Хитайниң 50 миң долларлиқ мәсхирилик ярдими

Сүрийә мәсилисидә хитай дөлитиниң әсәд һакимийитини қоллиғанлиқи, хусусән русийә билән бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида әсәд һакимийити тәрәпни тутқанлиқи әрәб вә ислам әллиридә хәлқниң наразилиқини ашурған иди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.01.14
putin-xu-jintaw-305.jpg Русийә президенти путин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һарписида хитай рәиси ху җинтав билән учрашти. 2012-Йили 5-июн, бейҗиң.
AFP

Шуниңдин кейинму хитай, русийә вә иран сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдни қоллаштин ваз кәчкини йоқ. Тәһлилчиләр хитайни русийиниң арқисиға мөкүнүп туруп әсәдниң қирғинчилиқини қоллиған дөләт дәп тәбирләйду.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 14-январ күнидики санида, “хитайниң мәсхирилик ярдими вә әрәб дөләтлири иттипақи” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“хитай дөлити сүрийидә болуватқан қирғинчилиқлар, наһәқ өлтүрүлүватқан нарәсидә балилар үчүн ич ағритқанму яки виҗдани маламәт қилғанму? немила болмисун ахири сүрийә хәлқигә ярдәм қилмақчи болди. Әмма қандақ ярдәм қилди дәп сорисиңиз, 50 миң доллар ярдәм қилди. Тоғра, 50 милйон әмәс, бәлки 50 миң доллар ярдәм қилди. Америка банкилирида тирилйон долларлиқ мәблиғи бар, бир йилниң ичидә әрәб дөләтлиригә 130 милярд долларлиқ тавар сатқан бай бир дөләтниң янчуқидин сүрийә хәлқи үчүн аран 50 миң доллар чиқти. Һәммигә мәлумки, русийә әсәд һакимийитини ашкара қоллайдиғанлардин болуп, һәрбий әслиһәлирини әвәтиш билән хәлқни қиришта һәмкарлишип кәлмәктә, әмма хитай дөлити русийиниң кәйнигә мөкүнүп туруп әсәдни қоллимақта вә сүрийә хәлқиниң қенини биллә төкмәктә. Сүрийә хәлқи хитайниң бу 50 миң доллирини немә қилиду? бу пул уларниң ярилирини теңишқа йетәмду? бундақ аһанәт вә мәсхирә хитайдин кәлгән болса, бу әҗәблинәрлик әмәс. Чүнки әрәб дөләтлири иттипақиму шундақ аһанәт қиливатиду. Әрәб дөләтлири иттипақи нәбил әрәби баш катип болғандин бири, бу тәшкилат сүрийә хәлқи үчүн һеч иш қилип берәлигини йоқ. Униңдин илгириму бу тәшкилат аҗизлиқи вә қуруқ сөзи билән мәшһур иди. Әһвал һазирму шундақ.”

Хитай пурсәтпәрәслик қилмақчи

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:
“сүрийидики әсәд һакимийитиниң күни аз қалған, һәтта бармақ билән саниғили болғудәк дәриҗидә аз қалған бу пәйттә. Бәзи шәхсләр вә бәзи дөләтләр пурсәтпәрәслик қилип, өзлирини сүрийә хәлқигә ярдәм қилғанлар қатаридин, уларға һесдашлиқ қилип, улар билән биллә турғанлар қатаридин көрситишкә тиришмақта. Дәл мушу пәйттә, шу мәқсәт билән хитай дөлитиму бу 50 миң доллар ярдими билән оттуриға чиқти. Хитай өзиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида әсәд тәрәптә туруш билән сүрийидә 60 миң инсанниң қирғин қилинишиға йол қойған бир дөләт туруп, әмди өзини сүрийә хәлқигә ярдәм қилған вә уларға һесдашлиқ қилип бир сәптә турғанлар қатарида яздуруш үчүн тиришмақта.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.