Профессор яң лийүй: хитай ядро бихәтәрлик мәсилисидә сәмимий болса, ишни уйғурларға төләм төләш билән башлаш керәк

Америка президенти барак обаманиң саһипханлиқидики дуня ядро бихәтәрлик йиғини сәйшәнбә күни ахирлашти. Йиғинға қатнашқан 47 дөләт рәһбири ядро қораллириниң вә ядро материяллириниң бихәтәрликини күчәйтиш тоғрисидики мәсулийәтнамиға имза қойди. Хитай дөләт рәиси ху җинтав вашингтондики йиғинға қатнашқан дөләт рәһбәрлириниң биридур. У хитайниң "ядро қораллириниң кеңийиши вә ядро террорлуқиға қәтий қарши туридиғанлиқи"ни билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2010.04.14
Xitay-atom-sinaq-305 Такада җун әпәнди йазған "хитайда атом синақлири" намлиқ китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Лекин анализчилар хитайниң вәдиси билән униң иран ядро мәсилисидики позитсийисидә зитлиқ барлиқини әскәртип, әгәр хитай ядро мәсилисидә сәмимий болса, ишни ядро синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурларға төләм төләш билән башлаш керәкликини билдүрмәктә.

Президент обаманиң саһипханлиқидики 47 дөләтниң дуня ядро бихәтәрлик йиғини сәйшәнбә күни бирләшмә ахбарат елан қилип, һәр бир дөләт 2014‏ - йилға қәдәр ядро қораллириниң вә ядро материяллириниң бихәтәрликини күчәйтиш, ядро террорлуқиниң алдини елишқа капаләтлик қилиш мәзмунидики 12 түрлүк конкрет мәсулийәтни үстигә елишқа қошулди.

Президент обама йиғинни хуласилап, бу ядро материяллириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш йолидики муһим бир қәдәм дәп тәкитлигән болуп, дуня соғуқ мунасивәтләр уруши ахирлишип 20 йилдин кейин, террорчи тәшкилатларниң ядро материяллириға вә ядро қораллириға еришишкә урунуш тәһдитигә дуч келиватқанлиқини, бу мәсилә бу қетимқи йиғинниң нигизлик темиси икәнликини билдөргән.

У, пәйшәнбә күни чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида бу мәсилидики мәйданини тәкитләп,"бүгүн биз ядро террорчилиқи хәлқара бихәтәрликкә тәһдит селиватқан әң зор хәвп - хәтәр икәнликини җакарлаймиз. Биз йәнә әң үнүмлик вастиларни қоллинип, ядро бихәтәрликини күчәйтиш арқилиқ террорчилар вә җинайи гуруһларниң ядро материяллириға еришишиниң алдини елиш, ядро материяллирини қоғдаш вә ядро әткәсчиликиниң алдини елишқа келиштуқ" дәп көрсәтти.

Президент обама түнүгүнки сөзидә әл - қаидигә охшаш террорчи гуруһларниң ядро қораллириға еришсә, муқәррәр ишлитишкә урунидиғанлиқини агаһландуруп, ядро материяллириниң контролсиз қелишиниң алдини елиш үчүн"йеңи пикирләрни оттуриға қоюш тәләп қилинидиғанлиқи"ни билдүргән иди. Оттура америка университетиниң сияси пәнләр профессори, хитай вәзийәт анализчиси яң лийүй әпәнди, америка һәқиқәтән ядро террорчилиқниң җиддий тәһдитигә дуч келиватқанлиқини, вашингтондики йиғин бу тәһдитниң алдини елиш йолидики муһим қәдәм һесаблинидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду": һәқиқәтән америкиниң ядро террорчилиқиниң һуҗумиға учраш еһтимали мәвҗүт. Әгәр бу тәһдит болмиса президент обама вашингтондики бу йиғинни чақирмиған болатти. Әгәр террорчиларниң қолиға кичик көләмлик ядро бомбиси чүшүп қалса, 11 - синтәбир бир вәқәсидиндин еғир трагидийә йүз бериши мумкин. Аһалиләр зич олтурақлашқан чоң шәһәрләрниң бири кичик көләмлик ядро бомбисиниң һуҗумиға учрайдиған болса қанчилик адәмниң өлидиғанлиқини тәсәввур қилиш тәс әмәс. Мениңчә, президент обаманиң һакимийәт сориғиниға аран бир йилдин ашқан болсиму, лекин у йирақни көрүп йетип бу йиғинни чақирди. Әгәр ядро террорчилиқиниң һуҗумиға учраш вәқәси йүз бәрсә бу наһайити дәһшәтлик болиду."

47 Дөләтниң бирләшмә ахбаратида, дөләтләр дөләтлик салаһийити болмиған гуруһларниң яман ғәрәзлик мәқсәтләр үчүн ядро материяллирини ишлитишкә керәклик учур вә техникиға еришишини тосап, конкрет тәдбирләрни бекитиду. ядро әткәсчиликиниң алдини елиш вә ядро әткәсчилик вәқәлиридә өз ‏ - ара маслишиш һәм һәмкарлиқниң зөрүрлүкини қәйт қилиду, дәп тәкитләнгән.

Президент обама пәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида һәр қайси әлләрниң ядро бихәтәрлик вәдисини ада қилишниң муһимлиқини тәкитләп, "дөләтләр хәлқара мәсулийәттики бирликни сақлап, ядро материяллириниң вә ядро әслиһәлириниң бихәтәрликини контроллиқимизда тутуп турушқа капаләтлик қилиш дөләтләрниң әң асаси мәсулийити икәнликини йәнә бир қетим әскәртимиз" дәп көрсәтти.

Бу қетимқи йиғинда хәлқара җамаәтниң диққәт - нәзири хитайниң ядро террорчилиқ вә ядро қораллириниң кеңийиш мәсилисидики позитсийисигә тикилгән иди.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу һәқтики баянатида, хитайниң ядро бихәтәрлик мәсилисидики позитсийисини изаһлап," җуңго мәсулийәтчан позитсийидә туруп, ядро бихәтәрлик мәсилисигә алаһидә әһмийәт бериду. ядро қораллириниң кеңийиши вә ядро террорчилиқиға қәтий қарши туриду" дегән. Профессор яң лийүй ху җинтавниң сөзигә баһа берип, хитайниң ядро бихәтәрлик мәсилисидики сәмимийитигә гуман билән қарайдиғанлиқини, әгәр хитай бу мәсилидә сәмимий болса, ишни лопнур ядро синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурларға төләм бериш билән башлиши керәкликини, лекин нөвәттики әһвалда хитай хаталиқни үстигә алмайду дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду" :әгәр җуңго ядро бомбисиниң зиянкәшликигә учриған йәрлик уйғурларға төләм төлисә, бу әлвәттә җуңгониң хәлқара образини юқири көтүриду. Лекин мениңчә, җуңгониң бундақ қилиш мумкинчилики йоқтәк қилиду. Чүнки җуңго қанчилик адәмниң өлүши билән чатиқи йоқтәк қилиду. Җуңгониң тунҗи қетим ядро синиқи елип барған вақти 1964 - 1965 - йиллириға тоғра келиду. Дунядики ядро қораллириға игә барлиқ дөләтләр ядро синиқи елип барған. Буниңға амал йоқ. Америка невада штатидики қумлуқларда синақ елип баратти. Лекин сиз синақ елип барғанда мудапиә тәдбирлирини елишиңиз керәк. Мана бу хитай билән америкиниң ядро синиқи елип барған вақиттики әхлақий пәрқи иди."

Бу йиғин, хитай б д т ниң иранға имбарго йүзгүзүш пиланиға тирәҗәватқан мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, хитай имбаргониң үнүм бәрмәйдиғанлиқини, дипломатийә йәнила мәсилини бир тәрәп қилишниң әң үнүмлүк йоли дәп қарайдиғанлиқини әскәртип кәлгән иди. Хитай пәқәт йеқиндила америка башчилиқидики ғәрб әллириниң имбарго пиланини б д т хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қошулидиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин униң бу мәсилидики позитсийиси йәнила мәвһум. Бу қетимқи йиғинда ху җинтавниң президент обама билән айрим көрүшүп, имбаргони қоллайдиғанлиқини яки тәрәпсиз туридиғанлиқини билдүргәнлики һазирға қәдәр мәлум әмәс.

Президент обама чаршәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, хитайниң имбарго мәсилисидә бәзи әндишилириниң барлиқини билдүрди. Обама "хитайда имбаргониң иқтисади саһәдики омуми тәсиригә нисбәтән рошән әндишә бар. Иран нефит ишләпчиқарғучи дөләт. Дунядики нурғун дөләтләр иран билән сода мунасивити қилиду. Биз буни чүшинимиз. Лекин мән рәис ху вә дуня рәһбәрлиригә ейтқинимға охшаш, сөзниң тутами болуши лазим. Униң мәлум нәтиҗиси болуши керәк. Биз ядро қораллирини контрол қилиш әһдинамисини иҗра қилиш вә ядро қораллирини контрол қилиш муһим дәп қоюп, мәсулийәтни ада қилмисақ болмайду. Буниң үчүн хәлқара җәмийәтниң бир позитсийидә туруши наһайити муһим" дәп көрсәтти.

Профессор яң лийүй болса, хитайниң ядро қоралларниң кеңийишини контрол қилиш мәсилисидики позитсийисини тәнқидләп, хитайниң бу мәсилидики позитсийиси униң елишқа тегишлик мәсулийитигә уйғун кәлмәйдиғанлиқини билдүрди. яң лийүй мундақ дәйду" :иран билән шималий корийә мәсулийәтсиз дөләтләр. Җуңгониң бу икки дөләттики тәсир күчи наһайити зор. Җуңгониң иран вә шималий корийидики тәсири русийини бесип чүшүватиду. Мениңчә, ху җинтавниң түнүгүн қилған сөзи мәсулийәтчан чоң дөләтлик салапитигә уйғун әмәс. Дипломатик сөһбәт елип бериливатқиниға қанчилик вақит болди ? һазирға қәдәр һечқандақ нәтиҗә чиқмиди. 5 Дөләт сөһбитигә нәччә йиллар болди. Лекин һечқандақ нәтиҗиси чиқмидиғу?"

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй түнүгүнки баянатида хитайниң имбарго мәсилисини музакирә қилишқа қошулғанлиқини әскәртип, лекин "диалог вә сөһбәт мәсилини һәл қилишниң әң үнүмлүк йолидур. Бесим вә имбарго мәсилини асаси җәһәттин һәл қилалмайду," дегән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.