Германийидә сиясий панаһлиқи рәт болған уйғурларниң тәқдири кишини әндишигә салмақта


2006.08.08

Германийидә сиясий панаһлиқ тилигән бәзи уйғурларниң тәлипи рәт қилинип, хитайға мәҗбурий қайтурулуш мәсилилири бир қанчә қетим йүз бәрди һәм бу арида паҗиәләрму көрүлди мушуниңға охшаш сиясий панаһлиқ тилигәндин кейин уйғур елигә өзлигидин яки мәҗбури қайтурулған уйғурларниң тәқдири мәсилиси нөвәттә чәтәлләрдә туруватқан уйғурлар җидди бөлүватқан мәсилиләрниң бири болуп қалди.

Бу мунасивәт билән германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәм илгири сиясий панаһлиқ илтимаси германийә тәрәптин рәт қилинип хитайға қайтип кәткән бәзи кишиләрниң хитайниң қандақ бесимлириға дуч кәлгәнлики һәм уларниң нөвәттики әһваллири һәққидә игилигән мәлуматлирини аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.