Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилирини хитайчә оқутидиған толуқ оттура синиплирини йәниму кеңәйтмәктә


2007.02.15

qosh-til-xoten-mektep.jpg
2006 – Йили 13- өктәбир күни хотәндики бир қош тиллиқ мәктәптики оқуғучилар мәктәп мәйданида. Гәрчә аптономийә қанунида уйғур тили уйғур елидики икки һөкүмәт тилиниң бири, дәп бәлгиләнгән болсиму, хитай даирилири өзлири чиқарған қанунға риайә қилмай, "қош тил" сиясити арқилиқ уйғур тилиниң истималдики орнини йоқатмақта. AFP

Хитай маарип министирлиқи, хитай компартийә мәркизи комитетиниң қарариға асасән, мәхсус уйғур ели балилирини хитай өлкилиридики толуқ оттура мәктәпләрдә тәрбийиләйдиған бу хил шинҗаң толуқ оттура синиплирини дәсләп 2000- йилидин башлап хитайниң деңиз бойидики ечивитилгән 12 асаслиқ шәһиридә тәсис қилип, йилиға бир миң әтрапида оқуғучи қобул қилинип кәлгән иди. Хитай һәмдә уйғур маарип торлирида бу һәқтә берилгән әң йеңи хәвәрдин мәлум болушичә, һазир шинҗаң толуқ оттура синиплири хитайниң 26 шәһәрдики җәми 51 оттура мәктәптә тәсис қилинған.

Хитай һөкүмити 2000 - йили " шинҗаңниң маарипиға ярдәм бериш"намидики мәзкур пиланини йолға қойғандин буян хитай өлкилиридики бу хил толуқ оттура синиплириға оқуғучи қобул қилиш көлимини тәдриҗи кеңәйтип барди. Хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириниң көлими 2004 ‏- йили 1540 қа кеңәйтилгән, 2005 - йили 3075 кә йәтти. 2006 - Йили болса 3990 дин ашқан иди. Бу йилдин башлап йилиға 5миң нәпәр оқуғучи хитай өлкилиридә ечилған шинҗаң синиплириға узитилиду.

Бу маарипни гүлләндүрүш пилани әмәс, әмәлийәттә бир сиясий истратегийә

Хитай компартийисиниң уйғур райониға қойған секретари ваң лечуән, илгири хитай өлкилиридә қурулған бу шинҗаң толуқ оттура синиплириниң көлимини техиму кеңәйтиш тоғрисида йолйоруқ бериш җәрянида хитай өлкилиридики шинҗаң синиплириниң муһим истратегийилик әһмийәткә игә икәнлики тәкитләп "шинҗаң синипиға қобул қилинидиған оқуғучиларға сиясий идийиви җәһәттики тәләпни қаттиқ қоюш керәк, оқуғучиларниң сиясий сапа өлчими, уларниң өгиниш нәтиҗисидинму муһим, бу җәһәттики тәрбийини әң алдиға қоюш керәк, чүнки улар шинҗаңниң муқимлиқи һәм тәрәққиятидики муһим арқа сәп күчи" дегән иди.

Әмди, һәр қайси хитай өлкилири шинҗаң синипи ечишқа немә дәп маслашти ? җеҗяң өлкилик һөкүмитиниң "шинҗаң синипи ечиш хизмәт йиғининиң" һөҗҗитидин буниңға җаваб тапалаймиз.

Җеҗяң өлкилик һөкүмәтниң 2006 йили 5 - айниң 10 - һәм 11 - күнлири ачқан шинҗаң синипи қуруш пиланини әмәлийләштүрүш хизмәт йиғининиң һөҗҗитидә "өлкимиз ичидә шинҗаң толуқ оттура синиплирини тәсис қилиш мәркизи һөкүмәт бизгә тапшурған шәрәплик сиясий вәзипә. Бу юқириниң, мәмликитимизниң муһим чегра еғизи, дөләт пүтүнлики һәм муқимлиқиниң алдинқи сепи болған шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруп, миллй бөлгүнчиликкә қарши туруп, милләтләр иттипақлиқини ишқа ашуруштики муһим истратегийилик пилани. Бу шинҗаң синиплири мана мушу истратегийилик пиланниң ишқа ешишидики муһим күчләрни йетиштүрүшни вәзипә қилиши керәк. Шундақла бу сиясий вәзипини чоқум әстайидил мәсулийәтчанлиқ билән орунлаш шәрт" дейилгән.

Игилишимизчә, хитай һөкүмити бейҗиң, шаңхәй, тйәнҗин, гуаңҗу, далйән, чиңдав, қатарлиқ шәһهәрлиридә тәсис қилған бу шинҗаң синипи намидики хитайчә оқутулидиған толуқ оттура синиплириға 90% уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләт, 10%хитай оқуғучи қобул қилиш нисбити бойичә, йеза- қишлақлардики намрат оқуғучиларни асас қилип қобул қилмақта. Уйғур райони балилири бу шинҗаң синиплирида пүтүнләй хитай маарипида тәрбийиләнмәктә.

Уйғур ели ичидиму шинҗаң синипиниң әндизиси бойичә хитайчә оқутуш синиплири барғанчә кеңәйтилди

Уйғур районлуқ парткоми, хитай мәркизи комитет шинҗаң хизмитини маслаштуруш гурупписи йиғининиң роһиға асасән, ичкири өлкиләрдики шинҗаң толуқ оттура синиплирини ечиш әндизисидин пайдилинип 2004 - йили уйғур районидики үрүмчи, қаримай, шихәнзә, күйтүн, санҗи, корла, қумул, ақсу қатарлиқ 8 шәһәрдә уйғур оқуғучилири үчүн хитайчә толуқсиз оттура синиплирини ечип дәсләп 1000 оқуғучи қобул қилди, кейин йилдин ‏- йилға оқуғучи санини көпәйтип бармақта. 2008 ‏- Йилиға барғанда бу хил хитай толуқсиз оттура мәктәпләрдә оқуйдиған оқуғучилар сани 15000 ға йәткүзилидикән.

Уйғур ели ахбарат ториниң 15 - февралдики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони даирилири уйғур районидики сәккиз шәһәрдә қурулған хитайчә оқутулидиған толуқсиз оттура синиплиридин башқа бу йил 6 - айда бу сәккиз шәһәрдә йәнә, хитайчә толуқ оттура синиплирини тәсис қилип, йеза қишлақлардики аз санлиқ милләт балилирини пүтүнләй хитайчә маарипта оқутуш сүритини көчәйтидикән.

Һәмдә бу хитайчә оқутулидиған толуқсиз оттура мәктәплиригә уйғур райониниң йеза ‏- қишлақлиридики аз санлиқ милләт оқуғучилирини асас қилип 80% миллий вә 20% хитай оқуғучи нисбити бойичә оқуғучи қобул қилинмақта икән.

Уйғурлар хитайчилаштуруш маарипиға маслишишқа мәҗбур болмақта

Бәзи уйғурларниң инкасиға қариғанда, хитай һөкимитиниң уйғур оттура вә алий мәктәпләрниму хитайчә оқутушқа йүзләндүрүши вә шундақла барлиқ саһәләрдә хитай тилини асас қилип уйғур тилиниң ишлитилишини бара ‏- бара әмәлдин қалдуруши билән тәң, уйғур ата ‏- анилар балилирини кичикидинла хитайчә оқутушқа мәҗбур болмақта икән.

Хитай өлкилиридә оқуш пурситигә еришкән балилар болса буни пәқәт көңлидики гүзәл ғайилиригә йетиш йолидики наһайити әһмийәтлик пурсәт дәпла чүшиниду халас. Хитайниң мәлум өлкисидә ечилған шинҗаң толуқ оттура синипиға йеңила қобул қилинған бир уйғур қиз өзиниң ата ‏- аниси һәм юртидин айрилип хитай өлкилиридики ят муһитта оқушни таллишиға мундақ чүшәндүрүш бәргән иди.

Хитай һөкүмити йеқинқи бир нәччә йил ичидә, уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш қәдимини барғанчә тезләтти. Уйғур елидики алий мәктәпләрдин та башланғуч мәктәпләргичә, һәтта йәсли маарипидиму хитай тилини асас қилғандин башқа, хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға вә уйғур елидики хитай оттура мәктәплиридә тәсис қилинған хитайчә толуқсиз оттура синиплириға оқуғучи қобул қилиш салмиқини өзлүксиз кеңәйтип бармақта.

Бу әслидинла хитай һөкүмитиниң уйғур районида күчәйтип елип бериватқан миллий маарипни хитайчилаштуруш сияситидин әндишә туйған һәм нарази болуватқан уйғурларниң қаршилиқини күчәйтмәктә.

Хитай һөкүмити тәшвиқатлирида уйғур райони балилириға хитай тили маарипини күчәйтиш, ғәрбни ечиш истратегийисиниң бир қисми, уйғур елиниң маарипини гүлләндүрүшниң яхши йоли дәп тәкитләп келиватқан болсиму, әмма уйғур зиялийлири буни, хитайниң уйғур әвладлирини өз мәдәнийити вә маарипидин айрип, ассимилятсийә қилишниң бир усули, техиму тез хитайлаштуруштики тәдбири дәп қаримақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.