Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
2006.11.17
Йеқинда хитай даирилириниң бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити бу йилдин башлап хитай өлкилиридин уйғур елидики һәрқайси мәктәп орунлириға очуқ - ашкара һалда җәмийәттин бивастә таллаш вә ярдәм пули бериш қатарлиқ усулларни қоллиниш арқилиқ оқутқучи әвәтишкә башлиған. Хәвәрдин мәлум болушичә, йеқинда бейҗиңдин 25 нәпәр хитай оқутқучини уйғур елигә берип ишләшкә әвәтип уларниң һәр биригә бир қетимдила 10000 йүәндин қошумчә ярдәм пули беридиғанлиқини билдүргән.
"Һәрқандақ оқутқучи өз мәйли вә өз ихтияри бойичә илтимас қилса болиду"
Бейҗиң шәһәрлик маарип комитетиниң мәсули йеқинда бу һәқтә тохтилип, "гәрчә уйғур елигә оқутқучи әвәтиш хизмити 2004 - йилидин башлинип, бу йил 3 - йили болсиму, бу қетим биз илгирики район, сан чәклимисидин бөсүп чиқип, тунҗи қетим җәмийәттин очуқ - ашкара бивастә қобул қилиш һәрикитини башливәттуқ. Йәни "һәрқандақ оқутқучи өз мәйли вә өз ихтияри бойичә илтимас қилса болиду" дегән бәлгилимини чиқардуқ" дәп билдүрди.
Хитай даирилири тәрипидин берилгән мәлуматта көрситилишичә, уйғур елигә әвәтилидиған бу оқутқучилар мәзкур районда ишләш җәрянида, мәйли мааш җәһәттә болсун яки башқа тәминат җәһәттә болсун өзи ишлигән мәктәптики башқа оқутқучиларға охшаш қарилидикән. Буниңдин башқа йәнә, улар һәр йили бир қетим өз юртиға берип туғқан йоқлаш пурситигә игә икән.
Уйғур оқутқучилар хизмәтлиридин айрилмақта
Зияритимизни қобул қилған уйғур елидики бир алий мәктәп хизмәтчиси һазир өзи ишләватқан мәктәптә уйғур оқутқучилар саниниң барғансери азлап кетиватқанлиқини, мәктәп маарип ишлири ишханисиниң һә дисила, хитай тилида дәрс өтүшкә мәҗбур болуватқан уйғур оқутқучиларниң дәрсини аңлап, уларни "хитай тилини раван сөзлийәлмәйдикән, өткәлдин өтәлмәпту " дегән баһаниләр билән дәрс өтүштин тохтитип қойиватқанлиқини һәмдә дәрс өтүштин тохтитип қоюлған бу уйғур оқутқучиларниң орниға дәрһал хитай өлкилиридин кәлгән хитай оқутқучилирини орунлаштуруватқанлиқини мәлум қилди.
Зияритимизни қобул қилған бу алий мәктәп хизмәтчиси хитай өлкилиридин мәзкур мәктәпкә килип ишләватқан хитай оқутқучилириниң мәзкур җайдики турмуш шараити интайин яхши икәнликини һәмдә һәр йили тәтилдә өз юртиға берип -келип түрүватқанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири тәрипидин берилгән бу һәқтики мәлуматта көрситилишичә, һазир уйғур елигә әвәтиливатқан хитай оқутқучилириниң яш -чәклимиси әрләр 55 яштин төвән; аяллар 50 яштин төвән болуши керәк икән. Һәмдә улар уйғур елигә барғандин кейин һәр қандақ дәрсни өтсә болидикән. Мәсилән, башланғуч мәктәп дәрсликини өз ичигә алған математика, физика, химийә, биологийә, тарих, җуғрапийә, сиясәт вә толуқ оттуриниң тил - әдәбияти қатарлиқ дәрсләрниң һәммисини өтүшкә рухсәт икән.
Қаһар барат: хитайлар уйғур маарипимизни йүздә - йүз йоқ қилиш мәқситигә йетәлмәйду
Уйғур маарипчилар, хитай һөкүмитиниң уйғур оқутқучиларниң хитай тили сәвийисини баһанә қилип нурғунлиған оқутқучиларни маарип сепидин йирақлаштуриватқанлиқидәк қилмишини әйиблимәктә.
Америкида турушлуқ узун йил маарип саһәсидә ишлигән уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәнди уйғур елидә елип бериливатқан маарип сиясити һәққидә тохтилип "хитай һөкүмити һазир сталин дәвридики сиясәткә охшаш сиясәт қоллиниватиду" дәп билдүрди.
Уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәнди миллий маарипни қоғдап қелишта амалсиз қеливатқан шараитта, уйғур маарипиниң күндин - күнгә чекинип кетиватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған уйғур зиялийси қаһар барат әпәнди "гәрчә хитай һөкүмити маарипимизни хитайлаштурушқа тиришиватқан болсиму, улар һәргизму уйғур маарипимизни йүздә - йүз йоқ қилиш мәқситигә йетәлмәйду" дәп көрсәтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән
- Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?
- Ваң лечүәнниң уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси һәққидики сөзлиригә инкаслар
- Бейҗиң һөкүмити уйғур елини пүтүнләй хитай туприқиға айландурушқа тиришмақта
- Уйғур яшлириниң чиқиш йоли нәдә?
- Хитайниң тәрәққияти уйғур елини өз ичигә алған һәр қайси җайларда ишсизлиқ мәсилисини техиму еғирлаштурмақта
- Хитайниң "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" сиясити уйғурлар ичидә хитай тилини омумлаштурушниң йәнә бир йеңи басқучи
- Иқтисад қанчә тиз тәрәққи қилса әмгәк күчлиригә шунчә еһтияҗлиқ туруп, немә үчүн хитайда ишсизлиқ мәсилиси һәл болмайду?