'Хитай һөкүмити 2009‏ - йилида зор аммивий тоқунуш долқунлириға йүзлиниду'

Ройтерс язғучиси кирс буклейниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хитайниң һөкүмәт зувани 'шинхуа агентлиқи'ниң етирап қилишичә, хитай һөкүмити 2009‏ - йилида зор аммивий тоқунушларниң долқунлириға йүзлиниду.
Мухбиримиз вәли
2009.01.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Gansu-saqchi-305.jpg Сүрәттә, гәнсу лоңнәндики наразилиқ намайишида, хитай сақчилири бир намайишчини тәпмәктә.
RFA Оқурмәнлири тәминлигән

Буниң үчүн хитай һөкүмити һазир җайлардики һәр дәриҗилик һөкүмәтләрни һошярлиқини өстүрүшкә, 'инақ җәмийәт'ни қоғдаш үчүн балдур тәйярлиқ көрүшкә чақирди.

'Шинхуа агентлиқи'ниң чуңчиң, җяңсу вә гуаңдуң шөбилири мәсуллири б б с ниң зияритини қобул қилғанда баян қилишичиму, хитай һазир зор аммивий вәқәләр йүз беридиған бир йилға қәдәм қойғанлиқи шәк - шүбһисиз. Уларниң баян қилишичә, һазир хитайниң деңиз бойлиридики експорт ширкәтлири кәйни - кәйнидин тақилип, хитайниң иқтисади чөкүшкә башлиди. Бу җәрянда ишчилар түркүм - түркүмләп иштин бошитилмақта. Деһқан ишләмчиләр ишсиз қалмақта. Алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларму ишқа орунлишалмайватиду. Мушундақ бир қатар мәсилиләр, хитайниң буниңдин кейин, 1989 ‏ - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида демократийини арзу қилидиған кишиләр бастурулған зор вәқәдин буян көрүлүп бақмиған зор сиясий җигдиликкә йүзлинидиғанлиқидин , техиму еғир мәсилиләргә дуч келидиғанлиқидин дерәк бериду.

Униң үстигә, мушу йилниң һарписидила, хитайда дөләт пуқралири 2008' хартийиси' җакарлап, бундақ бир аммивий һәрикәт арқилиқ хитай һөкүмитини сиясий ислаһатқа мәҗбурлиди. Һазир хитайда 'муқимлиқ' дегән мәсилә һәл қилғуч амил болуп қалди.

2009‏ - Йили киргәндин буян, хитай һөкүмити билән дөләт пуқралири оттурисида йүз бериватқан тоқунушлар

Мухбирлиримизниң хитайдин баян қилишичә, дөләт әрзийәт идариси 2009‏ - йили йетип кәлгәндин кейин ишқа чүшкән биринчи күнидила, йәни дүшәнбә күни, мәмликәтниң һәр қайси җайлиридин бейҗиңға кәлгән миңлиған әрзийәтчи бу идарисиниң алдиға топлишип, бурун әрз қилип бу җайға кәлгән кишиләрдин 50 нәччә кишиниң аллиқачан түрмигә ташланғанлиқиниң пакитини көрситип, 'қара түрмә' ни әмәлдин қалдурушни тәләп қилип намайиш қилди. Сақчилар уларниң әтрапида көзитип турди.

Шу күни хубейниң йүнши шәһәрчисидә, йәр - земинлири тартивелинғанлиқи үчүн топлишип наразилиқ билдүргән деһқанлар мухбирлиримизға ялланма сақчиларниң тәһдитигә учриғанлиқини инкас қилди.

Хубейниң сүйҗу шәһәрчисидә, һәр йили су амбири қоюп бәргән су бесип кетип йәрлири һосулсиз қалғанлиқи үчүн әрз қилған йәр игилири, һөкүмәт һәр му йәргә аран 100 җиңдин гүрүч берип 'мәсилини һәл қилдуқ' дәп җакарлиғанлиқиға, һәтта шу гүрүчму техичә йәр игилириниң қолиға тәгмигәнликигә нарази болуп топлишип намайиш қилди.

Фуҗу шәһиридә, 200 дин артуқ деһқан өлкилик хәлқ қурултийиниң йиғини ечиливатқан меһманхана алдида топлинип 'йәрләрни булашқа қарши туримиз' , 'адәм урушқа қарши туримиз' дәп шоар товлиғанда, намайишчилардин йәнә 10 нәччә адәм сақчилар тәрипидин уруп яриландурулди.

Сәндуңниң чиңҗу шәһәрлик дохтурханиси, хитайниң дөләт игиликидики ширкәтлири ишләпчиқарған сүт парашуклири бөрәктә таш пәйда қилип ағриған балилардин йәнә 11 и өлгәнликини җакарлиди. Һазидарлар һөкүмәттин төләм тәләп қилғанда , һөкүмәт даирилири 'җәсәт тәкшүрүш доклатидин техи хәвиримиз йоқ ' дәп сәвәб көрситип, әриздарларниң тәлипини рәт қилди.

Америка авазиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити бултур уйғур аптоном районида 1300 дин артуқ адәмни 'дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзди' дегән сиясий нам билән түрмигә ташлиған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң баян қилишичә, бу сан 2007 ‏ - йилидикидин бир һәссә артуқ. Бундақ һадисә һазирму давамлашмақта.

Б б с ниң баян қилишичә, 2009‏ - йили коммунист хитай һөкүмитиниң 60 йиллиқи чоң хатирилинидиған бир йил, хәлқ болса, 'тйәнәнмен вәқәси'ниң 20 йиллиқини хатириләйдиған бир йил. Бундақ сәзгүр бир йил башланғандин буян, гәрчә һазир әрзийәтчиләр сақчиларниң солақханилирида ач қелип өлүп кәткән һадисиләр көрүлүватсиму, йәнила хитайниң һәр қайси җайлирида адаләтсиз муамилигә учриған дөләт пуқралири мәркәзгә әрз қилип мәсилә һәл қилиш үчүн бейҗиңға ақмақта.

Ваң лечүән хитай қисимлирини 'сотсиялистик шинҗаңни қоғдаш үчүн төһпә қошуш'қа чақирди

Бундақ вәзийәттә, ху җинтав 1 ‏ - айниң 4 ‏ - күни хитайниң қораллиқ қисимлирини террорчилиққа қарши турушқа чақирған иди. 'Тәңритағ тор бети' ниң бүгүн баян қилишичә, ваң лечүәнму хитайниң шинҗаң һәрбий район қисимлирини 'сотсиялистик шинҗаңни қоғдаш үчүн төһпә қошуш'қа чақирди.

Буниңдин кейин һөкүмәтниң 'пул билән муқимлиқ сетивелиш'и тәс болиду

Хоңкоңда чиқидиған "нәзәр" журнили (лявваң) ниң баян қилишичә, сақчи, қораллиқ қисим вә яки шәһәр башқурғучи дәп атилидиған һәр хил қисимларни дәрһал сәпәрвәр қилиш җәһәттә дуняда алдинқи қатарда туралайдиған хитай һөкүмити, буниңдин кейин иқтисадий, иҗтимаий вә яки сиясий мәсилиләр түпәйлидин қозғалған зор аммивий намайишларға яки униңдин башқа һәр хил қаршилиқларға сүкүт қилишқа мәҗбур болиду.

Әгәр хитай һөкүмити йәнила аммивий һәрикәтләрни 'һөкүмәткә қарши турғанлиқ' дәп бастурса, хәлқниң техиму зор қаршилиқиға учрайду. Пул билән сақчи яллап байларниң мәнпәәтини қоғдап, хәлққә бесим шәкилләндүридиған вастиларни қоллинивериш буниңдин кейин тәс болди. Униң үстигә, хитай һөкүмити баҗ ислаһати елип берип, 'лоқ гөш'ни мәркәз еливелип, йәрлик һөкүмәтләргә 'сөңәк' қалдурулғандин буян, йәрлик һөкүмәтләрниң 'пул билән муқимлиқ' сетивелишиму буниңдин кейин қейин болуп қалди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.