- айниң 22 ‏- күни лявниң өлкисидики бир нәччә шәһәрдә; 9 ‏- айниң 21 ‏- күни йәнә гуаңдоңда; 10 айниң 27 ‏- күни йүннәндә... Һөкүмәтниң мәҗбурий йәр игәллишигә қарши кәң көләмлик қаршилиқ һәрикәт партлиди. Бу җәрянда һөкүмәт 'қанунсиз һәрикәт' дәп турғузулған дело сани 22 миң 395.

Техиму алаһидә болғини шуки, 12 ‏- айниң 12 ‏- күни хейлуңҗяңда 40 миң деһқан; 16 ‏- күни шәнши өлкисидә 70 миң деһқан қозғилип, тартивелинған йәрләрни қайтуруп елип деһқанларға қайтидин тәқсим қилип беридиғанлиқини җакарлиди.

Униңда баян қилинишичә, хитайда бундақ кәң көләмлик деһқанлар һәрикитиниң партлишиға деһқанларниң шәхсий йәрлири 'коллектиплишиш' дәп тартивалғанлиқи, 'коллектипниң' дейилгән йәрләр 'дөләтниң' дегән нам билән өткүзүвелинғанлиқи, 'дөләтниң' дейилгән йәрләр йәнә 'мәмурий районларға айриш' дегән нам билән коммунист байлириниң еһатә тамлири ичигә еливелинғанлиқи, бу җәрянда деһқанлар намратлишип, күн өткүзүшкә амалсиз қалғанлиқи сәвәбчи болған. Йәни деһқанлар һәрикити коммунистларниң барғансири бейип, деһқанларниң барғансири намратлашқанлиқидин келип чиққан. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.