Хитайниң министирлиқларни қисқартиш дегини қандақ ислаһат?
2008.02.28
Һазир хитайда мәмликәтлик сиясий кеңәш билән мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң йиллиқ йиғини ечилиш алдида туруватиду. 'Шинхуа агентлиқи' ниң баян қилишичә, хитай коммунист партийә мәркизи комитет сиясий бюроси 2 - айниң 25 - күнидин 27 - күнигичә 3 күн йиғин ечип 'мәмурий орган ислаһати' елип беришни, дөләт кабинтиниң қаримиқидики 28 министирлиқни 20 гә қисқартишни оттуриға қойған.
'Бу қетимқи ислаһат һөкүмәтни мулазимәт шәкиллик һөкүмәткә айландурушни мәқсәт қилиду'
Шинхуа агентлиқиниң бүгүн елан қилған хәвиридә баян қилинишичә, ху җинтав оттуриға қойған мәмури орган ислаһати һөкүмәтни мулазимәт шәкиллик һөкүмәткә айландурушни мәқсәт қилиду. Җуңгода һазир бу ислаһатни башлаш үчүн, һәр йили бир қетим ечилидиған мәмликәтлик сиясий кеңәш билән мәмликәтлик хәлқ қурултейиниң йиғиниға қатнишидиған вәкилләр бейҗиңға келишкә башлиди.
'Бу қетимқи ислаһат кәлгүсидә болидиған сиясий ислаһатниң бир қисми'
Хитайдики чиңхуа университети игилик башқуруш инистетотиниң муавин башлиқи ваң миңниң қаришичә, бу қетим ху җинтав оттуриға қойған мәмури ислаһат һөкүмәттики һәр қайси органлар ара сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилип, байлиқларни қайтидин тәқсимләш мәсилисни һәл қилиду, сиясий ислаһат елип беришқа узун җәрян керәк, бу қетимқи ислаһат кәлгүсидә болидиған сиясий ислаһатниң бир қисми.
'Сиясий ислаһатқа келиватқан тосалғу коммунист партийә'
Һазир америкида туруватқан сиясий обзорчи хейиң әпәндиниң көз қариши буниңға охшимайду, униң қаришичә, хитай рәһбәрлири техичә сиясий ислаһатни чүшәнмәйду, ислаһат қилдуқ дәп пат-пат мәмурий органлар бирләштүриветиду, бир мәзгил өткәндә йәнә қайтидин тирилдүриду.
Бундақ ислаһат билән мәсилә һәл болғини йоқ. Әмәлийәттә ислаһатқа келидиған тосалғу һөкүмәтниң өзидин келиду, теги-тәктидин ейтқанда һөкүмәтниң кәйнидики зораванлиққа тайинип һакимийәт башқуруватқан коммунист партийидин келиватиду.
"Коммунист партийә өзиниң буйруқи 'җуңнәнхәйдин чиқалмайдиған' һаләтни өзгәртмәкчи"
- Хитайда ислаһат' елип бериш дейиливатқили 30 йил болди, - дәп баян қилиниду бүгүн хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатиниң 'көзитиш җурнили'да елан қилинған 'коммунист партийә һазир өзини қанунлаштурмақчи' дегән бу обзорида, - бу йилларда хитайда ислаһ қилишқа тигишлик мәсилиниң аран 3 тән бири орунланди, мәсилә сиясий ислаһат елип барғанда андин һәл болиду. Әмәлийәттә 60 йилдин буян хитай коммунист партийиси йәнила 'зораванлиқ инқилаб', 'партийә милтиқни идарә қилиш' йолида меңип, рәһбәрләрни хәлқ әмәс, коммунистлар өзлири сайлап келиватиду.
Әмди 2008 - йилиға кәлгәндә, 28 министирлиқни 20 гә қисқартишни ислаһат' дәп атап, буни икки йиғин' дегән шәкил арқилиқ күчкә игә қилип, коммунист партийиниң буйруқи 'җуңнәнхәйдин чиқалмайдиған' һазирқидәк бундақ һаләтни өзгәртмәкчи болуватиду.
Бу қетим коммунист партийә оттуриға қойған ислаһат йәнила бир сиясий оюн болуши мумкин
яврупада чиқидиған ғәрб шамили җурнилиниң тәһрири һазир шиветсийидә туруватқан абдуришит һаҗи керими әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитайда һазир оттуриға қоюлған 28 министирлиқини 20 гә қисқартидиған ислаһат, пәқәт хитай коммунист һакимийитиниң һазирқидәк лиңшип қалған орнини муқим қилиш үчүн ойниливатқан сиясий оюн болуши мумкин.
Министирлиқларни азайтқанлиқ билән хитайниң сиясий қурулмисида өзгириш болмайду
Һаҗи абдуришит керими әпәндиниң қаришичә, министирлиқларни азайтқанлиқ билән хитайниң сиясий қурулмисида өзгириш болмайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир гуруппа хитай зиялийлири дөләт кабинтиға хәт йезип " әмгәк билән өзгәртиш" қанунини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай мәркизи һөкүмитигә "бомба" характерлик тәклип
- Мусулманларниң коммунизм һәққидики қарашлири
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултийи йеқинлашқансири охшимиған пикирләрни бастуруш шунчә җиддий түс алмақта
- Коммунист хитай һөкүмити билән радикал мавчилар оттурисидики зиддийәт кәскин
- Җумһурийәтчи партийә президент намзатлириниң хитай һәққидики қарашлири
- Мәркизи партийә мәктипи уйғур ели вә тибәт районлирида техиму көплигән аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийилимәкчи
- Хитайда 100 миң компартийә әзаси чириклик мәсилиси түпәйлидин җазаланди
- Хитайдики муқимсизлиқ коммунист һакимийитигә риқабәт болмақта
- Пүтүн дуняда коммунизмниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш үчүн абидә тикләш қурулуши вашингтонда башланди
- Капиталистик Wal-Mart җуңгода комунистлашти
- Қачақтики кубалиқлар мустәбитлик ахирлишип демократийиниң башлинишини үмид - қилмақта