Шиәндә 10 чәтәлликниң гөрүгә елиниши, хитайни алақзадә қилди


2008.03.06

CHINA-hostage-Xien-200.jpg
Гөрүгә елинип қутулған әмма қорқунуч басқан австиралийиликләрдин бири аптобуста. 2008 - Йили 5 -март. AFP Photo

Түнүгүн йәни чаршәнбә күни хитайниң шиән шәһиридә 10 нәпәр чәтәллик саяһәтчини гөрүгә еливелиш вәқәси йүз бәргән. Вәқә чүштин бурун саәт 10да шәһәрниң қайнақ мәркизидә йүз бәргән. Гәрчә хитай сақчилири 3 саәт тиркәшкән гөрүгә алғучиниң қолидин саяһәтчиләрни қутқузуп қалалиған болсиму, әмма вәқә пәйда қилған вәһимә һелиһәм давам қилмақта.

Хитай: " хитай саяһәтчиләр үчүн йәнила бихәтәр җай"

Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси чен гаң, бу һәқтә баянат берип, мәзкур вәқәниң хитайниң омуми вәзийитини әкс әттүрмәйдиғанлиқини, хитайниң чәтәл саяһәтчилири үчүн йәнила тенч вә бихәтәр дөләт икәнликини билдүргән. Әмма у вәқәниң тәпсилати, болупму, гөрүгә алғучиниң немә сәвәбтин вә қандақ мәқсәт билән вәқәни садир қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмигән.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шу күни әтигән австиралийилик саяһәтчиләр аптобусиға етилип чиққан шяв тав, саяһәтчиләргә тәһдит аһаңида вақирап гәп қилған вә белидә партлатқучи бомба барлиқини көрсәткән. Буниң билән аптобусдики бир қисим саяһәтчиләр өзини сиртқа атқан, бир қисми сақчилар қутқазғанға қәдәр гөрүгә алғучиниң назаритидә турған. Хитай сақчилири аптобуси 3 саәт қоршавда тутқан, ахирида гөрөгә алғучи аптобустин чүшүп башқа бир аптобусқа алмишиватқан пурситидә етип өлтүрүлгән.

Австралийә: " австралийә хәлқи вә һөкүмитигә өчмәнлик йоқ"

CHINA-hostage-Xien1-200.jpg
Гөрүгә елинип қутулған әмма қорқунуч басқан австиралийиликләр шаңхәй пудоң айрипортиға йетип кәлди. 2008 - Йили 5 -март. AFP Photo

Чаршәнбә күни мәзкур вәқә һәққидә баянат елан қилған австралийә ташқи ишлар министирлиқи, мәзкур вәқәниң алаһидә вәқә икәнликини, бу вәқәдә австралийә һөкүмити яки хәлқиғә қарита бир наразилиқ яки өчмәнлик аламити байқалмиғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда олимпик мәзгили вә һарписида иш терип қелиш еһтимали болған күчләр үч түрлүк болуп, булардин еһтималға әң йеқини уйғурлар. Чүнки, хитай даирилири уйғур қизлирини ешинча әмгәк күчи нами астида хитай өлкилиригә йөткәш арқилиқ уйғур хәлқиниң иззәт нәпсигә һуҗум қиливатиду; йәнә бир тәрәптин, сиясий өктичиләргә изчил түрдә өлүм җазаси бериш арқилиқ уйғур хәлқи арисида интиқам туйғуси пәйда қиливатиду.

Униңдин башқа, уйғурлар арисидики ишсизлиқ мәсилиси, мәҗбурий йолға қоюватқан қош тиллиқ маарип, диний вә мәдәний паалийәтлиридики тосқунлуқлар, түрлүк саһәләр буйичә мәнпәәт тәқсиматидики адаләтсизликләр уйғурларни хитай һакимийитиниң биринчи номурлуқ үктичисигә айландурған. Өткән йили 12 ‏- айда йүз бәргән памир вәқәси вә бу йил үрүмчидә йүз бәргән 27 январ тоқунуши, уйғур җәмийитидики миллий кәйпиятниң бир инкаси.

Вәқәни садир қилған бир қанчә хил еһтималлиқ

Уйғур көзәткүчиләрдин зуһруллаһниң билдүрүшичә, хитайда вәқә чиқириш еһтимали болған иккинчи күч, хитайдики әрздарлар. Зуһруллаһниң қаришичә, хитайдики әрздарларниң әрзи асасән әмәлдарлар үстидин болғини үчүн, бу әрзләр һәл қилинмайла қалмай, бәлки, әрздарларниң олимпик мәзгилидә бейҗиңға берип әрз сунуши чәкләнмәктә. Вәқә садир қилиши еһтимали болған үчүнчи күч 1989 ‏-йилидики тйәнәнмен қурбанлириниң аилә тавабатлири яки радикал қараштики демократчи күчләрдур.

Зуһруллаһниң бу қаришини, бу йил бешида елан қилинған хитай өткүнчи һөкүмитиниң баянатиму тәстиқлайду, чүнки, мәзкур баянат, хитайни демократийиләштүрүш үчүн хитай хәлқини қаттиқ -юмшақ барлиқ вастиларни қоллинишқа чақирған иди. Гөрүгә алғучиниң исим-фамилисидин униң хитай икәнлики ениқ, әмма хитайниң қайси түр өктичи күчлиригә тәвә икәнлики мәлум әмәс, әмма авазини дуняға аңлатмақчи икәнлики, дуня җамаитиниң диққитини тартмақчи икәнлики, униң гөрүгә елишта чәтәллик саяһәтчиләрни нишан қилғанлиқидин мәлум.

Гәрчә, хитай баянатчиси чен гаң бүгүнки баянатида : " бундақ вәқә дуняниң һәммә йеридә йүз берип туриду, башқа дөләтләрму бу хил вәқәләрдин тамамән сақлиналмайду" дейиш арқилиқ, вәқәни иҗтимаий бир җинайәт сүпитидә көрситишкә тиришқан болсиму, әмма һелиһәм, гөрүгә алғучиниң кимлики вә мәқсити һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмәслики, вәқәниң сиясий тәрипидин бишарәт бәрмәктә. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.