Хитайниң 11 - нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи немини һәл қилиду?
2008.03.03
Хитайниң 11 - нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи чаршәнбә күни ечилиду. Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу қурултай гәрчә, хитай һакимийәт сестимисиниң әнәниви йиғинлиридин бири болсиму, бу нөвәттикиси икки нуқтидин муһим әһмийәткә игә, бири, бу йиғинда 5-әвлат коммунист һакимийитиниң варислири үчүн асас яритилиду, йәнә бири, хитай, олимпик мунасивити билән дуч кәлгән хәлқара бесимға җаваб қайтуриду.
"Хитай хәлқ қурултийи қандақ нәрсә ?"
Ройтерис агентлиқи, түнүгүн, " хитай хәлқ қурултийи қандақ нәрсә ?" дегән темида хәвәр тарқатти. Хәвәрдә мундақ дейилиду: қурултайға 3000 вәкил қатнишиду, бу вәкилләр намда хәлқ вәкили болғини билән әмәлийәттә компартийигә вәкиллик қилғучилар. Чүнки бу вәкилләрниң һәммиси коммунист партийиниң әлгикидин өткән. Қурултайда, хизмәт доклати берилиду, хизмәт пилани оттуриға қоюлиду; әмма һечким хизмәт доклатидин кәмчилик тапмайду вә һечким йеңи пиланға қарши чиқмайду.
Қурултайда йәнә, дөләтниң малийә хамчот пилани оттуриға қоюлиду, йеңи нөвәтлик рәһбәрлик қатлимида тәңшәш елип берилиду, әмма оттуриға қоюлған пилан вә көрситилгән намзатларниң һәммиси мутләқ үстүн аваз билән тәстиқтин өтиду. Ройтерисниң қаришичә, 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи, нәтиҗиси алдин ашкара мәлум болған бир йиғин болуп, у хитай җәмийитиниң һечқандақ бир мәсилисини һәл қилмайду. Пәқәт хитай коммунист һакимийитиниң бихәтәр давами үчүн хизмәт қилиду.
Компартийә рәһбәрликини5 - әвладқа бихәтәр өткүзүп бериш үчүн көврүк селиш йиғини
Франсийә бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи қурултайда көп еһтималда сиясий бюрудики ши җинпиң муавин президентлиққа сайлинип ху җинтавға варис болиду; ли кечяң муавин баш министирлиққа сайлинип, вен җябавға варис болиду. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, бу қурултай, хитай коммунистлириниң һакимийәтни 4 - әвлад рәһбәрлик қатлимидин 5 -әвладқа бихәтәр өткүзүп бериш үчүн көврүк селиш йиғини. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, бу өткүнчи дәврдә хитай наһайити еһтият қилғанлиқ.
Хитай алдинқи йили април ейида, коммунист партийигә әза болмиған ваң гаңни технологийә министирлиқиға тәйинлигән. Йеқинда йәнә, чен җу исимлик бири сәһийә министири болуп тәйинләнгән болуп, уму компартийә әзаси әмәс.
Шинхуа агентлиқиниң йәкшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай хәлқ қурултийиниң баянатчиси ву җямен, хитай ислаһ йолиға маңғандин буян, компартийигә әза болмиғанларниңму хитайниң һәр дәриҗилик һакимийәт қатлимида вәзипә өтәватқанлиқини вә буларниң саниниң 30 миңдин артуқ икәнликини билдүргән. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң икки министирни компартийә сиртидин тәйинлиши бир йеңилиқ, әмма хитай даирилириниң бу қилғини пәқәтла бир көрүнүш һасил қилиш үчүндур; йәни өзлириниң көп партийилик түзүмгә қарап өзгириватқанлиқидин бишарәт бериш, бу арқилиқ хәлқара җамаәт пикриниң бесимини йәңгиллитиш үчүндур. Чүнки, бу министирларму, коммунист һакимийитиниң сияситини иҗра қилишқа мәҗбур.
Вәкилләр һәқиқий демократик сайлам арқилиқ вуҗутқа кәлмигән
Бүгүн йәни дүшәнбә әтигән, хитай һакимийитиниң 4 - орундики алий рәһбири җя чиңлин, ахбарат йиғинида қилған сөзидә, " диний етиқад әркинликиниң, инақ җәмийәт бәрпа қилиштики иҗабий ролини җари қилдурушта чиң турушимиз керәк" дәп билдүргән. Җя чиңлин бу сөзни қилиштин 4 күн илгири, америка президенти җорҗ буш, ақсарайдики ахбарат елан қилиш йиғинида хитайни өз пуқралириниң диний етиқадидин қорқмаслиққа чақирған иди.
Бу қетимқи қурултай һарписидики йеңилиқлардин бири, 34 яшлиқ көчмән ишчи ху шявйүәнниң қурултайға вәкил болуп тәйинлинишидур. Шаңхәйдики фудән университетиниң профессори рен йүән бу әһваллар үстидә тохтилип мундақ дегән: "юқириқидәк өзгиришләр пәқәт қисмән әһвал болуп, асаси еқимдики өзгириш әмәс; бүгүн хитайниң қанун сестимисида көчмән ишчиларниң иҗтимаий параванлиқ вә давалиниш суғуртисиниң капалити йоқ; хитайдики көплигән аз санлиқ милләтләр өз мәнпәәтлири һәққидә сөз қилиш һоқуқиға, һәтта адитигә игә әмәс; қурултайға вәкил болуп сайланған билән, пикир қилиш әркинлики болмиса, у вәкилниң сиясий қарарларда роли йоқ дегән гәп."
" Демократик сайлам өткүзүшниң шараити пишип йетилмиди"
Көзәткүчиләрниң көп қисми, хитайниң 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийиниң хитай җәмийитидики һечқандақ бир мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқида һәмпикир; чүнки қурултайға кәлгән вәкилләр һәқиқий демократик сайлам арқилиқ вуҗутқа кәлгән әмәс. Униң үстигә,хитай баш министири вен җябав өткән йили сентәбирдә явропани зиярәт қилғинида, әнгилийә ахбаратиниң соалиға җаваб қайтуруп, хитайниң нопусиниң көплики, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәттә арқида икәнлики, шуңа һәқиқи демократик сайлам өткүзүшниң шараити пишип йетилмигәнликини ашкара баян қилған иди. Нөвәттә шәрт-шараитниң пишип йетилишиниң пат йеқин яки узун мәзгиллик иш икәнлики хитай мутәхәссислириниң мулаһизә темиси.
Көзәткүчи петир һармсәнниң қаришичә, хитай қанчә еһтият қилсун вә яки қанчә җаһиллиқ қилсун, сиясий калиндарниң варақлирини йиртилиштин тохтиталмайду. Хитайни чоң - чоң өзгиришләр күтүп туруватиду, хитай коммунист һакимийити бу өзгиришләргә иттирилиштин аввал өзлири қучақ ечиши керәк. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- 80 яшлиқ бир хитайниң уйғур елидики әмәлдарлар үстидин шикайити
- Түркийидә 5 - феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Бешкәктики уйғурлар 5 - феврал вәқәсини хатирилиди
- 5 - Феврал ғулҗа вәқәси унтулмайду
- Шәрқий түркистандики икки қурултай һәққидә қисқичә анализ
- Хитайда деһқанлар қаршилиқ һәрикити үзлүксиз йүз бәрмәктә
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш
- Уйғур елиниң шихәнзә шәһиридики ишчилар вәкили бейҗиңға әрз сунмақта
- 1 - Өктәбир, голландийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди
- Хитай һөкүмитигә қарши германийидә намайиш
- Қирғизистан уйғур иттипақи қурултайға тәйярлиқ қилмақта