Уйғур миллий маарипида маарипниң хитайчилишишиға әгишип шәкилвазлиқ һаләтлири пәйда болмақта


2007.02.22

qosh-til-xoten-mektep.jpg
2006 – Йили 13- өктәбир күни хотәндики бир қош тиллиқ мәктәптики оқуғучилар мәктәп мәйданида. Гәрчә аптономийә қанунида уйғур тили уйғур елидики икки һөкүмәт тилиниң бири, дәп бәлгиләнгән болсиму, хитай даирилири өзлири чиқарған қанунға риайә қилмай, "қош тил" сиясити арқилиқ уйғур тилиниң истималдики орнини йоқатмақта. AFP

Хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш қәдиминиң тезлишишигә әгишип, 2000 - йилидин башлап хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синиплири намида аз санлиқ милләт балилирини пүтүнләй хитайчә оқутидиған синиплар мәйданға кәлди. Униң кәйнидин йәнә, уйғур аптоном райони даирилири шинҗаң толуқ оттура синиплириниң әндизиси бойичә -2004 йили уйғур ели ичидики сәккиз шәһәрдә йәнә хитайчә оқутулидиған толуқсиз оттура синиплирини қурди. Йеқинда йәнә, хитай даирилири маарипни хитайчилаштуруш сияситини йәниму күчәйтип, уйғур елидики сәккиз шәһәрдә шинҗаң ичидики хитайчә толуқ оттура синиплирини тәсис қилишни қарар қилди. Уйғур ели һәм хитай өлкилиридә ечилған бу хил хитайчә оқутулидиған синипларға йилда нәччә миң уйғур оқуғучилири узитилмақта.

Гәрчә хитай даирилири шинҗаң синиплирини ечиш қош тиллиқ маарипни йүксәлдүрүп уйғур елигә техиму көп ярамлиқ ихтисас игилирини тәрбийиләшни мәқсәт қилған дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма көп сандики уйғурлар болупму чәтәлләрдики уйғур зиялийлири буни хитайниң ассимилятсийә сияситиниң бир васитиси дәп наразилиқ билдүрүп кәлмәктә.

"Шинҗаң синипи" үчүн мәхсус тәрбийиләш курслири көпәймәктә

Йеқиндин буян уйғур маарипиниң хитайчилаштуруши билән уйғур маарипида көрүлүватқан бәзи әгәшмә мәсилиләр, әзәлдин қош тиллиқ маарип намидики хитайчилаштуруш маарипиниң тәсирлиридин әндишә қиливатқан зиялилар арисида йәниму ғулғула қозғимақта.

Бәзи уйғур мулаһизә тор бәтлиридә бир қисим пешқәдәм маарипчи һәмдә зиялийларниң елан қилған мулаһизилиридин мәлумки, гәрчә хитай маарип министирлиқи өткән йилила һәр қандақ нам билән нуқтилиқ синип, тәҗрибә синиплирини ечиш, оқуғучиларни нәтиҗисигә қарап дәриҗигә айриш дегәнләргә йол қоюлмайдиғанлиқини маарип қануниға киргүзгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң шинҗаң синиплирини ечиши билән бәзи асасий қатлам йәни уйғур елиниң мәлум йеза‏- кәнтләрдики башланғуч һәмдә толуқсиз оттура мәктәпләрдә "шинҗаң синипиға өткүзүлидиған балилар синипи", " хитайчида яхши оқуғучилар синипи" дегәнгә охшаш намларда алаһидә синипларни қуруп оқуғучиларни айрип оқутидиған һаләтләр йәнила әвҗ алмақта икән.

Буниң билән мәктәпләрдә бу хил синипларға талланған он, йигирмә пирсәнт бала оқутқучи һәм мәктәп мудирлириниң алаһидә көңүл бөлүшигә еришип, адәттики синипларда оқуватқан асаслиқ сандики балилар болса роһий зәрбигә учрап, уларда дәрскә қизиқмаслиқ, ишәнчисини йоқитиш, чүшкүнлишиш һәтта униңдин еғир писхикилиқ һаләтләр һәм сәлбий нәтиҗиләр көрүлмәктә икән.

Уйғур зиялийлириниң қарашлири

Әвлад тәрбийиләш вәзиписини үстигә алған бәзи маарип орунлири һәм маарипчиларниң, пәқәт балиларни көпрәк мушундақ шинҗаң синиплириға өткүзүп мукапат елишни, вәзипини тошқузушнила ойлап, һәқиқий әвлад тәрбийиләш, оқуғучиларни мәркәз қилишни унтуп һәтта улар арисида шаллаш елип бериши бәзи ата ‏- анилар һәмдә зиялийларда күчлүк қарши пикирләрни мәйданға кәлтүрмәктә.

Уйғур миллй маарипида көрүлүватқан бундақ шәкилвазлиқ мәсилилириниң әвлад тәрбийиләшкә көрситидиған күчлүк сәлбий тәсирлири һәққидә илгири уйғур елида узун йил оқутқучи болған, нөвәттә америкида яшаватқан елшат әпәнди өз көз қарашлирини оттурға қойди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, изчил түрдә уйғур миллий маарипи учраватқан мәсилиләр һәққидә мулаһизә йүргүзүп келиватқан канададики уйғур зиялийси мәмәт тохти әпәнди, оқуғучиларниң кичикидинла шаллинишқа учришидәк мәсилиниң сәвәб, нәтиҗиси һәққидә мулаһизисини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.