Хитай һөкүмитиниң яш уйғур қизлирини ишқа орунлаштуруш баһасида хитай өлкилиригә йөткәштики һәқиқий мәқсити немә?
2007.01.16
Йеқинда қәшқәр вилайәтлик һөкүмәт ахбарат тор бетидә йопурға наһийисиниң 2006 - йили бир йил ичидә җәмий 2450 нәпәр иш күтүп турғучиниң хитай өлкилиригә хизмәткә орунлаштуруш пиланини орунлап болғанлиқи һәққидә хәвәр берилди.
Хәвәрдә ейтилишичә йопурға наһийисиниң һәр қайси йеза кәнтлиридин хитай өлкилиригә әвәтилгән бу деһқанлар, һөкүмәтниң орунлаштуруши билән мулазимәт һәмдә кийим кечәк пишшиқлап ишләш кәсиплири бойичә қисқа мәзгил тәрбийиләнгәндин кейин хитай өлкилиридә мунасивәтлик кәсиплиригә хизмәткә орунлаштурулған икән.
Илгириму хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң қәшқәр, хотән ақсу һәмдә или қатарлиқ җайлиридин кирими төвән деһқанларни, болупму уйғур қизларни түркүмләп хитай өлкилиридики завут карханиларға хизмәткә орунлаштурушқа елип кәткәнлики һәққидә мәлуматларға игә болған идуқ. Гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидин кирими төвән деһқанларни һәмдә ишсиз яшларни кирим мәнбәсигә игә қилиш үчүн хитайниң чоң шәһәрлиригә ишқа орунлаштуруш пиланини ишқа ашуриватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму әмма һөкүмәтниң бу пиланида асаслиқ қиз аялларнила таллаш обйекит қиливатқанлиқи нурғун уйғурларниң гуманлирини қозғиған. Чәтәлләрдики уйғурлар һәтта буни хитай һөкүмитиниң ирқий җәһәттин ассимилятсийә қилиш суйиқәсти йошурунған пилан дәпму баһалашқан иди.
Биз бу хил пикир һәм көз қарашларниң асасий бар йоқлиқи шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитай өлкилиригә хизмәткә орунлаштуруш пиланини қандақ елип бериватқанлиқиға даир мәлуматларға игә болуш үчүн қәшқәр йопурға наһийисиниң йезилириға телефон қилдуқ.
Йопурға қәшқәрниң асасән уйғурлар олтурақлашқан йеза игиликни асас қилған кичикрәк наһийилириниң бири. Шундақла бу наһийә уйғур аптонум райони бойичә намрат наһийиләр қатарида санилиду. Мәзкур наһийидин бир йил ичидә 2500 гә йеқин яш қизларниң хитай ичидә уйғур елигә әң йирақ болған шәндуң өлкисигә, йәни уйғур аптонум райониниң партком секретари ваңлечуәнниң юртиға йөткилиши йеза деһқанлирида, ата аниларда қандақ инкасларни пәйда қилди? хитай өлкилиригә хизмәткә орунлаштуруш баһанисида елип кетилгән уйғур яш деһқан қизлириниң хитай өлкилиридики тәқдири қандақ болмақта ? бу һәқтә кейинки програмлиримизда силәрни йәниму тәпсили мәлуматларға игә қилишқа тиришимиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Пәйзиватлиқ уйғур қизлар ичкири өлкиләрдә ишләшкә мәҗбури елип кетилди
- Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән
- Хитайда 2005 – йилиму йәнә миңлиған адәм өлүм җазасиға һөкүм қилинди
- Уйғур яшлириниң ичкиригә мәҗбурий елип кетилишигә аит һәқсиз линийә сөһбити
- Хитай һөкүмити пәқәт пәйзиват наһийисидила 400 нәпәр уйғур қизни хитай өлкилиригә йөткәп кәтти
- Хитай өлкилиригә алдап кетилгән уйғур балилириниң тәқдир- қисмәтлиридә йәнила өзгириш йоқ
- Америка адәм әткәсчилики мәсилиси һәққидә доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди
- Балиларға байрамлиқ тиләкләр
- Шветсийидики икки хитай пуқраси адәм содиси билән шуғулланғанлиқи сәвәбидин қолға елинған